Архип
2014-08-28
Чаршәнбә күни, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим америка дөләтлик ахбарат кулубида йәкән вәқәсиниң тәпсилати һәққидә елан қилған баянатида, хитай һөкүмитиниң йәкәндә қирғинчилиқ қилғанлиқини билдүрди.
2014-08-28
Бу йил 4-айниң бешида аңлиғучилиримиздин радиомизға инкас йоллап ақсу айкөлдә бир сиясий мәһбусниң түрмидә өлгәнликини мәлум қилған иди.
2014-08-27
Йеқинда иҗтимаий учур вастилирида қизилсу йезилиқ партком вә һөкүмәт намида “муқимлиқни сақлаш бойичә чатма җавабкарлиқни ортақ үстигә елиш мәсулийәтнамиси” дегән бәлгилимә тарқалған.
2014-08-26
Абдувәли аюп, муһәммәтсидиқ вә диляр обул қатарлиқ үч нәпәр виҗдан мәһбуси тутқун қилинип топ - тоғра бир йил өткәндә уларға җаза һөкүми елан қилинғанлиқи мәлум болмақта.
2014-08-26
Мухбиримиз ақсу айкөлдә су тутуватқан деһқан яш тунияз қурбанниң етиветилиш вәқәси һәққидә әһвал игиләш давамида, айкөлдә өткән йили роза һейт һарписида йүз бәргән қанлиқ тоқунушта тутқун қилинғанларниң ақивити һәққидиму мәлуматқа еришти. Шу қетимлиқ вәқәдә сани 500 чә әтрапида болған амма билән хитай қораллиқ қисимлири арисида тоқунуш йүз берип, вәқәдин кейин йүзләрчә киши тутқун қилинған иди.
2014-08-26
Тибәтләрниң роһаний даһийси далай лама 8 - айниң 26 - күни германийәниң һамбург шәһиридә өткүзүлгән йиғинда қилған нутиқида уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити тоғрисидиму тохталған. Бу йиғинда хитайни, уйғурларни шиддәт йолиға мәҗбур қилмаслиққа чақирған.
2014-08-25
Хәлқара мәтбуатларда, хитай даирилири бу йил 23 - май күни “бир йилға созулған террорлуққа зәрбә бериш” һәрикити елип баридиғанлиқини җакарлиғандин буян, пәқәт уйғур елидинла “террорлуқ, бөлгүнчилик, диний әсәбийлик” қатарлиқ җинайәтләр билән әйиблинип тутқун қилинғанларниң 800 дин ашқанлиқи илгири сүргән.
2014-08-22
Ақсу айкөлдә хитай сақчилириниң өй ахтуруш вә тутқун қилиш һәрикәтлири қанлиқ шәкилдә давам қилмақта. Айкөлдә өткән шәнбә күни йәни 16 - авғуст күни ясин авут вә тунияз қурбандин ибарәт икки нәпәр яш өй ахтуруш вә чарлаш давамида етиветилгән иди. Хитай сақчилири сәйшәнбә күни 19 - кәнт 3 - гуруппа әзаси 21 яшлиқ өмәр абланиму ақсу шәһиридә таксичилиқ қиливатқан мәзгилидә етип ташлиған.
2014-08-22
Йеқинда “демократик хитай” торида хитайдики өктичи зиялийлардин гав хуңмиңниң “уйғур илида йүз бериватқан қанлиқ вәқәләр коммунистик һакимийәтниң зораван сияситиниң нәтиҗиси” намлиқ мақалиси илан қилинди.
