Архип
2014-10-31
Уйғурларниң қануний һәқ-һоқуқлирини тәләп қилғини үчүн, хитай һөкүмити тәрипидин “бөлгүнчилик” билән әйиблинип, түрмигә соланған илһам тохтиға “түрк дуняси әркинлик мукапати” берилидиғанлиқи һәққидики хәвәр униң аилисидикиләрни һаяҗанға салди.
2014-10-31
Исмаил ғаспирали түрк дуняси ахбаратчилар йиғинида уйғур дияридиму қан төкүлүватқанлиқи, әмма булар ахбаратта көп хәвәр қилинмиғанлиқи үчүн дуняниң пәрва қилмай келиватқанлиқи, шуңа ортақ бир түрк дуняси ахбарат агентлиқи қурулуш керәклики тоғрисида тәклипләр оттуриға қоюлди.
2014-10-30
Өктәбирниң башлирида түркийә вәтәндашлиқидики 21 яшлиқ уйғур йигит абдуллаҗан гваңшиниң пиңшяң түрмисидә сирлиқ һалда қаза қилғандин кейин, түрмә даирилири униң җәситини туғқанлириға беришни рәт қилған.
2014-10-30
Йеқинда җәнубий уйғур елидики дохтурлуқ хизмитидин истепа берип, ғәрб дөләтлиригә оқуш пурсити издәп кәлгән яш уйғур дохтур өзи икки йил ишлигән бу һәрбий дохтурханисида бешидин кәчүргән нурғун наһәқчиликләрни сөзләп өтти.
2014-10-30
Йеқинда малайшия арқилиқ түркийәгә қечип кәлгән 50 яштики адил абдуғопур әпәндиниң өз һаят кәчүрмишлирини сөзләп беришичә, у 1991-йилидин 2010-йилиниң ахириғичә 2 қетим түрмигә ташланған болуп, җәмий 17 йилға йеқин вақит түрмидә ятқан.
2014-10-29
Вакаләтсиз милләтләр тәшкилати б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң аялларни кәмситишкә қарши туруш комитетиға сунған доклатида, уйғур вә тибәт аяллириниң системилиқ кәмситишкә учраватқанлиқини қәйт қилған.
2014-10-29
Йәкәндә вәқә йүз бәргән күни зади немиләрниң болғанлиқи хитай һөкүмити тәрипидин сирдәк сақланмақта. Хитай һөкүмити түрлүк васитиләрни ишқа селиш арқилиқ әмәлийәтниң ашкарилинип қаттиқ кетишиниң алдини еливатиду.
2014-10-29
Түрк дуняси журналистлар җәмийити тәрипидин тәсис қилинған “исмаил гаспирали хәлқара инсан һәқлири әркинлик мукапати” ни илһам тохтиға бериш қарарлаштурулди.
2014-10-27
Даириләр йеқинқи хәвәрлиридә, 2010-йилидики шинҗаң хизмәт йиғинидин кейин, шинҗаңға ярдәм намида кәлгән мутәхәссисләр арисида, бир түркүм дохтурларниңму барлиқини хәвәр қилди.
2014-10-24
Бүгүр исяни йетәкчиси турсун мәмәтниң мәктәптики чағлирида тиришчан вә әлачи оқуғучи икәнлики, иш һаятида болса кәспигә пухта вә мәсулийәтчан киши болғанлиқи үчүн амма арисида ишәнч вә инавәт тапқанлиқи ашкариланди.
2014-10-23
Бүгүр исяни бастурулуватқан мәзгилдә, аһалиләрниң өз өйлиридә өзлирини бихәтәр һес қилалмай, бала-чақилири билән бирликтә өйлиридин қечип чиққанлиқи вә өйлириниң арқисидики кевәзликтә далдиланғанлиқи ашкариланди.
2014-10-23
10-Айниң 23-күни бирләшкән дөләтләр тәшкилатида чақирилған 59-нөвәтлик аялларға қаритилған һәр түрлүк кәмситишләргә қарши туруш йиғинида уйғур ханим-қизлар мәсилиси оттуриға қоюлди.
2014-10-22
Сақчихана башлиқиниң билдүрүшичә, маралбеши йеза игилик базиридики 4 һуҗумчиниң һәммисила ака-ука қериндашлар болуп, улар осман мөмин, авут мөмин, мамут мөмин вә әйса мөмин қатарлиқлардур.
2014-10-22
Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим норвегийәдики паалийитини ахирлаштуруп, бүгүн шветсарийәниң җәнвә шәһиригә йетип келип бу йәрдики паалийитини башливәтти.
2014-10-21
Игилишимизчә, нәччә милйон сом қиммитидики өй-җай вә беғидин мәҗбурий айрилған 80 яштин ашқан абдурәһим қари бу йил майдин етибарән әрз қилиштин тохташқа мәҗбур болған.