Архип
2014-06-30
6-Айниң 27-күни фирансийә парламентида чақирилған уйғур мәсилиси тоғрисидики йиғинда нуқтилиқ һалда хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип бериватқан бастуруш, тутқун қилиш, өлүм җазаси бериш қатарлиқ сиясәтлири оттуриға қоюлған.
2014-06-30
Вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң йиғинға қатнашқан мутәхәссисләр уйғурлар вә тибәтликләр мәсилиси үстидә муһакимиләр елип бериш билән биргә йәнә, қирим татарлириға охшаш нопуси интайин аз болған бәзи милләтләрниң кәлгүси үстидиму тохтилип өтүшти.
2014-06-30
Шиветсийә ташқи ишлар министирлиқиниң асия бөлүми елан қилған 2013-йиллиқ асия қитәсидики дөләтләрниң кишилик һоқуқи тоғрисидики доклатиниң хитайға алақидар қисмида, шәрқий түркистан, тибәтләр тоғрисида асаслиқ тохталған.
2014-06-27
Даириләр адвокат ли фаңпиңни төнүгүн тутқундики илһам тохти билән тунҗи қетим көрүштүргән болсиму, лекин аилә әзалириниң көрүшүш тәлипини рәт қилған.
2014-06-27
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, хоңкоңдики демократик күчләр тәрипидин хоңкоңда демократик сайлам өткүзүш, хоңкоңлуқларниң өз рәһбирини өзини сайлап чиқишини әмәлгә ашуруш үчүн башланған биләт ташлаш паалийитигә аваз қошқанларниң сани 700 миңдин еишип кәтти.
2014-06-27
Йеқиндин буян уйғур диярида йүз бериватқан вәқә вә һадисиләргә әгишип хитай һакимийитиниң зулум вә бесимни күчәйткәнликини уйғурларни халиғанчә көпләп тутқун қилиш, өлүм җазасиға һөкүм қиливатқанлиқи илгири сүрүлмәктә.
2014-06-26
Илһам тохти тутқун қилинғандин кейинки 6 айға йеқин вақит ичидә икки қетим ачлиқ елан қилғанлиқи вә бәдән еғирлиқиниң 16 килограм чүшүп кәткәнлики мәлум.
2014-06-26
Тоққузақ наһийисидин ешинча әмгәк күчлири сүпитидә мәзкур завутқа келип ишләватқан 819 нәпәр уйғур яшлири йерим кечидә ятақлириға бастуруп киргән хитайларниң рәһимсизләрчә таяқ, тоқмақлар билән туюқсиз һуҗумиға учриди.
2014-06-23
Игилишимизчә, хотән вилайитидә көчмә телефонлардики иҗтимаий учур вә алақиләргә болған қаттиқ тәкшүрүш бир айдин буян җиддий давам қилмақтикән.
2014-06-22
Иҗдимаий таратқулардин фәйсбоктики бир учурда баян қилинишичә, қарақаш наһийисиниң маңлай йезисида бир қанлиқ вәқә йүз берип хитай тәрәптин бәш киши өлгән. Бу йип учиға асасән мухбиримиз қариқаш наһийисиниң маңлай йезисидики сақчилар, кадирлар вә аһалиләрдин мәлумат сориди.
2014-06-21
Хитай ахбаратиға қариғанда, шәнбә күни йәнә бир нәччә уйғур машина билән хитай сақчиханисиға һуҗум қилған, хитай сақчилири һуҗумчилардин 13 адәмни етип өлтүргән.
2014-06-20
Игилишимизчә, уйғур елиниң хотән вилайитидә үндидар, кю - кю қатарлиқ 17 хил иҗтимаий учур вә алақә вастилириниң тақиветилгәнлики мәлум.
2014-06-20
20 - Июн җүмә күни радиомиз зияритини қобул қилған гүзәлнур ханим, бу һәптә тарқалған илһам тохтиниң мәхпий сотланғанлиқи һәққидики хәвәрниң техи дәлилләнмигәнликини билдүрди. Гүзәлнур ханим йеқинда адвокат ли фаңпиңниң илһам әпәндиниң әһвалини сүрүштә қилиш үчүн үрүмчигә баридиғанлиқини, әмма өзиниң һазир үрүмчигә яки юрти атушқа бериш һәққидә һечқандақ қарар алмиғанлиқини билдүрди.
2014-06-19
Д у қ рәиси рабийә қадир ханим башчилиқидики вәкилләр бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 26-нөвәтлик кишилик һоқуқ омумий йиғининиң охшаш болмиған икки қетимлиқ йиғиниға қатнишип, уйғурлар дуч келиватқан бир қисим җиддий мәсилиләрни оттуриға қойған.
2014-06-19
Әнглийә “һамий” гезитиниң өткән дүшәнбә күни вә хоңкоң “җәнубий җуңго әтигәнлик почта гезити” ниң пәйшәнбә күни елан қилған хәвири, хәлқара кишилик һоқуқ вә пикир әркинлик тәшкилатлириниң чөчүтүвәткән.