Тибәт язғучиси воесер маралбеши вәқәси һәққидә мақәлә елан қилди
2013.05.02
Тибәт аял язғучиси воесер маралбеши вәқәсиниң йүз бериш сәвәби һәққидә мақалә елан қилип,хитай һөкүмитиниң уйғур, тибәт қатарлиқ хитай болмиған милләтләргә қаратқан милли сияситини әйиблиди.
Воесер мақалисидә уйғурлар учраватқан диний етиқад чәклимилири, мәдәнийәт таҗавузчилиқи, ана тилни ишлитиш даирисиниң тарайғанлиқи қатарлиқ амилларниң маралбеши вәқәсигә охшаш қаршилиқ һәрикәтлиригә сәвәб болуватқанлиқини мисаллар арқилиқ илгири сүргән.
Хитайдики тибәтлик аял язғучи воесер хитай һөкүмитиниң тибәтләр үстидин йүргүзгән сияситини тәнқидләйдиған бир қатар әсәрлири сәвәблик,хитай һөкүмити тәрипидин сәзгүр шәхс дәп қарилип кәлгән өктичи язғучи. язғучи воесер өзиниң шәхси блогида 1 - май күни елан қилған“сени террочи десә, сән әлвәттә террорчи һесаблинисән...” мавзулуқ мақалисидә, 23 - апрел маралбешида йүз бәргән вәқә вә бу вәқә һәққидә хитай һөкүмити елан қилған хәвәрләр билән аммиви тор бекәтлиридә бу һәқтә берилгән инкасларни нәқил елип, маралбеши вәқәсиниң йүз беришигә хитай һөкүмитиниң уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләргә қаратқан тәңсиз сиясити сәвәб болғанлиқини илгири сүргән.
Воесер мақалисидә мундақ баянларни бериду: “даириләр маралбешида йүз бәргән вәқәни террорлуқ һуҗум вәқәси дәп елан қилди. Тәңритағ торида “маралбеши наһийисидә йүз бәргән 23 - апрел еғир террорлуқ вәқәси паш қилинди” намлиқ һикайә елан қилинди, арқидинла хитай мәркизи теливизийә истансиси“террорлуққа қарши җәң”намлиқ мәхсус филимни ишләп тарқатти. Әмма мән бу террорлуқ һикайисигә ишинәлмидим. Чүнки мәтбуатларда елан қилинған уйғурлар учраватқан қисмәтләр һәққидики хәвәрләр вә тордашларниң маралбеши вәқәси һәққидики инкаслири һөкүмәтниң маралбеши вәқәси һәққидики тәшвиқатлириниң пүтүнләй әксичә иди.”
Тибәт аял язғучиси воесер мақалисида, йеқинқи йиллардин буян уйғурлар вә тибәтләр үстидин йүргүзүлүватқан қаттиқ диний бесим сияситини мисаллар билән баян қилип, хитай һөкүмитиниң өзи қол қойған хәлқара қанунларни еғир һалда дәпсәндә қиливатқанлиқини вә бу арқилиқ һәм өз хәлқи вә дуня җамаәтчиликигә нисбәтән мәсулийәтсизлик қиливатқанлиқини тәнқидлигән.
Воесер мундақ дәйду:“бошүн торидики бир хәвәрдә сақчилар елип барған өй ахтуруш һәрикитидә, бир уйғур аялни униң өйидин тепилған бир йүрүш диний китабларниң йенида өрә турғузуп қоюп, сорақ қилип мәсилисини тапшурушқа мәҗбурлаватқан бир сүрити бесилди. Мениң шундақ сориғим келиду, сән пуқраларниң туралғусиға немигә асасән бастуруп кирип халиғанчә ахтурисән? немигә асасән башқиларниң диний етиқадини чәкләйсән? тор бекәтлиридә йәнә шундақ бир сүрәтни көрдүм. Уйғур аптоном райониниң мәркизи шәһири үрүмчи шәһириниң кочилиридики мәлум тахтиға, ханимлар, аяллар йүзиңиздики чүмбилиңизни қайриветиң, мәдәний җәмийитимизгә тәсир йәткүзмәң, дегән сөзләр йезилипту. Техиму әҗәплинәрлики шуки, уйғур аптоном райониниң җәнубий қисмида йәнә 40 яштин төвән болған әрләрниң сақал қоюшиға йол қоюлмайдиғанлиқи, 40 яштин ашқан әрләрниң өзи турушлуқ райондики сақчиханиға кимликини елип берип, сақал қоюш иҗазәтнамиси алғандин кейинла андин сақал қоялайдиғанлиқи һәққидә уқтуруш бар икән. Әҗиба даириләр җуңго қанунида бекитилгән пуқраларниң диний етиқад әркинлики һәққидики бәлгилимиләрни мушундақ дәпсәндә қилса, пуқралар арисида наразилиқ қозғалмасму?!”
