Архип
2014-04-30
Америка хәлқара диний әркинлик комитети чаршәнбә күни елан қилған 2014-йиллиқ доклатта көрситишичә, хитайда мустәқил католик, протестант мухлислириниң диний әркинлики бузғунчилиққа учрапла қалмай, уйғур вә тибәтләрниң диний әркинлики давамлиқ начарлашқан.
2014-04-29
2014-Йили 27-апрел мәркизи истанбулға җайлашқан хәлқаралиқ түркистанлиқлар һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштуруши билән “хәлқаралиқ түркистан қурултийи” намида йиғин өткүзүлди.
2014-04-25
Өткән һәптиниң дүшәнбә күни йәни 14 - април күни бир аңлиғучимиз радиомизға инкас йоллап, хотәнниң гума наһийә базиридики гүлқазма дегән җайда қанлиқ вәқә йүз бәргәнликини вә вәқәдә икки нәпәр уйғурниң хитайлар тәрипидин өлтүрүгәнликини мәлум қилған иди.
2014-04-25
Хитайдики учур - ахбарат әркинликиниң қаттиқ қамал қилиниши кишилик һоқуқ органлири тәрипидин тәнқид қилиниватқан болсиму, әмма хитай һөкүмити буниңға қаримай йеқинқи йиллардин буян қамални техиму илгирилигән һалда күчәйтмәктә.
2014-04-24
Мәлум болғандәк уйғур балиларниң йоқап кетиш, адәм бедиклири тәрипидин алдинип хитай өлкилиридә сетилиш вә һәр хил җинайи гуруһларниң түрлүк зиянкәшликлиригә учришидәк паҗиәләр, уйғур җәмийитидә 20 йиллар илгири баш көтүрүп давам қиливатқан бир зор иҗтимаий апәт.
2014-04-24
Игилишимизчә, ақсу вилайитиниң тоқсу наһийәсидә олтурушлуқ бир уйғур яш өзиниң үндидардики достлар чәмбирикигә диний мәзмундики текист йоллиғанлиқи сәвәблик 15 күн қамақта ятқан.
2014-04-24
Өткән һәптә патигул ғулам қатарлиқ 5 - июл ғайиплири анилириға атап нахша иҗад қилған җое хамилтон әпәнди, 22 - април күни йәнә нөвәттә хитай түрмисидә йетиватқан илһам тохти әпәндигә атап йезилған нахшисини елан қилди.
2014-04-23
Бүгүн 23 - април серибуя вәқәси йүз бәргинигә нәқ бир йил болди. Сериқбуя вәқәсидә хитай тәрәптин 15, пидаийлардин 9 киши булуп җәмий 24 киши өлгән вә вәқә хәлқара чоң тәсир пәйда қилған иди.
2014-04-22
Түркийәниң әң чоң гезитлиридин бири болған “ахшам” гезитиниң 21-апрел күнидики санида “өлүм җазаси билән туғулғанлар” мавзулуқ обзор елан қилинди.
2014-04-22
Шиветсийәдә паалийәт қиливатқан түрк аммиви тәшкилатлиридин тәқва җәмийитиниң уюштуруши билән “хитай ишғалийити астидики унтулуп кетилгән шәрқи түркистан” дегән темида йиғин чақирилди.
2014-04-21
Хитай сотиниң сиясий мәһбус абдукерим абдувәлиниң җаза муддитини 5-қетим йәнә бәш йиллиқ узартиши, хитай даирилириниң хәлқара қанун вә хәлқара җамаәт пикригә йәнә бир қетим җәң елан қилғанлиқини ашкарилиди.
2014-04-21
Мәлум болушичә, өткән җүмә күни вейтнамниң хитай билән тутушидиған шималий чеграсида 5 нәпәр уйғур мусапирниң етип өлтүрүлгәнлики илгири сүрүлмәктә.
2014-04-21
14 - 16 Апрелғичә германийәниң мюнхен шәһиридә өткүзүлгән “инсанийәткә қарши өткүзүлгән җинайәтләр” мавзулуқ йиғинда нуқтилиқ һалда из - дерәксиз ғайиб болған, халиғанчә тутқун қилинған вә сотсиз өлтүрүлгән уйғурлар мәсилиси тәпсилий аңлитилған иди.
2014-04-18
Мухбиримиз бүгүн кәлпиндә қизил чирақтин өтүп кәткини үчүн етиветилгән абдулбаситниң бурунқи әһвали вә ақивити һазирғичә ениқ болмайватқан икки достиниң нөвәттики әһвалини ениқлаш үчүн кәлпин наһийилик 1 - оттура мәктипигә телефон қилди. Мәктәп рәһбәрлири абдулбаситниң бултур мәктәптин тохтиғанлиқи вә униң икки дости мәрдан билән бурһанидинниң мәктәпниң толуқ 1 - вә 2 - йиллиқ оқуғучилири икәнликидин башқа мәлумат берәлмиди.
2014-04-18
Болупму 2009 - йилидин буян, хитай һөкүмити көп санда уйғурларни өлүм җазалириға мәһкум қилди яки нәқ мәйданда етип ташлиди. Уйғур илида һелиму давамлишиватқан бу һадисә ғәрб әллиридики уйғур сиясий паалийәтчилириниң күчлүк диққитини қозғимақта.