Архип
2015-06-30
Аилә вә җәмәт әзалирини тәшкилләп қәшқәр тахтакөврүктики қаравулханиға бомба вә пичақлиқ һуҗум елип барған җәмәт башлиқи, диний мөтивәр атавулла давут, вәқәдин бир күн кейин қәшқәр меһманханиси алдида хитай сақчилири тәрипидин қоршавға елинған.
2015-06-30
Йеқинда интайин мүшкүлатлар билән түркийәгә келип йәрләшкән бир уйғур яш өзиниң вә аилисидики 2 қериндишиниң хитай түрмисидә бешидин кәчүргән риязәтлири һәққидә мәлумат бәрди.
2015-06-29
Илгириләп әһвал ениқлишимиз давамида 22-июн күни қәшқәр тахтакөврүктики қаравулханиға һуҗум қилғучиларниң җәмий 21 киши икәнлики, буларниң йеңишәһәрниң тазғун йеза төвән қулақлиқ кәнтидики чоң бир җәмәтниң әзалири икәнлики айдиңлашти.
2015-06-29
Пәқәт 5-, 6-айни өз ичигә алған қисқиғичә икки ай ичидә йүз бәргән уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлиридин хәлқараға ашкариланған вәқәләр 6 гә йәтти.
2015-06-29
27-Июн фирансийә уйғур җәмийити 22-июн қәшқәрдә йүз бәргән вәқә һәққидә пәвқуладдә йиғин чақирди.
2015-06-26
Америка дөләт ишлар министирлиқиниң 2014 - йиллиқ кишилик һоқуқ доклати пәйшәнбә күни елан қилинди. Доклатта дунядики 100 дин ошуқ дөләтниң кишилик һоқуқ вәзийити баһалап чиқилған.
2015-06-26
Уйғур елидә рамзан ейи башланғандин буян хитай һөкүмити уйғурларниң роза тутушини чәкләп уйғурларға түрлүк сиясий бесимларни йүргүзгән.
2015-06-25
Германийәдики мәшһур алий билим юртлиридин бири болған бйелефелд университетиниң тәклипи билән 23-июн күни д у қ хадимлири “уйғурлар вә шәрқий түркистан” темисида лексийә сөзләп, хитайниң қаттиқ бастуруш сиясәтлирини сөккән.
2015-06-24
Қәшқәрдики сақчи даирилири тәрипидин сақчи хадимлириға тарқитилған бир җиддий уқтуруш түнүгүн иҗтимаий таратқуларда ашкариланди. Уқтурушта қәшқәр шәһиридә бирқанчә мәйдан партилитиш вә һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәнлики, һуҗумчилардин 15 нәпириниң етип өлтүрүлгәнлики вә бир рәсмий, бир ярдәмчи сақчиниң өлгәнлики баян қилинип сақчилар җиддий һаләткә чақирилған.
2015-06-24
Игилишимизчә, бу йил 2 - айниң ахири пәйзиват наһийәлик сақчи идарисиниң хадимлири хитайниң җәнубий өлкилиридин 32 яшлиқ турсунгүлни тутуп юртиға елип кәлгән.
2015-06-23
Йәкән наһийәсиниң качоң сақчиханиси өз тәвәсигә чапланған 127 нәпәр уйғурниң “қара тизимлики” һәққидә еғиз ечиштин баш тартти.
2015-06-22
Мухбиримизниң илгириләп әһвал ениқлиши давамида, гума наһийисиниң дува базирида йүз бәргән 10 - июн қанлиқ вәқәсидә аз дегәндә 8 киши өлгәнлики айдиңлашти.
2015-06-22
Өткән ай иҗтимаий таратқуларда хитайниң йеңи нопусқа елиш сияситиниң өзгәргәнлики, артуқ туғулған балиларни нопусқа елишта җәриманә қоюлмайдиғанлиқи тоғрисида хәвәрләр тарқалған иди.
2015-06-20
Алдинқи күни тарқалған хитайчә бир үндидар учурида гума наһийисидә вәқә чиққанлиқи вә вәқәдә 10 нәччә киши өлгәнлики баян қилинған иди. Мухбиримиз бу йип учиға асасән бүгүн гума тәвәлкидики сақчиханиларға телефон қилип вәқә һәққидә ениқлаш елип барди. Мухбиримизниң телефонини қобул қилған сақчи хадимлири вәқә һәққидә тәпсилий мәлумат бәрмигән болсиму, вәқәниң йүз бәргәнликини инкар қилмиди,
2015-06-17
Нөвәттә уйғур елиниң җәнуб вә шималида даириләрниң пичақ, қиңрақ, палта қатарлиқ тиғлиқ сайманларға болған сәзгүрлүкиниң һәссиләп ешип кәткәнлики мәлум болмақта.