Архип
2015-11-30
34-Нөвәтлик явропа иттипақи-хитай кишилик һоқуқ диалоги, хитайда кишилик һоқуққа хилаплиқ қилиш күчийип, униң кишилик һоқуқ вәзийити начарлишип кәтти, дәп қариливатқан мәзгилдә өткүзүлди.
2015-11-30
Хитай бай көмүркан һуҗум гумандарлирини бир тәрәп қилишта, “бир қисим әнәниви қәбиһ қоралларни ишлитишни чәкләш әһдинамиси” гә бузғунчилиқ қилған.
2015-11-26
Д уқ һәйити б д т мусапирлар ишханиси мәсуллири билән тайландтики мусапирлар вә дуняниң һәрқайси җайлирида туруватқан мусапирлар мәсилиси тоғрисида сөһбәт елип барди.
2015-11-23
17-18-Ноябир күнлири ноябир җәнвәдә ечилған б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 56-қетимлиқ йиғинида хитайдики тән җазаси мәсилиси нуқтилиқ қарап чиқилған.
2015-11-20
Ақсу байда йүз бәргән соған көмүркан һуҗумини икки айдин бери кәскин һалда рәт қилип келиватқан хитай даирилири,20 - ноябир күни, йәни вәқә йүз берип 63 күндин кейин дөләт ахбарат оргини болған “тәңритағ тори” да рәсмий елан қилди.
2015-11-20
Париждики вәқәдин кейин хитай баянат берип бир яқтин ғәрбни террор мәсилисидә “икки хил өлчәм” қоллиниш билән әйиблисә, йәнә бир яқтин террорлуққа, бөлгүнчиликкә қарши күрәшни йәниму чиңитидиғанлиқини тәкитлиди.
2015-11-20
“тал севәт” намлиқ романниң аптори җосанне лаваллей романни йезиш җәрянида өзиниң тәклимакан бостанлиқлирида өз көзи билән көргәнлири вә кейинчә уйғурлар һәққидә издиниш арқилиқ һес қилғанлири һәққидә сөзләп бәрди.
2015-11-18
17-18-Ноябир күнлири җәнвәдә ечилған б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 56-қетимлиқ йиғинида хитайдики тән җазаси җүмлидин уйғур мәһбуслириниң тән җазасиға учраш әһвали нуқтилиқ оттуриға қоюлуп, хитай һөкүмәт вәкиллиридин конкрет мәсилиләргә җаваб бериш тәләп қилинған.
2015-11-16
15-Ноябир күни түркийәниң анталийә шәһиридә өткүзүлгән 20 дөләт гуруһи алий рәһбәрлири йиғини җәрянида бир қисим уйғурлар анталийә җумһурийәт мәйданиға йиғилип хитай дөләт рәиси ши җинпиңға қарши наразилиқ намайиши өткүзди.
2015-11-13
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати доклатида қейин-қистақниң хитайда һелиһәм интайин кәң даиридә қоллиниливатқанлиқини, һәтта қанунниң қоғдиғучиси болған адвокатларниңму қейин-қистаққа учраватқанлиқини билдүргән.
2015-11-12
Буниңдин 3 айлар илгири, йәни бу йил 7-айниң ахири ават наһийәлик сот мәһкимиси аталмиш “миллий бөлгүнчилик вә диний әсәбийлик” бойичә 30 нәччә уйғур гумандар үстидин һөкүм елан қилғанлиқи мәлум.
2015-11-10
Уйғур вәкиллири 10-ноябир германийә ташқи ишлар министирлиқиниң тәклипи билән берлинға берип, ташқи ишлар министирлиқи кишилик һоқуқ комитети вә хәлқара демократийә, ярдәм фондиниң рәһбәрлири билән уйғурлар мәсилиси тоғрилиқ сөһбәт елип барған.
2015-11-09
Уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик тармақлири, дөләт бихәтәрлики вә иҗтимаий муқимлиқни қоғдаш үчүн тор башқурушни күчәйтиш вә қанунға хилап җинайи һәрикәтләргә зәрбә берип вә униң алдини елиш һәққидә омумий уқтуруш тарқатқан.
2015-11-06
Илһам тохти әпәнди “уйғурлиримиз болсун, яки қайси милләттә болсун, милләтләр арисида өчмәнлик бир милләткә қаритилмаслиқи керәк. Һәрқандақ ишта буниңға әмәл қилиниши керәк” ликини тәкитлигән.
2015-11-05
2013-Йили роза һейт һарписида ақсуниң айкөл базирида қара-қоюқ адәм тутқан сақчилар билән амма арисида йүз бәргән тоқунушта он нәччә киши өлгән вә 50 нәччә киши яриланған.