Архип
2015-06-16
Паләч һаләттә түрмидин кепилликкә қоюветилгән абликим нурмәмәтниң атиси оғлиниң тутулуш сәвәбидин та бүгүнгә қәдәр хәвәрсиз икәнликини, кесәллик сәвәбиниму уқмайдиғанлиқини ашкарилиди.
2015-06-16
“мән дадам вә башқа қериндашлиримиз бурунрақ җәм болсам, улар билән бир күнни болсиму биргә өткүзсәм дәп тиләймән.” мана бу дадиси һазир тайландта түрмидә өзи түркийәдә яшаватқан 9 яшлиқ уйғур қизи раһилә ниң баянлири.
2015-06-12
Хитай ғәлибә қазанғанлиқини елан қилған бир йиллиқ қаттиқ зәрбә бериш долқуни көплигән уйғурларниң қәлбидә унтулмас җараһәт қалдурған, долқунда биваситә зәрбигә учриғанларниң вуҗудидиму еғир җараһәтләрни қалдурған.
2015-06-11
Мәрһум диний алим абиликм мәхсум һаҗим билән мәһбус диний алим абдукерим абдувәлиниң шагиртлириниң қаттиқ назарәт қилиниши һәққидә мәхсус бәлгилимә барлиқи ашкариланған.
2015-06-11
2014 - Йилидин башлап хитай зулумидин қачқан уйғурларниң һиҗрәткә тәвәккүл қилиши йеңи бир долқун һасил қилди. Нәччә миңларчә уйғур һаят тәһдитлиригә, зор бәдәлләргә қаримай шәрқий җәнуби асиядики, тайланд, малайшия, камбоджа қатарлиқ дөләтләргә түрлүк қачақ йоллар билән берип, бу җәрянда охшимиған ечинишлиқ тәқдирләргә дучар болди.
2015-06-10
Өткән айниң 25-күни қарақашниң зава йезисида йүз бәргән 6 нәпәр пидаийниң коча чарлаватқан сақчиларға һуҗум қилиш вәқәсидә, хитай пидаийлардин 2 нәпирини нәқ мәйданда етивәткән.
2015-06-09
Иҗтимаий таратқулардин мәлум болушичә, йеқинда қорғас наһийәлик сақчи идариси мәхсус қарта ишләпчиқирип тарқатқан һәмдә униңдин пайдилинип аталмиш “террорлуқ вә зораванлиқ” қа қарши сиясий тәшвиқат елип барған.
2015-06-09
Хитай даирилири 5-июл вәқәсидин кейин уйғур районидики вәзийәтниң муқимсизлиқ сәвәблири қатарида тор алақисини йәни уйғурларниң торға чиқишиниму муһим дәп билип кәлгән.
2015-06-08
Хитай уйғур районида бир йил давам қилған қаттиқ зәрбә бериш долқунида 181 террорлуқ гуруһини бир тәрәп қилғанлиқини елан қилғандин кейин радиомиз мухбирлири районда өткән бир йилда җазаланған кишиләрниң кимлик вә қилмишлири һәққидә ениқлашни кеңәйтти.
2015-06-05
Бултур күз мәзгилидә, ақсуниң куча наһийисигә секретар болуп йөткилип кәлгән яң фашиң, йолға қойған бирқатар муқимлиқ тәдбирлири кучадики уйғурларда паракәндичилик, әнсизликк вә наразиқ қозғиған.
2015-06-05
Хитай даирилири, уйғур яшлирини һарақ-тамакиға берилдүрүшни районниң бихәтәрлик тәдбирлиридин бири сүпитидә таллиған вә бу сәвәблик пүтүн йемәк-ичмәк дуканлирида мәҗбури һалда һарақ тамакини базарға салдурған иди.
2015-06-05
Өткән йили 7-айниң ахири йәкәндә зор қирғинчилиқ йүз берип, миңлиған кишиләрниң өлгәнлики вә из дерәксиз ғайиб болғанлиқи илгири сүрүлгән иди.
2015-06-04
Дуня уйғур қурултийи вә америка уйғур җәмийити, 4-июн тйәнәнмен қирғинчилиқиниң 26 йиллиқини хатириләш мунасивити билән арқа-арқидин баянат елан қилди.
2015-06-04
Явропада 4-июнни хатириләш намида өткүзүлгән хитай, уйғур, тибәт, моңғулдин ибарәт 4 тәрәп бирләшмә йиғини 3-июн күни германийәниң стутгарт шәһиридә башланған.
2015-06-04
Америкиниң индиана университетида тарих пәнлири докторлуқида оқуватқан қурбан нияз әпәнди, 1998-йили тарихчи тохти музат тутқун қилинғанда, “тохти музатни материял билән тәминлигән” дегән гуманда тутқун қилинған.