Уйғур көзәткүчиләр сериқбуя вәқәсидә өлгәнләрниң милләт тәркипи һәққидә пикир баян қилди
2013.05.02
“23 - април сериқбуя вәқәси” дә хитай һөкүмәт тәрәптин өлгән 15 кишиниң 10 нәпири уйғур болуши, нөвәттә вәқәгә позитсийә билдүрүватқан тәрәпләрниң муһим диққәт нуқтилиридин бири болмақта.
Уйғур райониниң тәйинләнгән рәиси нур бәкри, мана бу пакитқа тайинип туруп, вәқә садир қилғучиларниң террорчи икәнликини илгири сүрсә, һейтгаһ мәсчитиниң тәйинләнгән имами җүмә таһирму, һуҗумчиларни “мусулман әмәс” дәп әйиблимәктә; әмма бу икки шәхскә берилгән пикир әркинлики, райондики авам хәлққә берилмигәчкә, уйғур хәлқи өзиниң бу һәқтики пикир вә һессиятини ичигә ютушқа мәҗбур болмақта. Ундақта чәтәлдә йәни әркин дуняда яшаватқан уйғурлар бу һәқтә немә дәйду? төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программисини аңлайсиләр.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, бүгүн бу темида чәтәлдики уйғур сиясий көзәткүчиләрдин абдуләзиз әпәнди вә күрәш атахан билән сөһбәт елип бардуқ.
Соал: вәқәдә уйғур сақчи вә хизмәтчиләрниң көп өлгәнлики сиздә қандақ һес вә қандақ ой пәйда қилди?
Күрәш атахан: мән алди билән вәқәдә вәтән вә милләт үчүн өлгән әркинлик җәңчилиримизгә тәзийә вә һөрмитимни билдүримән; андин вәқәдә вәзипә иҗра қилиш давамида өлгән уйғур сақчи вә кадирларниң өлүмидә җавабкарлиқ хитай һөкүмити үстидә дәп қараймән.
Абдуләзиз: маралбеши вәқәси залим вә залимниң янтаяқлири билән зулумға учриғучилар арисидики күрәш. Залимға янтаяқ болуватқанлар бу һадисидин савақ елиши керәк.
Соал: тәйинләнгән рәис нур бәкри вәқәдә уйғур сақчи вә хизмәтчиләрниңму өлгәнликини көрситип, пидаийларни “өз миллитиниму пәрқләндүрмиди, улар террорчи” деди, буниңға қарита сизниң пикриңиз немә?
Абдуләзиз: қени дәп бақсун, нур бәкри қачан өз миллитини пәрқләндүргән? шу вәзипә өтәватқан сақчилар милләт айридиму? миллитини пәрқләндүрүп, уларни хитайға тутуп бериш вә хитай үчүн етип бериштин өзини тарттиму? һәрқандақ бир тирик җан өз һаяти хәвпкә дуч кәлгәндә, болупму өлүш тәқдиригә дуч кәлгәндә, әлвәттә өзини қоғдашниң барлиқ чарилирини қилиду; бу нуқтида пидаийлиримизниң қилғини өзини қоғдаштин башқа нәрсә әмәс.
Күрәш атахан: мәнчә, нур бәкри вә һейтгаһ имами җүмә таһирларниң мана мушундақ зор вәқәләрдә, мана мушундақ муһим пәйтләрдә, дуняға хитай тәрәптә туруп баянат бәргини, миллитимиз үчүн шу күнки вәқәдә хитай тәрәптә туруп вәзипә иҗра қилған сақчи вә хизмәтчиләрниңкидинму еғир бир җинайәт.
Соал: вәқәни хитай һөкүмити террорлуқ һәрикити дәп әйибләватиду, дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит болса, вәқә һәққидики учурлар раст болған әһвалда, буниң бир зулумға қарши һәрикәт икәнликини оттуриға қоюватиду. Сизниңчә, вәқәдә уйғур сақчи вә хизмәтчиләрниң көп өлгәнлики вәқәниң характерини йәни зулумға қарши һәрикәт икәнликини инкар қиламду?
Абдуләзиз: һәргиз ундақ әмәс. Пидаийлар һәқ вә адаләт үчүн җенини атиған имани сағлам мөминләр, уларни шәрқи түркистан хәлқи давамлиқ яд етиду вә үлгә алиду.
Күрәш атахан: зораван һакимийәтләр, өзигә қарши һәрикәтни һәр хил сәвәб, һәр хил баһаниләр билән давамлиқ әйибләйду, бизниң нәзиримиздә бу һәр вақит әркинлик күриши вә әйиблиниватқанлар болса әркинлик җәңчилири.
Соал: вәқәдә өлгәнләрниң җавабкарлиқи кимдә болуши керәк?
Абдуләзиз: җавабкар охшашла хитай дөлити. Өлгүчиләрниң аилә - тавабиатлири вә қериндашлири бу өлүм сәвәблик хитай дөлитидин һесаб сориши вә җавабкарлиқ тәләп қилиш керәк.
Күрәш атахан: мустәмликичилик болмиса, адаләтсизликләр болмиса, бу тоқунуш йүз бәрмәйтти. Улар хата бир вәзипигә мәҗбурланмиған болса, һаятидин айрилмиған болатти, җавабкар хитай һөкүмити.
Соал: вәқәдин уйғур сақчи вә хизмәтчиләр елишқа тегишлик бир савақму барму?
Абдуләзиз: бар әлвәттә, уйғур сақчилар әгәр өзини уйғур миллитидин дәп тониса, бундақ җиддий вәқәләрдә, вәзипә өтәшни рәт қилиш керәк, һеч болмиди дегәндә, сәпниң алдиға өтүшни рәт қилиш керәк. Хизмәт көрситиш үчүн, тәқдирлиниш вә өсүш үчүн өз қериндашлириниң җениға замин болуштәк бундақ ғәйрий инсаний һаят йолидин ваз кечиши керәк.
Соал: һейтгаһ мәсчитиниң имами җүмә таһир, вәқә садир қилғучиларни “қилмишиға қариғанда мусулман әмәс, чүнки ислам дини тинчлиқ дини” деди, җүмә таһирниң бу пәтивасиға қандақ қарайсиз?
Абдуләзиз: шундақ, ислам дини тинчлиқ дини, у әйни чағда һәқ вә адаләт дини. Һәқсизлиққә, зулумға, адаләтсизликкә дәл вақтида инкас қайтурушни тәшәббус қилидиған дин. Һәммигә аян, җүмә таһир шәрқи түркистан хәлқигә вәкил әмәс, хитай компартийисидин пәпиләп йетиштүрүлгән вә әтиварлап ишлитиливатқан хитай тәрәп вәкили, униң сөзлири үстидә артуқчә ойлинишниңму һаҗити йоқ.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, юқирида, маралбешидики сериқбуя вәқәсидә өлгән вә яриланғанлар һәққидә чәтәлдики уйғур көзәткүчиләрниң қарашлирини аңлаттуқ.