Воесер йәнә өткән һәптә тор бекәтлиридә елан қилинған, мәкит наһийисидики мәлум йезида тарқитилған “деһқанлардин муқимлуқ сақлаш хираҗити йиғиш һәққидики уқтуруш”һәққидә тохтилип мундақ дәйду.
“җәнубий уйғур аптоном районида йезилардики деһқанлар һәр айда һөкүмәткә муқимлиқ хираҗити тапшуридикән. Бу пуллар шу районда муқимлиқни сақлаш хизмитигә тәйинләнгән хәлқ әскәрлиригә мааш қилип тарқитилидикән. Бәзи җайларда һәр бир аилиниң муқимлиқ үчүн тапшуридиған пули бир йилда 1000 сомдин ашидиғанлиқи баян қилинипту. Буниң қара гуруһларниң пуқралардин алған қоғдаш пулидин немә пәрқи? әгәр һөкүмәт хәлқ әскәрлирини беқишқа қурби йәтмисә хәлқ әскәрлирини ишләтмисила болмидиму, бу хил усул билән пуқраларниң пулини булимаслиқ керәктә!”
Воесер мақалисиниң ахирқи баянлирида хитай һөкүмитиниң маралбеши вәқәсини террорлуқ вәқәси дегән тәшвиқатиниң асассиз икәнликини тәкитләп, мундақ баянларни бериду.
“шинҗаңдики маралбеши вәқәси һәққидә, һөкүмәт даирилири террорлуқ вәқәси дегәнни тәкитләватиду. Әмма буни испатлиғудәк пакитларни көрситип берәлмиди. Һөкүмәт тәшвиқатлиридики бирқанчә мүҗимәллик һәққидә соал қойғум келиду. 1 - Дин, адәттә террорлуқ вәқәлири террорчиларниң тәшәббускарлиқ билән һуҗум қилиши билән йүз бәргән вәқәләргә қаритилиду. Әмма бу вәқә шу районни тәкшүрүшкә барған сақчи, кадирлар өйләрни тәкшүрүватқанда йүз берипту. 2 - Дин, мәһәллә хадимлири немә үчүн өйләрни тәкшүрүшкә бариду? өй тәкшүрүштә икки тәрәп оттурисида тоқунуш йүз бәрдиму? немә сәвәбтин тоқунуш келип чиқти? бу әһваллар гуман қозғайду. 3 - Дин бу вәқәни диний радикалларниң қаршилиқ һәрикити дәпту. Ундақта, улар кимгә, немә сәвәбтин қаршилиқ қилди? 4 - , һөкүмәт бу вәқәни террорлуқ вәқәси дәп бекитти. Әмма улар тәшвиқатида бу қетимқи вәқәниң хәлқарадики террорлуқ вәқәлиридики өлчәм - бәлгилимиләрниң қайсисиға чүшидиғанлиқини көрситип берәлмиди.”
Икки һәптидин буян 23 - апрел маралбеши вәқәси вә вәқәниң йүз бериш сәвәблири һәққидә хәлқара мәтбуатларда хәвәр вә мулаһизиләр берилмәктә. Хитай һөкүмити вәқәниң характерини террорлуқ һуҗум қилиш вәқәси дәп бекитип, бу һәқтики тәшвиқатлирини күчәйтти. Әмма хитай һөкүмитиниң уйғур қатарлиқ милләтләргә қаратқан диний етиқад, өрп - адәт, маарип - тил қатарлиқ җәһәтләрдики чәклимилирини йеқиндин көзитип келиватқан хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ғәрб демократик дөләтлири маралбеши вәқәсиниң хитай һөкүмитиниң районда йүргүзүватқан тәңсиз сияситигә қарши қаршилиқ һәрикәт икәнликини илгири сүрмәктә.