Архип
2014-02-28
Илһам тохтиниң аяли гүзәлнур ханим радиомиз зияритини қобул қилип, 28 - феврал җүмә күни мәркизи милләтләр университетида ечилған йиғинда мәктәп даирилири тәрипидин агаһландурулғанлиқини билдүрди.
2014-02-27
Америка дөләт ишлар министирлиқиниң бу йиллиқ доклатида көрситишичә, өткән бир йилда уйғурларниң сөз-пикир, диний етиқад, йиғилиш, тәшкилатларға қатнишиш әркинлики еғир бастурушқа учриған.
2014-02-24
Радиомиз игилигән әң йеңи учурлардин мәлум болушичә, 15-январ күни илһам тохти әпәнди билән бирликтә тутқун қилинған оқуғучилардин үч оқуғучиниң аилисидикиләр үрүмчи сақчи даирилириниң уқтурушини тапшурувалған.
2014-02-21
Кишиләр уйғур елида вәзийәтниң немә үчүн күнсайин өткүрлишиватқанлиқиға қизиқмақта. Әл - җәзирә теливизийиси хәвәрләр тори бу һәқтә мәхсус бир доклат елан қилип, уйғур елидики вәқәләргә сәвәб болуватқан амиллар дәп қариған 5 түрлүк сәвәбни оттуриға қоюп чиққан.
2014-02-21
Пакистандики өмәр уйғур вәхпи 5 йилниң алдида ана тил мәктипи ечип, бир түркүм уйғур үсмүр - балилирини тәрбийиләшкә башлиған иди.
2014-02-20
Дуня ана тил күниңларға мубарәк болсун. Тил мутәхәссислириниң йәкүни шуки, “мәлум бир тилда сөзлишидиған милләт ичидә, әгәр үчтә бир бала өз ана тилида әмәс, башқа бир тилда сөзләшни бәкрәк халиған чағда, шу бала сөзләшни халимиған ашу тил йоқилиш хәвпи йошурун тил дәп қарилиду.”
2014-02-20
15 - январ күни илһам тохти әпәнди тутқун қилинғандин буян, хитайдики кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин ху җя, воесер, ваң лишюң қатарлиқлар илһам әпәнди вә униң оқуғучилириниң әһвалиға йеқиндин көңүл бөлүп кәлмәктә.
2014-02-20
Уйғур райониниң шималидики бир шәһәрдә туғулуп өскән, 1990 - йилларниң оттурилири хитай шәһәрлиридин биридә алий мәктәп оқуған, оқуш пүттүргәндин кейин, үрүмчидә хизмәт ишлигән бир уйғур ханим, 2000 - йилларниң оттурилирида хотәнниң керийә наһйәсигә икки йиллиқ хизмәткә әвәтилиду.
2014-02-19
“уйғур маарип уюшмиси” уйғур зиялийси илһам тохти, абдувәли аюп, абдулкәрим абдувәли қатарлиқ виҗдан мәһбуслириниң мәсилисини шиветсийә парламентиниң феврал ейида муназиригә қоюлидиған ташқи ишлар идарисиниң күн тәртипигә сунди.
2014-02-18
Хитай һөкүмәт даирилири уйғур елидә қанунсиз дини паалийәтләргә қарши туруш нами астида уйғурларниң дини әркинликини қаттиқ чәкләп, уйғурларниң мәсчиткә берип, намаз оқушқа охшаш әң аддий бир шәртни ада қилишиғиму тосқунлуқ қилмақта.
2014-02-17
“үрүмчи кәчлик гезити” ниң мухбири, “алтун тарим” ториниң қурғучиси нияз қаһарниң нөвәттә шиху түрмисидә 13 йиллиқ җаза муддитини өтәватқанлиқи мәлум болғандин кейин, униң аниси мәрйәмхан йәнә бир қисим әһвалларни ашкара қилди.
2014-02-17
15-январ күни бейҗиңдики мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти әпәнди хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинғандин кейин, америкиниң индиана университетидиму илһам тохти әпәндини қоюп бериш чақириқиға аваз қошуш паалийити башланған иди.
2014-02-14
Шинхуа ториниң үрүмчидин бәргән хәвиригә қариғанда, бүгүн, йәни 14 - феврал чүштин кейин саәт 16:00дә учтурпанда қанлиқ тоқунуш йүз берип 11адәм өлгән.
2014-02-14
Хитай һөкүмитиниң керийәдики йәр тәврәш апитигә қарита көзгә көрүнәрлик вә үнүмлүк бир тәдбир қолланмиғандин башқа, хитай пуқралириниңму бу вәқәгә пассип позитисйә тутуши, һәтта бәзилириниң тамаша көрүш позитсийси, уйғурлар билән хитайлар арисида мәвҗут болған өч - адавәт туйғулирини йәнә бир қетим ялиңач шәкилдә ашкарилиди.
2014-02-14
2-Айниң 12-күни хотәнниң керийә наһийисидә 7.3 Бал йәр тәвриди. Игилишимизчә, бу қетимлиқ йәр тәврәштә атчан йезисиға тәвә 4 кәнт апәтниң зийиниға алаһидә еғир учриған.