Архип
2014-05-30
22-Май үрүмчи әтигәнлик базирида йүз бәргән партлитип һуҗум қилиш вәқәсидин кейин, хитайда турушлуқ бир қисим чәтәл мухбирлири хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясити, үрүмчи вәзийити вә уйғурлар билән хитай көчмәнлири оттурисидики мунасивәт һәққидә тохталған.
2014-05-29
Игилишимизчә, гума наһийә базирида олтурушлуқ йәнә бир уйғур аилисиниң өй вә мал-мүлки қурулуш ширкити тәрипидин мәҗбурий чеқилип, трактор билән бастуруветилгән.
2014-05-28
Хитай даирилири ғулҗида ечилған 55 уйғур үстидики сотниң аталмиш “3 хил күчләр гә зәрбә бериш ирадисини ипадиләйдиған” лиқини көрсәткән болсиму, бирақ бәзи хитай зиялийлири бу сотниң уйғурларниң ғуруриға тегип, уйғур-хитай мунасивитигә техиму бузғунчилиқ қилидиғанлиқини билдүрди.
2014-05-27
Хотән вилайити һәр дәриҗилик җамаәт хәвпсизлик қораллиқ қисимлар билән маслишип, нуқтилиқ аилиләр, көчмә нопустикиләрниң әһвалини игиләп, мәхсус интернет вә аммиви алақә васитилиридин ч ч, үндидар қатарлиқлардики учурларни қамал қилип, тәкшүрүшкә башлиған.
2014-05-24
Хитай һөкүмити үрүмчидә йүз бәргән “әтигәнлик база һуҗуми” ни “уйғур бөлгүнчиләр пәйда қилған” дәп әйиблиди. Әмма хитайниң мәлум бир шәһиридә яшаватқан бир уйғур қиз сабиқ хитай рәиси мав зедоңниң үзүндилирини нәқил елип туруп, “зулум бар йәрдә қаршилиқ” болидиғанлиқини билдүрди.
2014-05-23
Рабийә қадир ханим үрүмчидә йүз бәргән әтигәнлик базар һуҗуми һәққидә позитсийә билдүрүп, өзиниң қанлиқ вәқәләрни көрүшни халимайдиғанлиқини, әмма хитайниң бастуруш сиясити мушу хил вәқәләрниң йүз беришигә сәвәб болуватқанлиқини илгири сүрди.
2014-05-23
22-Май үрүмчи хәлқ бағчиси йенидики әтигәнлик базарға һуҗум қилиш вәқәсидин кейин, уйғур вәзийити йәнә җиддийләшти. Даириләр бу бир йил ичидә үрүмчи қатарлиқ шәһәрләрдә қәрәллик һалда террорлуққа қарши туруш маневирлири өткүзүлидиғанлиқини җакарлиди.
2014-05-23
Шаңхәйдә чақирилған асияда һәмкарлиқ вә бихәтәрликни күчәйтиш тәшкилатиниң 4-нөвәтлик дөләт вә һөкүмәт рәһбәрлири йиғиниға қатнашқан түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлу хитай дөләт рәиси ши җинпиң вә ташқи ишлар министири ваң йи қатарлиқ кишиләр билән учрашти.
2014-05-21
Ичишимизчә, гума наһийә базириниң гүлқазма мәһәллисидә олтурушлуқ 3 аилә уйғурниң өй-макани бир кечидә чеқилип түзливетилгән. Наһийәлик шәһәр қурулуш идариси билән қурулуш ширкити бирликтә зорлуқ васитиси ишлитип, 2-айниң 26-күни кечидә өйләрни бузған.
2014-05-21
Түнүгүн куча наһийисиниң алиқаға базирида йүз бәргән намайиш вә тоқунушни баштин-ахири көргән вә нәқ мәйданда хизмәт қилған бир кәнт аманлиқ мудириниң радиомизға ашкарилишичә, вәқәдә намайишчилардин 5 кишигә оқ тәккән вә иккиси нәқ мәйданда өлгән.
2014-05-21
Йеқинқи хәвәрләрдә уйғурларниң хитайға чегридаш шәрқий җәнубий асия дөләтлиригә түркүмләп қечип келиватқанлиқи көрситилгән.
2014-05-20
Бүгүн куча наһийәсиниң алақаға базирида қанлиқ вәқә йүз берип нурғун адәм тутқун қилинған. Сақчилар нәқ мәйданда оқ чиқирип намайишчи аммидин бирқанчисини өлтүргәнлики мәлум болмақта.
2014-05-20
Бүгүн куча наһийисиниң алиқаға базирида, сәйшәнбә базарға содилиқ қилғини кәлгән бир түркүм аяллар яғлиқини алдидин чәккәнлики үчүн тутулуп базарлиқ һөкүмәт бинасиға солап қоюлған.
2014-05-19
Йәрлик уйғур аһалилириниң олтурақ өйлирини мәҗбурий тартивелиш, чеқиветиш яки төвән баһада сетишқа мәҗбурлаш нөвәттә уйғур елидә көп көрүлүватқан һадисиләрниң бири болмақта.
2014-05-16
Мәркизий милләтләр университети даирилириниң тутқундики уйғур зиялийси илһам тохтиниң хизмәт истажини бикар қилғанлиқи мәлум. Илһам тохтиниң аяли гүзәлнур ханимниң билдүрүшичә, у нөвәттә мәктәпниң мәзкур қарари үстидин әрз қилишқа һазирланған.