Түркийә тайландтики уйғур мусапирларни қутулдуруш үчүн һәрикәткә өткән

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2014.11.27
taylandtiki-uyghur-musapir.jpg Тайланд мусапирлар лагерида тутуп турулуватқан уйғур мусапирлар. 2014-Йили ноябир, тайланд.
RFA/Arslan

Бу йил марттин буян тайландта қапсилип қалған 300 дин артуқ уйғур мусапир һәққидә ғәрб вә түрк мәтбуатлирида мақалә-чақириқлар елан қилинип, оқурмәнләр, сиясий партийәләр җүмлидин сиясийонларниң диққитини чәккән.

“тайландтики түркләрниң тәқдири түркийәгә бағлиқ”, “тайландтики 300 мусапирниң оққа тутулуш еһтимали бар” намлиқ мақалиләр шуларниң җүмлисидиндур. Дәл мушу пәйтләрдә түркийә ташқи ишлар министирлиқи тайландтики мусапирларни қутулдуруш үчүн һәрикәткә өткән.

Инглизчә хәвәр қанили_ “қанал 4” телевизийисидә тайландики уйғур мусапирларниң бешиға кәлгән ечинишлиқ паҗиәләр һәққидә ишләнгән филим тарқитилди.

Бу филимда йәнә тайланд сақчилириниң уларни 9 ай илгири орманлиқта ач вә уссузлуқ ичидә учратқанлиқи, әгәр уларниң хитай пуқраси икәнлики испатланса тайланд һөкүмити уларни хитайға қайтуруш еһтимали барлиқи билдүрүлди.

Бу учур кәң тарқалғандин кейин түркийә бүйүк бирлик партийәси рәиси мустафа дәстиҗи баянат елан қилип, тайландтики 300 мусапирни дәрһал қутулдуруш тоғрисида һөкүмәтни һәрикәткә өтүшкә чақириқ қилди.

Бәзи мәтбуатлар бу 300 нәпәр мусапирниң уйғур икәнликини тилға алған болсиму, бәзи мәтбуатлар уларниң түрк икәнликини билдүрмәктә.

“қанал 4” телевизийәсиниң зияритини қобул қилған уйғурлар түрминиң төмүр ришаткисидин түрк байриқини чиқирип, өзлириниң түрк икәнликини түркийәдә оруқ туғқанлири барлиқини түркийәгә қайтиш халайдиғанлиқини билдүргән.

“йеңи шафак” гезитиниң 25 – ноябир күнидики санида хәвәр қилишичә, тайландтики 300 мусапир түркни қутулдуруш үчүн түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң җиддий һәрикәткә өткәнлики, дипломатийә җәһәттә бир тосалғу чиқмиған тәқдирдә 300 нәпәр мусапирниң пат арида түркийәгә келидиғанлиқи илгири сүрүлди.

Бәзи мәлуматларға қариғанда, түнүгүн бу учур елан қилинғандин кейин түркийә баш министирлиқи вә ташқи ишлар министирлиқи дәрһал һәрикәткә өтүп у 300 нәпәр мусапирни қутулдуруш үчүн тайланд һөкүмитидин бу мусапирларни түркийәгә қайтуруп беришни тәләп қилған.

“йеңи шафак” гезитидә елан қилинған учурда мундақ дейилгән: түркийә дәрһал һәрикәткә өтмигән тәқдирдә уйғур мусапирлар хитай тәрипидин оққа тутулиду вә тарихта иккинчи бир “боралтан паҗиәси” йүз бериду.

“боралтан паҗиәси” 1945-йили сталинниң зулумидин қачқан 146 әзәри түрклири түркийәдин панаһлиқ тиләп қечип кәлгәндә боралтан қомандани бу әһвални әнқәрәгә доклат қилған вә әнқәрәдин әзәрбәйҗанлиқларни қайтуруп бериңлар, дегән җавабни алған. Буниң билән боралтан қомандани әзәрбәйҗанлиқ түркләрни русларға тапшуруп бәргән, рус әскәрлири уларни буралтан көврүкидила оққа тутуп шеһит қилған.

Түркийә хәлқи вә алақидар кишиләр, тайландтики мусапирларниң бешиға боралтайдики әзәрбәйҗанлиқларниң бешиға кәлгән паҗиәләрниң келишидин әндишә қилмақта.