2014-08-21
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, биз түнүгүнки програмимизда ақсу айкөлдә шәнбә күни икки нәпәр деһқан яшниң хитай сақчилири етизда етиветилгәнлики һәққидә хәвәр бәргән идуқ. Мухбиримизниң вәқә һәққидики давамлиқ ениқлашлири давамида, етиветилгән яшлардин бириниң 20 - кәнт әзаси 25 яшлиқ ясин авут икәнлики, йәнә бириниң болса 19 - кәнт әазси 26 яшлиқ тунияз қурбан икәнлики ашкариланди. Кәнт аманлиқ мудириниң ашкарилишичә, сақчилар шәнбә күни әтигәндә тунияз қурбанни етиз яқилап су тутуватқан йеридә, террорлуқ гурупписиниң әзаси гумани билән қоршавға алған вә тунияз қурбан қолидики кәтмәнни дәрһал ташливәтмигәнлики үчүн, қаршлилашти дәп қарилип етиветилгән.
2014-08-21
Хитай даирилириниң “террорлуққа зәрбә бериш” намида уйғурларға қаратқан бастурушни йәниму күчәйтиши, чәтәлләрдики хитай демократлириниң диққитини қозғиған. Улар уйғур қатарлиқ милләтләргә қаритилған бастуруш хитай коммунист һөкүмити қурулғандин башлапла йүргүзүлүватқан болсиму, әмма охшимиған дәврләрдә охшимиған намларда атилип бүгүнки интернет учури дәвригә кәлгәндә, хәлқараниң әйиблишидин сақлиниш үчүн “террорлуқ қалпиқи” астида елип бериливатқанлиқини илгири сүрмәктә.
2014-08-21
Даириләрниң қәшқәрдә уйғур кадирларни намаз өтигәнлики вә аталмиш террорлуққа зәрбә бериш мәсилисидә мәйдани мүҗмәл болғанлиқи қатарлиқ сәвәбләр билән җазалиғанлиқи һәққидә тохталған уйғур паалийәтчиләр, хитай һөкүмити үчүн уйғурларниң нә кадири, нә пуқрасиниң пәрқи йоқлуқи, мәйли қандақ болушидин қәтий нәзәр хитайниң уйғур кадирларға ишәнмәйдиғанлиқини билдүрүшти.
2014-08-20
Бүгүн радиомизға кәлгән бир намсиз хәттә баян қилинишичә, йеқинда ақсу айкөлдә икки нәпәр уйғур яш хитай әскәрлири тәрипидин етиветилгән. Хәттә йәнә баян қилишичә, әскәрләр етизда ишләватқан икки нәпәр яшни соал - сорақсизла етивәткән. Хәттә етиветилгән икки нәпәр яштин бириниң исминиң ясин қари икәнлики баян қилинған. Мухбиримизниң бу йип учиға асасән ениқлашлири давамида, вәқәниң 16 - авғуст йәни шәнбә күни айкөлниң һаса дегән йеридә йәни 19 - кәнттики сәйшәнбә базарда йүз бәргәнлики испатланди.
2014-08-20
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, 8 - айниң 9 - күни миссори шитати фергусон шәһиридә 18 яшлиқ қара тәнлик бир бала сақчи тәрипидин етип өлтүрүлгән. Вәқәгә четишлиқ сақчи өзини қоғдаш үчүн уни етишқа мәҗбур болғанлиқини илгири сүрсә, буниңға қарши чиққучилар сақчиниң һечқандақ тәһдит йоқ бир әһвал астида, қолида қорал болмиған бир балиға һәддидин зиядә күч қолланғанлиқини билдүрмәктә.
2014-08-18
Хитай даирилири 2012 - йили мартта дуняға баянат елан қилип, өлүм җазаси иҗра қилғанларниң органлирини ишлитишни кәлгүси бәш йил ичидә бикар қилидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән иди. Шундақла бу бошлуқни орган ианә қилиш инсанпәрвәрлик ишлири арқилиқ толдуридиғанлиқиниму оттуриға қойған. Һалбуки, хитай сәһийә тармақлириниң елан қилишичә, хитайда хәлқниң өз орган яки җәситини ианә қилиштәк инсанпәрвәрлик еңи омумйүзлүк төвән болғанлиқтин орган алмаштурушқа еһтияҗлиқ нурғун кишиләрниң өз җенини қутқузуп қелишниң йоли йәнила қанунсиз орган содиси болуп кәлмәктә.