Архип
2015-04-30
Д у қ рәиси рабийә қадир ханим, 29-апрел америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән “йәр шари магнитиски кишилик һоқуқ қануни” һәққидики йиғинда гуваһлиқ бәргән 4 аммиви тәшкилат рәһбириниң бири.
2015-04-30
Пайтәхт вашингтонға қошна шәһәрдә 17- апрелдин башлап давам қилған, хитай пуқралар күчи тәшкилати тәрипидин уюштурулған “милләт, дин, чегра һалқиған демократик рәһбәрләрниң 10 нөвәтлик хәлқаралиқ муһакимә йиғини” 30-апрел ахирлашти.
2015-04-29
Дуня миқясидики дектатор һөкүмәтләрниң ахбаратқа қаратқан қамали техиму еғирлашқан болуп, хитай һөкүмитиниң ахбаратқа қаратқан қамали уйғур ели вә тибәттә еғир болуш билән биргә, өткән йил ичидә хоңкоңғиму күчлүк тәсир көрсәткән.
2015-04-28
Хитай пуқралар күчи тәшкилатиниң баш саһибханилиқида, америка бәдеста шәһиридә давамлишиватқан “милләт, дин, чегра һалқиған демократик һәрикәт яш рәһбәрлириниң 10-нөвәтлик хәлқаралиқ муһакимә йиғини” 28-апрел иккинчи күнигә қәдәм қойди.
2015-04-28
Сүк вәқәсидики 8 пидаий мудапиәлинип турған өй хитай сақчилири тәрипидин бомбилинип, 6 кишиниң өлгәнлики, икки кишиниң әсир чүшкәнлики; бу 8 кишидин бириниң аял икәнлики айдиңлашти. Вәқәниң сәвәби, орни тоғрилиқ охшимиған учурлар оттуриға чиқти.
2015-04-28
Узун йиллиқ урунушлардин кейин әркин дуняға қәдәм басқан бир сабиқ мәһбус радийо долқунлири арқилиқ өз кәчүрмишлирини орап турған сүкүнатни ахири бузди.
2015-04-27
Бүгүн, йәни 27-апрел күни америка дөләт ишлири министирлиқи вашингтондики һаррий труман бинасида “хитайдики таратқу әркинлики” намлиқ гуваһлиқ бериш йиғини өткүзди.
2015-04-27
29-Апрел америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлидиған “йәр шари магнитиский кишилик һоқуқ җавабкарлиқ қануни” намлиқ гуваһлиқ бериш йиғинида дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим гуваһлиқ бериду.
2015-04-24
Нутуқ сөзләш чемпийони низам нәҗивулла, өзиниң әслидә сот күни баш гумандарни көрмигәнликини, униң һечқандақ бир сөзини аңлимиғанлиқини, пәқәт нутқини тәсирлик қилиш үчүн мәзкур нәқилни өзи тоқуп чиққанлиқини ашкарилиди.
2015-04-24
Үрүмчи шәһири мидуң районидики 300 нәпәр хитай аһалиси өй мүлк ширкитигә наразилиқ билдүрүп намайиш қилған. Қораллиқ қисим сақчилири билән намайишчилар оттурисида сүркилиш пәйда болуп, ярилиниш әһваллири көрүлгән; он нәччә киши тутуп кетилгән.
2015-04-24
Җеҗяң өлкиси өз-ара һәмкарлишип иқтисадий тәрәққиятни илгири сүрүшни баһанә қилип, уйғур елидики йопурға наһийәсиниң чилан бағвәнчиликини монопол қилған вә шундақла ешәк содиси тиҗаритини йолға қойған.
2015-04-23
Шиветсийәдә қурулған шәрқи түркистан тәшвиқат мәркизиниң дүшәнбә күни хәвәр қилишичә, мушу айниң 19-күни керийә наһийисиниң ләңгәр йезисида вәқә чиққан, вәқә сәвәблик йеза әтрапи хитай сақчилири тәрипидин қоршавға елинған.
2015-04-23
22-Апрел күни “хитайдики өзгириш” ChinaChange.org Тор бекитидә уйғур зиялийси илһам тохти әпәндиниң “шинҗаңдики миллий мәсилиләр вә тәклип” намлиқ мақалисиниң синдий катер тәрипидин тәрҗимә қилинған инглизчә нусхисиниң 1-қисми елан қилинди.
2015-04-23
Илгири хитай түрмисигә қамалған бир қисим кишиләрниң әркин дуняға чиққандин кейинки баянлири хитайдики “сиясий мәһбус” ларниң, болупму уйғур мәһбусларниң ечинишлиқ әһвалини көрситип бәрмәктә.
2015-04-22
Әркин қурбанниң 1999-йили канадаға келип олтурақлишип қелип, аридин 10 нәччә йил өткәндин кейин тунҗи қетим канада пуқраси салаһийити билән вәтинигә берип, уруқ-туғқан вә юрт әһлини йоқлиши иди.