Түркийә бүйүк бирлик партийәсиниң рәиси мустафа дәстиҗи тайландтики 300 нәпәр мусапир тоғрисида баянат елан қилип мундақ деди: йәр йүзиниң һәрқандақ йеридә мустәқиллиқ болалмиған түрк тупрақлири болған булиса, у йәрдә чоқум зулум болиду. Бу зулум әң қайғулуқ вә әң шиддәтлик шәкилдә давам қиливатқан земинлардин бир шәрқий түркистандур. У йәрдики қериндашлиримиз игә-чақисиз қалған вәзийәттә, мән түркийә җумһурийитиниң баш рәисигә, баш министириға, ташқи ишлар министириға хитаб қилимән. Тайландта панаһланған 300 нәпәр шәрқий түркистанлиқ түркийәгә әкелинмәй хитайға қайтурулса, икки қолум билән яқаңларға есилимән! буни унтуп қалмаңлар! 300 миңлиған инсанларни соал – сорақсиз җәнубий чеградин вәтинимиз түркийәгә қобул қиливатқан пәйттә 300 нәпәр бизниң өз қериндашлиримиз болған шәрқий түркистанлиқларни залим хитайниң инсапиға ташлап қойсаңлар буниң һесабини һәр икки дуняда берәлмәйсиләр, бу мәсилини мениң йеқиндин көзитип келиватқанлиқимни билип қелишиңларни сораймән.

Бүгүн йәнә түркийәниң “хәвәр7” тор гезитидә, “баш министир 300 мусапирни оққа тутқузмиди” дегән темида бир мақалә елан қилинди.

Мақалә язғучи сәркан устүнәр тәрипидин йезилған болуп, мақалида мундақ дейилгән: шәрқий түркистан дунядики әң ечинишлиқ вә мусулман болғанлиқи үчүн һаят яшаш чәкләнгән бирдин бир район. Әгәр сизниң әслиңиз түрк болса дуняда сизни қоллайдиған ялғуз бирла дөләт бар, у болсиму түркийә. Әгәр сиз уйғур болсиңиз вә шәрқий түркистанда яшайдиған болсиңиз нәпәс елишму сизни террорчи вә җинайәтчи болушқа сәвәб болидиғанлиқини билишиңиз керәк.

Сәркан үстүнәр мақалида йәнә тайландтики 300 нәпәр мусапирни қутулдуруш үчүн түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң һәрикәткә өткәнликини тәкитләп мундақ дегән: тайландта 300 мусапирниң тутуп туруватқанлиқи хәвирини аңлиғандин кейин мән биваситә ташқи ишлар министирлиқида бир қанчә әмәлдарлар билән бу тоғрисида сөзләштим, әмәлдарларниң билдүрүшичә, баш министир әхмәт давутоғли вә ташқи ишлар министир мәвлут чавушоғли бу мәсилини һәл қилиш үчүн бирликтә керәклик дипломатийә мунасивәтләрни ишқа селишқа қәдәм басқан.

Түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғли сүрийә чеграсиға йеқин райони болған шанлиурфадики мусапирларни зиярәт қилиш җәрянида мухбирларниң тайландта тутуп туруватқан 300 нәпәр мусапир тоғрисида сориған соаллириға җаваб берип: уйғур түрклирини тайландтин рәсмий тәләп қилдуқ, деди.

Түркийә “сабаһ” гезитиниң 26-ноябирдики хәвиригә қариғанда, хитайдин қечип тайландта тутулуп қалған 300 нәпәр уйғур мусапирлар үчүн түркийә ташқи министирлиқиниң һәрикәткә өткәнлики билдүрүлди.

Тайланд ташқи ишлар министирлиқи мәзкур мусапирлар мәсилиси адәм әткәсчилики билән мунасивәтлик болғачқа тәкшүрүш елип бериватқанлиқини билдүргән вә түркийә тәрәпкә техи җаваб бәрмигән.

Мәвлут чавушоғли өткән ай ню-йорктики бир йиғинда, тайланд ташқи ишлар министири билән айрим учришип уйғур мусапирлар тоғрисида сөзләшкәнликини униңдин башқа йәнә өткән айниң ахирида, афғанистан тоғрисида бейҗиңда ечилған төт дөләтниң ташқи ишлар министирлири йиғини җәрянида, хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән учришип, уйғур түрклириниң вәзийитини күнтәртипкә кәлтүргәнликини билдүрди.

Түркийә нөвәттә тайландтики мусапирларни түркийәгә әкелиш үчүн керәклик қәдәмләрни басқан вә тайланд һөкүмити билән дипломатийә йоллар арқилиқ сөзләшмәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.