Архип
2014-01-31
Илһам тохти әпәнди илгири радиомиз зияритини қобул қилғинида, өзиниң һәр вақит хәтәр ичидә икәнликини вә даириләр тәрипидин туюқсиз тутқун қилинип қарилиниш, өзидә йоқ җинайәтләр артилиш; һәтта яман ғәрәзлик кишиләр тәрипидин қәст қилиниш еһтимали барлиқини көп қетим билдүргән иди.
2014-01-30
17-январ “сәнюй” намлиқ тор бекити уюштурған илһам тохтини қоюп бериш һәққидики чақириққа имза топлаш һәрикити бүгүн 14-күнигә қәдәм қойди. Радиомиз мухбириниң истатистика қилишичә, 30-январ күнигичә имза қойғанлар сани 1700 дин ашқан.
2014-01-30
Һәммигә мәлум 5-феврал ғулҗа вәқәсиниң алдинқи басқучлири ғулҗа мәшрәплири һесаблиниду. Уйғур яшлириниң хитай һөкүмитигә наразилиқ билдүрүп намайиш қилишиға дәл хитай һөкүмитиниң йоллуқ мәшрәпләрни қаттиқ бастуруп тосқунлуқ қилғанлиқи сәвәб болди.
2014-01-30
Германийәниң мюнхен шәһиридики хитай консулханиси йениға тохтитилған ай юлтузлуқ көк байрақ сүпитидики чедир вә козуп хитайниң етиразини қозғиди. Германийә сақчилири уйғур тәшкилат вәкиллири билән хитай консули арисида мурәссә қилишқа мәҗбур болди.
2014-01-29
Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири вә зиялийлар 5-феврал ғулҗа вәқәсиниң уйғурларниң һаяти, күрәш ирадиси вә чәтәлләрдики уйғур давасиға көрсәткән тәсирлири һәққидә мулаһизиләрни елип берип, вәқәниң тарихий әһмийитигә интайин юқири баһалар бәрмәктә.
2014-01-28
Игилишимизчә, түрмидики яш тәтқиқатчи, тонулған тор язғучиси вә мустәқил маарипчи абдувәли аюп делосиниң йеқинда үрүмчи тәңритағ районлуқ әдлийә орунлиридин қәшқәргә қайтурулуп йеңиваштин тәкшүрүлүватқанлиқи мәлум.
2014-01-28
Феврал ейи уйғурлар үчүн уйғур ели йеқинқи заман тарихидики 5-феврал ғулҗа вәқәсидәк унтулғусиз хатириләр пүтүлгән бир айдур. 5-Феврал ғулҗа қирғинчилиқи хитай һакимийитиниң уйғурлар үстидин давам қилған системилиқ қирғинчилиқини ашкара елип барған җинайи пакитлардин бири.
2014-01-28
Гуәнтанамо түрмисидики әң ахирқи үч уйғурни словакийәгә орунлаштурғанлиқ хәвири, хитайни қаттиқ биарам қилиш билән бирликтә, бу хәвәрни аңлиған уйғурларни бәкла сөйүндүрди.
2014-01-27
Өткән йилдики уйғур ели вәзийитиниң қанлиқ тоқунуш вә бастурушлар алаһидә көп йүз бәргән тинчсиз бир йил болғанлиқи мәлум шундақла бу җәрянда йүздин артуқ уйғур хитай аманлиқ күчлириниң бастурушлирида өлтүрүлгән иди.
2014-01-27
Илһам тохтиниң аяли гүзәлнур ханим 27-январ радиойимизниң зияритини қобул қилип, даириләрниң илһам тохтиға төһмәт қиливатқанлиқи вә һазирғичә илһам тохти һәққидә учур беришни рәт қиливатқанлиқи қатарлиқ әһваллар һәққидә тохталди.
2014-01-24
15-январ, хитай даирилири уйғур өктичи зиялийси илһам тохти вә мәркизи милләтләр университетиниң бирқанчә нәпәр уйғур оқуғучисини тутқун қилғандин буян, хитай мәтбуатлирида бу һәқтә һечқандақ хәвәр бәрмиди.
2014-01-24
15-январ күни хитай җамаәт хәвпсизлик хадимлири бейҗиң мәркизи милләтләр университети оқутқучиси илһам тохтини елип кәткәнлик хәвири тарқалғандин кейин америка, явропа парламенти вә бәзи инсан һәқлири тәшкилатлири позитсийисини билдүрди.
2014-01-23
23-январ күни илһам тохти әпәндиниң тутқун қилғиниға 9 күн болди. Әмма хитай һөкүмәт даирилири илһам тохти әпәндиниң тутқун қилинишиниң сәвәби вә униң нәгә қамалғанлиқи һәққидә һечқандақ учур бәрмиди.
2014-01-23
Америка әркинлик сарийи пәйшәнбә күни өзиниң 2014-йиллиқ кишилик һоқуқ доклатини елан қилди. Хитай сиясий әркинлик вәзийити қәбиһ, пуқралар әркинлик вәзийити начар, дөләт болуп баһаланған.
2014-01-23
Бейҗиңдики мәркизий милләтләр университети оқутқучиси илһам тохти әпәнди хитай җ х хадимлири тәрипидин тутуп кетилгәндин кейин америка, явропа парламенти вә бәзи инсан һәқлири тәшкилатлири бу һәқтә позитсийә билдүргән болсиму, әмма түркийә һөкүмити техи һазирғичә бу һәқтә позитсийә билдүрмиди.