Архип
2014-11-28
Үрүмчидә алдинқи күни йепилған аптоном районлуқ партком 8-омуми йиғинида аталмиш дин әсәбийликигә қарши туруш һәққидә нуқтилиқ музакирә елип берилған.
2014-11-27
Бу йил марттин буян тайландта қапсилип қалған 300 дин артуқ уйғур мусапир һәққидә ғәрб вә түрк мәтбуатлирида мақалә-чақириқлар елан қилинип, оқурмәнләр, сиясий партийәләр җүмлидин сиясийонларниң диққитини чәккән.
2014-11-26
Асасий қатламға чүшкән бир уйғур кадирниң җәнубтики кәнтләрдә көргән-билгәнлири вә униң бу һәқтики намсиз инкаси тор вә иҗтимаий учур васитилиридә күчлүк тәсир қозғимақта.
2014-11-25
Бу йилниң башлиридин буян даириләр уйғур аптоном раюнлуқ идарә-җәмийәтләр шуниңдәк һәр саһә вә кәспләр бойичә 200 миңдин артуқ кадирни аталмиш “муқимлиқ хизмити” бойичә асасий қатламға чүшүргәнликини хәвәр қилмақта.
2014-11-25
Шәрқий түркистан вә уйғурлар һәққидә издинишкә муйәссәр болған бәзи журналистларниң уйғурлар нөвәттә дуч келиватқан түрлүк бесимлар вә хитайниң дөләт террорлуқиға аит әмәлий пакитларни байқап, уйғурларға һесдашлиқ қилғучи авангартларға айлиниватқанлиқи мәлум болмақта.
2014-11-24
Вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң 26-ноябир өткүзүлидиған аз санлиқ милләтләр мәсилиси һәққидики йиғини, б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 7-нөвәтлик йиғин чақирилип, аз санлиқ милләтләргә қаритилған зораванлиқни һәл қилиш музакирә қилинидиған мәзгилдә ечилиду.
2014-11-24
Илһам тохтиниң адвокатлиридин ли фаңпиң дүшәнбә күни б б с агентлиқиниң зияритини қобул қилип, илһам тохти әпәнди билән бир мәзгилдә тутқун қилинған йәттә нәпәр оқуғучиниңму “дөләтни парчилаш” җинайити билән әйиблинип, сотлинидиғанлиқини билдүрди.
2014-11-24
Д у қ ниң уюштуруши вә “кишилик һоқуқ үчүн җәнвә” намлиқ хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатиниң һәмкарлиқида чақирилған 9-нөвәтлик уйғур рәһбәрлирини демократийә вә кишилик һоқуқ бойичә тәрбийиләш курси 24-ноябир җәнвәдә рәсмий башланди.
2014-11-24
Канаданиң торонто шәһиридики шәрқий түркистан мәдәнийәт мәркизиниң вәкиллири 11-айниң 23-күни канададики кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин орунлаштурулған диний һәқ -һоқуқ мәсилиси йиғиниға қатнашти.
2014-11-21
Уйғурларниң қануний һәқлирини тәләп қилғанлиқи үчүн бу йил 15 - январ тутқун қилинған уйғур зиялийси илһам тохти, аталмиш“дөләтни парчилаш” җинайити билән әйиблинип,23 - сентәбир үрүмчи оттура соти тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғандин кейин, у наразилиқ әрзи сунған иди. Уйғур аптоном районлуқ юқири сот җүмә күни илһам тохти қамалған түрмидә қайта һөкүм елан қилип, илһам тохтини йәнила муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилип униң барлиқ мал - мүлкиниң мусадирә қилинидиғанлиқини уқтурди. Сотниң бу қарари илһам тохти вә бу соттин хәвәрдар болғанлар тәрипидин “адаләтсиз сот” дәп әйибләнмәктә.
2014-11-20
Игилишимизчә, бу йил майда қобуқсар наһийисидә олтурушлуқ бир уйғур аилисиниң бешиға кәлгән еғир қисмәтләр паҗиә билән нәтиҗиләнгән.
2014-11-20
Хоңкоңлуқларниң “демократик сайлам һоқуқини тәләп қилиш” намайиши давамлишиватқиниға 54 күн болди. Әмма, хоңкоң йәрлик даирилири вә хитай мәркизи һөкүмити билән намайишчилар арисида һазирғичә ортақ бир пикир һасил қилинмиди.
2014-11-20
Уйғур елидики нопузлуқ тор бәтлиридин бири болған “издиниш” тор бекитидә йеқинда елан қилинған “иллиқлиққа тәшна мусапир қериндишимиз” сәрләвһилик мураҗиәтнамә кәң уйғур җамаитиниң күчлүк диққитини чәккән.
2014-11-19
Игилишимизчә, бу йил майда чөчәк вилайитигә қарашлиқ қобуқсар наһийәсидә олтурушлуқ бир уйғур аилиниң өй - җайи мәҗбурий чеқилип, уруқ - туғқанлири қаттиқ таяқ йегән.
2014-11-18
Хитай дөләт рәиси ши җинпиң австралийә парламентида икки дөләт сөһбитини башлаштин аввал, австралийә йешиллар партийиси австралийәдә паалийәт елип бериватқан уйғур, тибәт, фалунгуң вә шундақла хитай демократчилири вәкиллири билән йепиқ сөһбәт өткүзгән.