Архип
2019-02-28
Таһир һамут: “уйғур сәрхиллириниң түркүм-түркүмләп җаза лагерлириға қамалғанлиқи, бир милләткә нисбәтән ирқий қирғинчилиқниң типик бир мисали.”
2019-02-27
Истанбулниң бәязит мәйданида чоң көләмлик намайиш вә мухбирларға баянат елан қилиш паалийити елип берилди.
2019-02-26
Қәшқәр университетидин лагерға елип кетилгән зиялийлар пәқәт вәзипә үстидики профессор вә мудирлар биләнла чәклинип қалмиған.
2019-02-25
Нәччә онлиған луғәтләрниң рояпқа чиқишиға әҗир сиңдүргән һүсәнҗан әсқәрниңму лагерға қамалғанлиқи мәлум.
2019-02-25
Бир қисим дөләтләрдә охшаш күндә уйғурларниң коллектип һалда гуваһлиқ бериш йиғини уюштурулди.
2019-02-22
Доктор әркин сидиқ вә мәмәт тохти әпәндиләрниң австралийәдики 5 күнлүк паалийәтлири 21-феврал нәтиҗилик ахирлашқан.
2019-02-22
Нөвәттә америкида яшаватқан уйғур шаири таһир һамут өз иҗадийити һәққидә өзиниң шәхсий туйғулири билән милләтниң коллектип йошурун еңи арисида қәләм тәвритидиғанлиқини билдүрди.
2019-02-21
Чәтәлдики уйғурлар қозғиған “мәнму уйғур” паалийити пүтүн дуня миқясида, болупму түркийәдә җиддий кеңәймәктә.
2019-02-20
Түркийәдики уйғурлар юртидики ата-анилири, уруқ-туғқанлири, вә бала-чақилириниң из-дерикини елишқа тиришмақта.
2019-02-18
Уйғур дияридики 2 йерим милйондин артуқ кишиниң хитайниң сүний әқил контрол системисиға киргүзүлгән шәхсий учурлири пүтүнләй ашкарилинип кәткән.
2019-02-15
Долқун әйса әпәнди учришишлириниң асасий мәқситиниң америка дөләт мәҗлисидә тонуштурулидиған уйғурларға аит икки қанун лайиһисиниң мақуллиниши үчүн йәниму көп аваз тәшкилләш болғанлиқини ейтти.
2019-02-15
Руқийә ханим канададики мунасивәтлик һөкүмәт органлириға хитай оқуғучилириниң өзигә тәһдит салғанлиқи тоғрилиқ әрз қилишқа тәйярлиниватқанлиқини билдүрди.
2019-02-15
Серикҗан билашоғли: “бу оюнниң арқисида хитай һөкүмити бар.”
2019-02-15
Өмәр бекали әпәнди балиқесир вә денизли вилайәтлиридә өткүзүлгән паалийәтләрдә җаза лагерлирида йетип чиққан бир киши болуш сүпити билән шәрқий түркистан тоғрисида аңлатқанлириниң зор тәсир қозғиғанлиқини баян қилди.
2019-02-15
Абдурәһим һейтниң җаһанни титрәткән ләрзи уйғурлуқниң ләрзи, уйғурға хас мәдәнийәтниң мәдәний дуняда йоқап кетишидин сарасимигә чүшкән һессидашлиқниң ләрзидур.