Архип
2014-08-18
Хитайниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан бесим сияситигә қарши түркийиниң қириққәлә шәһиридә намайиш өткүзүлди.
2014-08-15
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, йәкәндики вәқәдин кейин, уйғурлар учраватқан бесим қатму - қат артмақта. Уйғур елиниң һәммә шәһәр, наһийә, базар, йезилирида бирдәк “диний радикаллиққа қарши туруш”, “террорлуққа қарши туруш, бөлгүнчиликкә қарши туруш” тәшвиқат, лексийә, доклат йиғинлири уюштурулмақта, яшларға айрим, аялларға айрим һәтта “анилар қурулуши” нами астида уйғур анилириғиму айрим һалда террорлуққа қарши туруш лексийилири берилмәктә.
2014-08-14
Бейҗиңдики үрүмчи, қәшқәр вә санҗи иш беҗириш орни бейҗиңға келип әрз қиливатқан вә чәтәл мухбирлириға уйғур райони вәзийитидин мәлумат бериватқан уйғур әрздарларни солайдиған мәхсус қәпәс тәсис қилған.
2014-08-14
Гүзәлнур ханим вә адвокат ли фаңпиң, сәйшәнбә күни үрүмчи сот мәһкимисидин илһам тохти әйибләнгән материялларни көрүп чиқишқа болидиғанлиқи һәққидә телефон арқилиқ йәткүзүлгән ағзаки уқтурушни тапшуруп алғанлиқини билдүрди.
2014-08-14
Хитай һөкүмитиниң түрлүк васитиләр вә намлардики бастурушлири вә мәқсәтлик елип бериватқан тәшвиқатлири, д у қ рәиси рабийә қадир башлиқ уйғур паалийәтчилириниң елип бериватқан дәвасини мас һалда күчәйтишигә түрткә болмақта.
2014-08-14
Мәркизи токйодики уйғур интернет телевизийә қанили, хитай даирилириниң 22 яшлиқ абабәкри рәһимни 28-июл йәкән вәқәси һәққидә ташқи дуняға ялған учур тарқатти, дәп әйибләп, қолға алғанлиқи тоғрисида мәхсус программа ишлигән.
2014-08-12
12-Авғуст күни австралийәдики уйғурлар камбира шәһиригә җәм болуп, хитай даирилири уйғур елида елип бериватқан қанлиқ бастуруш, кәң-көләмлик тутқун қилиш һәрикәтлиригә шундақла адаләтсиз сот һөкүмлиригә наразилиқ билдүрди.
2014-08-11
Фирансийәниң париж шәһири вә униң әтрапидики уйғурлар 9-авғуст шәнбә күни хитай һөкүмитиниң йеқинда йәкәндә елип барған бастуруш һәрикитидә көплигән уйғурларни етип өлтүргәнликигә наразилиқ билдүрүш мәқситидә намайиш өткүзгән.
2014-08-11
Дуня уйғур қурултийиниң бир туташ орунлаштурушиға асасән норвегийә уйғур комитети билән уйғур ислам мәркизи җиддий һалда тәшкилләш елип берип, 8-авғуст җүмә күни пайтәхт ослодики хитай әлчиханисиниң алдида намайиш қилди.
2014-08-11
8-Айниң 7-күни түркийәниң пайтәхти әнқәрәдә турушлуқ һәр қайси дөләтләрниң әлчихана хадимлириға түркийә тобб техника университети истратегийә тәтқиқат мәркизидә уйғур мәсилиси тоғрисида доклат берилди.
2014-08-11
Шиветсийәдики 3-чоң партийә йешиллар партийисиниң ташқи ишлар баянатчиси валтер әпәнди баянат берип, шәрқий түркистанға мустәқил тәкшүрүш өмики әвәтилишкә хитай даирилириниң йол қоюшини һәмдә уйғурларни өлтүрүшни тохтишишини тәләп қилип қилған.
2014-08-10
Инкаслардин мәлум болушичә, хитай даирилири йиллардин бери уйғур пидаийларни қоршап тутуш яки йоқитиш давамида уйғур деһқанлирини мәҗбури һалда һәрикәткә қатнаштуруп, уларни қалқан сүпитидә пайдилинип кәлмәктә.
2014-08-08
Учтурпан имамлиримда өткән айниң 9-күни 4 аилилик хитай йәр хоҗайинлирини өлтүргәндин кейин, қечип йүрүп қаршилиқ көрситиватқан пидаийлардин сулайман тохти билән абдулла абдуреһим хитайпәрәст мәһәллә башлиқи турсун әмәтни чанап өлтүргән.
2014-08-08
Ғәрб ахбарат васитилиридә елан қилинған уйғур вәзийити һәққидики хәвәр анализлирида, уйғурларниң роза һейтни хитай һөкүмитиниң қораллиқ бастуруш сиясити астида күтүвалғанлиқи вә вәзийәтниң барғанчә кәскинлишип кетиватқанлиқи илгири сүрүлгән.
2014-08-08
Хитай һөкүмити 7-авғуст тарқатқан хәвәрләр арқилиқ, хәлқарада кәң ишлитилидиған икки учур епиниң чәкләнгәнликини елан қилған иди. Ши җинпиң һөкүмитиниң учур-алақә әркинликини илгириләп қамалға елиши дуня мәтбуатлиридиму кәң орун алди.