Шаһит өмәр бекали: “хитай өч елиш үчүн аилә-тавабиатлиримизни лагерға қамиди”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2018.09.21
omer-bekali-ata-anisi.jpg 8 Айлиқ түрмә вә лагерлардики қийин- қистақлардин қутулуп, “тәрбийәләш лагери” ниң һәқиқий әһвалини хәлқараға ашкарилиған өмәр бекалиниң лагерға әкетилгән ата-аниси.
RFA/Gülchéhre

8 Айлиқ түрмә вә лагерлардики қийин-қистақлардин қутулуп бултур йил ахирида қазақистандики хотун-балилири билән җәм болған өмәр бәкали ахбаратларға хитайниң җинайәтлирини паш қилип гуваһлиқ бәргәнлики үчүн бу йил 5-айда түркийәгә кетишкә мәҗбур болған иди. Йеқинқи күнләрдә униң аяли рошәнгүл кичик оғлини елип түркийәгә барғинида истанбул айродромида тутуп қелинди.

Хәлқаралиқ таратқуларниң бесими билән өмәр бекалиниң аилиси ахири җәм болған болсиму, әмма улар йәнила хатирҗәм әмәс. Чүнки өмәр бәкали вә униң аялиниң барлиқ уруқ-туғқанлири хитай даирилири тәрипидин лагерларға соланған болуп, хитайниң тәһдити та бүгүнки күнгичә уларни хатирҗәмликкә қоймиғанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.