Архип
2012-10-17
Чегра ичидә чегра, бир аптономийә даириси ичидә аптономийә башқурушиға бой сунмайдиған йәнә мустәқил һөкүмәт, мустәқил әдлийә, мустәқил һәрбий вә иқтисадий күчлиригә игә биңтуәндин ибарәт бир мукәммәл күчниң тәң мәвҗут болуш һадисиси пәқәт уйғур аптоном районидила мәвҗут.
2012-10-16
Уйғур аптоном райони намини “шинҗаң” яки аптоном район дәп қисқартип яки ихчамлап ишлитишкә сәвәб көрсәткүчиләр, уйғур намини чиқириветишниң уқум хаталиқи кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини инкар қилип “бу пәқәт ихчамлаш, қулайлаштуруш еһтияҗидин” дәпла қутулмақта.
2012-10-15
“уйғур” нами уйғур ели территорийисидики йәрлик милләтниң нами. Уйғур намини бу хәлқ милләт нами қилип қоллиништин илгирила узақ шанлиқ тарихида қәбилә, хақанлириниң җуғрапийилик нами қилип ишләткәнлики қиммәтлик мәңгүташ абидилиридә пүтүклүк.
2012-10-11
Уйғур районида хитай һөкүмитиниң йәрлик милләтләргә йүргүзүватқан кәмситиш характерини алған баравәрсиз, натоғра сиясәтлири уйғурларда ишсизлиқ мәсилисиниң йәнә башқа шәкилләрдә давам қилишиға сәвәб болмақта.
2012-10-09
Уйғур елидики иқтисадий тәрәққият вә буниңдин уйғурларни мәһрум қалдурушни хитайниң қанунлири вә хәлқаралиқ әһдинамиләргә тәтбиқлиғанда, уйғурлар игә болушқа тегишлик қануний һәқ-һоқуқлардин мәһрум қалдурулмақта.