Архип
2014-08-08
Хитай һөкүмитиниң 28 - июлдин бери уйғур вәтинидә елип бериватқан қәтлиами һәмдә тутқун қилиш зораванлиқлири чәтәлдики уйғурларни 2009 - йили 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқи мәзгилидикигә охшашла қаттиқ чөчүтти вә ғәзәпләндүрди.
2014-08-07
Голландийәниң отирехт шәһиридә паалийәт елип бериватқан явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң йиғин залиға җәм болған уйғурлар 3-авғуст күни пешин намизидин кейин, вәтинидә шеһит болған қериндашлириниң ғайиванә мейит намизини чүшүрди.
2014-08-06
Хитай мәтбуатлири 1-авғуст күни қарақашниң пучақчи йезисида етип өлтүрүлгән 9 гумандарни тутуш вә өлтүрүштә, аһалиләрдин 30 миң кишиниң актиплиқ билән һәмкарлашқанлиқини хәвәр қилған иди.
2014-08-05
27-Май вәқәсиниң баш гумандари абдурахман абдукерим шу күни өй тәкшүрүп кәлгән икки нәпәр сақчини уруп яриландуруп қечип кәткән; нәқ мәйданға ярдәмгә кәлгән сақчилар абдурахман абдукеримниң дадиси абдукерим тохтиниязни етип ташлиған.
2014-08-05
Йеқинда “сина” торида бир хитай сақчи башлиқиниң “җәнубий шинҗаң биринчи сепидики бир сақчи башлиқиниң тәсирати” намлиқ баянати елан қилинғандин кейин хитайдики аммиви тор бәтлиридә күчлүк бәс-муназирә қозғиған.
2014-08-04
Вашингтон әтрапида яшаватқан уйғурлар хитай һөкүмитиниң йеқинда йәкән вә башқа җайларда уйғурларниң наразилиқ һәрикәтлирини бастуруш намида көплигән бигунаһ хәлқни өлтүргәнликигә наразилиқини билдүрүп намайиш өткүзди.
2014-08-04
Хитай һөкүмитиниң 7-айниң 28- вә 29-күнлири уйғур елиниң йәкән наһийисидики бирнәччә йезилирида, уйғурларға қарита зораванлиқ вә қанлиқ қирғинчилиқ елип барғанлиқи пүтүн дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурларни қайғу һәм ғәзәпкә толдурди.
2014-08-04
Йәрлик учур мәнбәәлириниң радиомизға билдүрүшичә, хитай аманлиқ күчлири роза һейт һарписида ақсуниң тоқсу наһийиси ташериқ йезисиға қарашлиқ йеңиават кәнти билән, юлтузбағ йезисиға қарашлиқ ғолериқ кәнтлиридә, икки аилигә қораллиқ басқун елип барған.
2014-08-04
3-Авғуст японийәниң қәдимки пайтәхти кйото шәһиридики мәдәнийәт сарийиниң залида уйғур елиниң йеқинқи вәзийитигә даир доклат сөзләш йиғини өткүзүлгән.
2014-08-01
Елишқуниң 14-, 15-вә 16-кәнтлиридә 3 миңдин артуқ киши қириветилгән. Түнүгүн дуня уйғур қурултийиға йолланған бир намсиз мураҗиәтнамидиму, мәзкур 3 кәнттә қәтлиам йүз бәргәнлики баян қилинип, хәлқара җамаәттин ярдәм соралған.
2014-08-01
30 - Июл бамдат намизидин кейин қәшқәр һейтгаһ җамәсиниң имами җүмә таһир һейтгаһ мәйданида пичақлап өлтүрүлгәнлик хәвири радиомиз арқилиқ дуняға тарқалғандин кейин, җүмә таһир һәққидә хитайниң һөкүмәт мәтбуатлирида вә ғәрб мәтбуатлирида охшимиған баһалар берилди.
2014-08-01
Бу йиллиқ роза һейт мәзгилидә қәшқәрниң йәкән наһийисидә йүз бәргән қанлиқ вәқәдә хитай даирилириниң көплигән уйғурни қирғин қилғанлиқи мәлум. Бу һәқтә тохталған оттура асиядики уйғур зиялийлири мәзкур вәқәләргә хитай һөкүмитиниң қаттиқ қол сиясәтлири сәвәб болуватқанлиқини билдүрди.
2014-08-01
“җапан таймес гезити” йәкән һәққидики хәвәридә: “хитайдики уйғур мусулманлириниң ана юрти болған шинҗаңда тоқунуш йүз бәрди. Һөкүмәт даирилири тоқунушни ‛террорлуқ һуҗум‚ дәп елан қилди. Чәтәлдики сүргүндики уйғур тәшкилатлири вәқәдә өлгән вә яриланғанларниң йүзгә йеқинлиқини билдүрди” дәп билдүрди.