Париж шәһиридә уйғурлар намайиш өткүзүп йәкән қирғинчилиқини әйиблиди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2014.08.11
fransiye-parizh-namayish.jpg Уйғурлар намайиш өткүзүп йәкән қирғинчилиқини әйиблиди. 2014-Йили 9-авғуст, париж.
RFA/Qutluq

Фирансийәниң париж шәһири вә униң әтрапидики уйғурлар 9-авғуст шәнбә күни париж шәһиридики парламент бинаси билән ташқи ишлар министирлиқиниң хизмәт бинаси алдиға топлинип, хитай һөкүмитиниң йеқинда йәкәндә елип барған бастуруш һәрикитидә көплигән уйғурларни етип өлтүргәнликигә наразилиқ билдүрүш мәқситидә намайиш өткүзгән.

Фирансийә уйғур җәмийитиниң уюштуруши билән елип берилған наразилиқ намайиш паалийитигә шу җайдики көплигән уйғурлар, франсузлар, вийетнамлиқлар қатнашқан.

Намайиш чүштин кейин саәт төттин саәт бәш йеримға қәдәр давамлашқан.

Фирансийә уйғур җәмийитиниң рәиси әркин аблимит, муавин рәиси нәсирдин, сиясий актиплардин турсунҗан вә шундақла бир қисим франсузлар ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадириниң телефон зияритини қобул қилип бу һәқтә бәзи бир учурларни бәрди.

Аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.