Архип
2014-07-31
Йәкәнниң елишқу вә хаңди йезилирида 28-июл күни йүз бәргән қанлиқ исянниң қозғилишиға түрткә болған сәвәбләр һәққидә охшимиған мәлуматлар оттуриға чиқмақта.
2014-07-31
Хитай даирилириниң уйғурларниң қануний һәқ - һоқуқлирини тинч йол билән тәләп қилған илһам тохтини “дөләтни парчилаш” җинайити билән әйиблиши, хәлқарада җиддий инкас қозғиди.
2014-07-31
Америка авам палатаси мәхсус қарар мақуллап фалунгоңчилар вә уйғур мәһбуслириниң ички әзалирини еливелишқа қатнашқанларни җазалашни тәләп қилди.
2014-07-30
Үрүмчи тәптиш мәһкимисиниң ери илһам тохтиға артқан аталмиш җинайәтләр һәққидә тохталған гүзәлнур ханим, хитай һөкүмитиниң еригә төһмәт чаплаватқанлиқини билдүрди вә хәлқара җамаәтни мәзкур делоға көңүл бөлүшкә чақирди.
2014-07-29
Мухбиримизниң бүгүн йәкән илишқудики кәнт мәсуллири вә аһалиләрдин игилишичә, бир нәччә гуруппа кишиләр 28-июл күни сәһәрдә ишқул йезилиқ сақчихана вә йезилиқ һөкүмәткә һуҗум қилған.
2014-07-29
Шинхуа йәкән наһийисидә зор вәқә йүз берип бир күндин кейин, өлгән адәм санини 13 дәп елан қилған, әмма д у қ вәқәниң көлиминиң зорлиқини, өлгән, яриланған адәм саниниң хәвәр қилинғандинму көп болған болуши мумкинликини пәрәз қилмақта.
2014-07-29
Мусулманларниң йилда бир келидиған рамзан ейи әмдила ахирлишип роза һейт байрими кәлгән бир пәйттә, уйғур елиниң җәнубий қисмидики нопуси әң көп наһийә-йәкән наһийисидә бир қатар қанлиқ вәқәләрниң йүз бәргәнлики мәлум болмақта.
2014-07-28
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим, бүгүн роза һейт мунасивити билән радиомиз зияритини қобул қилип, вәтән ичи-сиртидики уйғурларға өзиниң һейтлиқ арзу вә тиләклирини баян қилди.
2014-07-28
Гүзәлнур ханим, роза һейт мәзгилидә өзиниң вә илһам әпәнди билән биллә тутқун қилинған оқуғучиларниң ата-анилириниң түрмидә азаб тартиватқан қериндашлиридин әнсирәшләр, өзлиригә кәлгән бесим вә назарәтләр ичидә роза һейтни күтүвалғанлиқини билдүрди.
2014-07-28
Түркийә парламент әзаси доктор синан оган әпәнди рози һейт мунасивити билән радиомизға бәргән баянатида пүтүн уйғур хәлқиниң муқәддәс рози һейтини тәбриклигәндин кейин, шәрқий түркистан мәсилисиниң түркийәниң миллий мәсилисигә айланғанлиқини ейтти.
2014-07-26
Игилишимизчә, кәлпиндә йепиқ сот арқилиқ җаза һөкүм қилинған 17 нәпәр тутқун ичидә һакимни тиллиғанлиқи үчүнла 6 йил кесилгән бир кишиниң делоси мәлум болмақта.
2014-07-25
Қариқаш наһийисиниң пурчақчи йезисида 19 - июл күни йүз бәргән таравиһда адәм тутуш вәқәси вә буниң ақивитидә келип чиққан кәнт секритари аилисиниң таңатардин аввал һуҗумға учраш вәқәси инчикә тәпсилатлири билән ашкариланди.
2014-07-24
Игилишимизчә, абдувәли аюп, муһәммәт сидиқ вә диляр обул қатарлиқ үчәйләнниң буниңдин икки һәптә илгири, йәни 11-июл күни үрүмчи тәңритағ районлуқ сот мәһкимисидә сотланғанлиқи мәлум.
2014-07-23
17 яшлиқ уйғур оқуғучи абдулбаситниң қизил чирағдин өтүп кәткини үчүн әтип өлтүрүлүш вәқәси йүз берип 3 ай өткәндә мәрһумниң аниси аминәм әйни вақиттики кәлпин хәлқиниң қаршилиқ намайишиға сәвәб болған бир қисим амилларни ашкара қилди.
2014-07-23
Түркийәдики әң чоң аммиви тәшкилатлардин түркийә кадирлар уюшмиси бу йиллиқ рамзан мәзгилдә шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байриқини өз хизмәт бинасиға есип уйғур хәлқни қоллайдиғанлиқини билдүргән.