Архип
2015-01-31
Өмәр абдуғени, өмәр мәмәт вә мәтселим мәткерим қатарлиқ үч нәпәр өсмүр пидаий 28 - январ күни чира наһийәсиниң янтақкөл кәнтидә өзлиригә хәвп - хәтәр шәкилләндүргән икки нәпәр сақчи вә бир аманлиқ хадимини пичақ тиқип өлтүргәндин кейин, сақчиларниң кичик йүк аптомобилини елип қачқан.
2015-01-30
Бүгүн иҗтимаий таратқуларда, хотәнниң керийә наһийисидә 28- вә 29-январ күнлири қанлиқ вәқә йүз бәргәнлики һәққидә учурлар тарқалди, мухбиримизниң буниңға асасән елип барған телефон зиярәтлири давамида вәқәниң чинлиқи аһалиләр вә сақчи хадимлири тәрипидин дәлилләнди.
2015-01-29
Бу йил 71 яшқа киргән, пичан йеңийәрлик ели ришит, 20 йилниң алдида кичик бир иҗтимаий җидәлгә четилип қелип тутқун қилинған, сорақ вә қийнаш давамида униң бир көзигә ток калтәк тегип, шу көзи кардин чиққан.
2015-01-29
Өткән йили 12-айниң әң ахирқи һәптисидә 3 яшлиқ мусапир бала абдулланиң тайландтики бир дохтурханида 53 күн ялғуз йетип аләмдин өткәнлики хәвәр қилинған иди.
2015-01-29
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати 2015- йиллиқ доклатида уйғур илиниң өткән йиллиқ кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә тохтилип, 2014-йили уйғур или вәзийитиниң давамлиқ җиддийләшкәнликини билдүрди.
2015-01-28
2014-Йили хитай чеграсини бузуп чәтәлләргә қачқан уйғурлар сани вә уларниң немә үчүн хитайдин қечишқа мәҗбур болуши, нөвәттә чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә хәлқара җәмийәт диққәт қиливатқан мәсилиләрниң биригә айланмақта.
2015-01-27
Мәлум болушичә, хитай мәркизи һөкүмити йеқинқи йиллардин бери йәр тәврәшкә чидамлиқ өй қурулуши үчүн бәлгилик дәриҗидә хираҗәт аҗратмақта, бу хираҗәт йәрлик аһалиләрниң дәрдигә дәрман болуштин көп, йәрлик әмәлдарларниң хәлқни қақти - соқти қилишлириға пурсәт яритип бәрмәктә. Йопурға наһийисиниң байават йезисидин дәл ашу әһвалниң типик бир мисали байқалди. Ашкарилинишичә, мәзкур йезидики әмин өй қурулушини, йезиниң хәлқ қурултийи рәиси чаңгилиға еливелип, қурулушни өзиниң қейин инисиға һөддигә бәргән, һөддигә алғучи кәсп әһли болмиғачқа, қурулушни вақтида пүттүрәлмигән вә қурулуш сүпәт өлчимидин өтәлмигән. Алақидар орунлар мәзкур әмәлдарниң җавабкарлиқини сүрүштә қилғанда, пәқәт уни мәнсипидинла елип ташлиған, аһалиләр тартқан зияанни төләткүзмигән яки төләп бәрмигән.
2015-01-26
Шәрқий җәнубий асиядин түркийәгә кәлгән уйғур мусапирлар орунлаштурулған аилә қорусиға һазирғичә һечқандақ ахбарат оргининиң кирип хәвәр ишлишигә рухсәт қилинмиған икән.
2015-01-26
24-январ шәнбә күни белгийә уйғур җәмийитиниң орунлаштуруши билән белгийәниң бирюссел шәһиридә җәм болған уйғурлар өз вәтинидики вәзийәт мәсилилири һәққидә сөһбәтләшти.
2015-01-22
Тайланд түрмисигә қамалған 140 нәпәр тутқунниң ачлиқ елан қилғанлиқи, бу йәрдә тутуп турулуватқан йүзлигән мусапирниң қутулуш мәсилисидики тәхирсизликни җиддий һес қилдурмақта.
2015-01-21
Игилишимизчә, тайландниң хатяй шәһиридики бир түрмигә қамалған 140 нәпәр мусапирниң икки күндин буян ачлиқ елан қилғанлиқи мәлум.
2015-01-21
Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати, хитайниң террорлуққа қарши туруш қанун лайиһисидә зор бошлуқ барлиқини агаһландуруп, униңға дәрһал түзүш киргүзүшкә чақирди.
2015-01-21
Түрк дуняси тәтқиқат вәқпи 25 йилдин бери уюштуруп келиватқан “сүләйманийә мунбири доклатлири” темисидики доклат бериш йиғининиң өткән һәптә ахиридики темиси “шәрқий түркистан трагедийиси” дәп аталди.
2015-01-20
Уйғур деһқанлири, һәтта уйғур диний затлириниң хитайда кәң таралған “кичик алма” усулини коллектип ойнашқа мәҗбурланғанлиқи диққәт қозғиған иди.
2015-01-19
Түркийәдә уйғурлар үчүн елип берилған имза топлаш паалийитидә 1 милйон киши уйғурларни қоллайдиғанлиқини ипадиләп қол қойған.