Архип
2014-09-30
Вашингтон вә униң әтрапидики уйғурлар хитай әлчиханиси алдиға топлинип намайиш өткүзди. Намайишта алди билән дуня уйғур қурултийиниң рәиси, уйғурларниң мәниви аниси рабийә қадир ханим нутуқ сөзлиди.
2014-09-30
23-Сентәбир үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимиси уйғур өктичи зиялийси илһам тохтиға муддәтсиз қамақ җазаси елан қилғандин кейин, дуня мәтбуатлири бу һәқтә көплигән хәвәрләрни тарқатти.
2014-09-29
Мухбиримизниң өткән һәптидики ениқлашлири давамида, йопурға наһийисидә бу йил рамизан мәзгилидә бир уйғур яшниң түрмидә өлгәнлики ашкариланған, әмма униң кимлики вә тутулуш сәвәби ашкариланмиған иди.
2014-09-29
Хитай сот мәһкимисиниң илһам тохтиға наһәқ, дәлил испати толуқ болмиған җинайәтләрни артиш арқилиқ муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқини әйибләп, түркийәниң пайтәхти әнқәрә шәһиридә намайиш елип берилди.
2014-09-29
Нөвәттә америка, явропа қатарлиқ демократик дөләтләрдики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәшкиллиши билән, түрмидики уйғур зиялийси илһам тохтиға адаләт тәләп қилиш паалийәтлири елип берилмақта.
2014-09-29
Ғулҗа шәһиригә қарашлиқ кепәкйүзи йезиси төвәнки кепәкйүз кәнтиниң аһалиси яқуп идрис, 50 нәччә йиллиқ һаятида 2 қетим сиясий вә диний сәвәбләр билән қолға елинип, җәмий 17 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған.
2014-09-26
Уйғур зиялийси илһам тохти қолға елинип аридин 8 ай өткәндин кейин ечилған сотта, у “бөлгүнчилик” җинайити билән өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинғандин кейин, дунядики уйғур җамаити арисида күчлүк наразилиқ пәйда қилди.
2014-09-26
Илһам тохтиниң делоси бойичә 17- вә 18-сентәбир күнлири үрүмчидә ечилған сот пүтүн дунядики таратқулар вә һәққанийәтни яқлайдиған кишиләрниң диққитини чәкти.
2014-09-26
Түркийәдики бир қисим аммиви тәшкилатлар, уйғурларниң һәқ-һоқуқлирини вә әркинликини қоғдаш йолида муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған иқтисадшунас профессор илһам тохтиниң қоюп берилишини тәләп қилип баянат елан қилди.
2014-09-26
Уйғур зиялийси илһам тохтиниң хитай даирилири тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилиниши пүткүл дуня җамаәтчиликиниң диққәт мәркизидә болмақта.
2014-09-25
Бүгүрдә зәнҗирсиман партлаш вәқәси йүзберип, вәқә һәққидики тунҗи хәвиридә пәқәт икки кишиниң өлгәнликини хәвәр қилған хитай мәтбуати, бүгүнкисидә вәқәдә җәмий 52 кишиниң өлгәнликини ашкарилиди.
2014-09-25
Муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған уйғур өктичи зиялийси илһам тохтиниң қизи җәвһәр радиомиз зияритини қобул қилип, дадисиниң гунаһсизлиқини тәкитлиди вә хитай һөкүмитидин дадиси үчүн адаләт тәләп қилидиғанлиқини билдүрди.
2014-09-25
Хитай демократлириниң америкидики “җуңго пуқралар күчи” намлиқ тәшкилати баянатида, илһам тохтиға берилгән муддәтсиз қамақ җазани тәнқидләп, хәлқара җәмийәтни илһам тохтини дәрһал вә шәртсиз қоюп бериш һәққидә хитайға бесим ишлитишкә чақирди.
2014-09-25
Хәлқаралиқ “инсан һоқуқини көзитиш” тәшкилати хитайниң илһам тохтини муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилиши, инсан һоқуқи әһдинамиси вә демократийигә қилинған һақарәт, дәп көрсәтти.
2014-09-25
Хәлқараға тонулған уйғур зиялийси илһам тохти әпәнди 23-сентәбир күни хитай даирилири тәрипидин аталмиш дөләтни парчилаш“җинайити” билән әйиблинип муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди.