Түркийәдики сиясий партийиләрниң уйғур вәзийитигә алақидар елан қилған баянатлири (1)

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2013.07.11
newzat-qorqmas-MHP-Parlament-ezasi.jpg Милләтчи һәрикәт партийисидин парламент әзаси нәвзат қорқмас әпәнди түркийә парламентида сөз қилип уйғур вәзийити вә ирақ түркмәнлири тоғрисида тохталди. 2013-Йили 3-июл, түркийә.
RFA/Arslan

Уйғур мәсилиси түркийәниң һәр қайси сиясий партийиләр оттурисида муһим мәсилә дәп қарилиду. Түркийәниң әң чоң партийилиридин җумһурийәт хәлқ партийиси, милләтчи һәрикәт партийиси, саадәт партийиси вә бүйүк бирлик партийиси қатарлиқ сиясий партийиләр йеқиндин буян уйғур диярида йүз бәргән һуҗум вәқәләр вә бу вәқәләргә әгишип хитайниң көп санда әскәр йөткәп кәң-көләмлик тутқун қилиш һәрикити башлиши вә уйғурларни көпләп тутқун қилишидин әндишә қилип баянат елан қилди вә түркийә һөкүмити вә дуня җамаитини уйғурларға көңүл бөлүшкә вә қәтлиамни тохтитиш үчүн һәрикәткә өтүшкә чақириқ қилди.

Түркийә милләтчи һәрикәт партийиси тәрипидин түркийә парламентиға, уйғурлар вә кәркөк түркмәнлири учраватқан қәтлиамларни тәкшүрүшкә алақидар тәклип лайиһә сунулди. Җумһурийәт хәлқ партийиси мәзкур тәклип лайиһини қоллайдиғанлиқини билдүрүп парламентта баянат бәрди.

Бүйүк бирлик партийиси вә саадәт партийиси түркийә һөкүмитини дәрһал һәрикәткә өтүп уйғурларға игә чиқишқа чақириқ қилди.

Милләтчи һәрикәт партийиси баянат елан қилип, түркийә һөкүмәтни башқуруватқан адаләт вә тәрәққият партийисини уйғур вәзийитигә қарита сүкүттә турғанлиқ билән әйиблиди.

Түркийә һөкүмитини башқуруватқан адаләт вә тәрәққият партийиси парламентта баянат берип, уйғурларға қарита елип бериватқан сиясити вә уйғур диярида елип бериватқан хизмәт-паалийәтлири тоғрисида доклат бәрди.

Милләтчи һәрикәт партийиси тәрипидин уйғурларға игә чиқиш вә уйғур диярида йүз бәргән вәқә вә қәтлиамлар үстидин тәкшүрүш елип бериш вә тәдбир қоллиниш тәклип лайиһиси түркийә парламентиға сунулди.

Түркийә парламентиға сунулған тәклип лайиһисидә милләтчи һәрикәт партийисиниң пүтүн парламент әзалириниң имзаси болуп, түркийә парламентиниң рәсмий тор бетидә елан қилинған бу тәклип лайиһидә мундақ дейилгән:
Йеқиндин буян ирақ түрклири вә шәрқий түркистан түрклиригә қарши һуҗумлар ашти вә қәтлиамлар йүз бериватиду, бу мәсилиләрниң тәкшүрүлүп түркийә һөкүмити тәрипидин керәклик тәдбирләрниң елиниши мәқситидә, асасий қанунниң 98-маддиси вә түркийә бүйүк милләт мәҗлисиниң ички түзүминиң 104- 105 маддилириға асасән парламент тәкшүрүши ечилишини тәләп вә тәклип қилимиз.

Бу тәклип лайиһигә милләтчи һәрикәт партийисиниң пүтүн парламент әзалири имза қилған. Бу тәклип лайиһисидә тәкшүрүш вә керәклик тәдбир елишниң сәвәблири тоғрисида тохтилип 21-әсирдә дунядики әң еғир зулумниң шәрқий түркистанда йүз бериватқанлиқини, уйғурларниң қәтлиамға учраватқанлиқини, буниңға пүтүн дуня, америка вә явропа иттипақиниң у йәрдики вәһшийликни көрүши вә йеқиндин көзитип туруши керәкликини оттуриға қойған.

2013-Йили 7-айниң 3-күни милләтчи һәрикәт партийисидин парламент әзаси нәвзат қорқмас әпәнди түркийә парламентида сөз қилип уйғур вәзийити вә ирақ түркмәнлири тоғрисида тохталди.

Парламент әзаси нәвзат қорқмас әпәнди уйғурларниң түркийәдин ярдәм күтүватқанлиқини ипадиләп мундақ деди: түркийәни бирдин-бир қутулуш йоли дәп қариған қериндашлиримиз, дәрдлирини бизгә аңлитишта зорлуқ тартиватиду. 26-Июн шәрқий түркистанниң турпан шәһиридә башланған вә үрүмчи вә хотәнгичә тарқалған инсан қелипидин чиққан қанлиқ қәтлиам вә вәқәләр тоғрисида тохтилимән, турпан шәһиридә 7 яшлиқ бир уйғур пәрзәнти хитайлар тәрипидин чанап өлтүрүлгәндин кейин оттуриға чиққан бу вәқәдә йүзлигән уйғур өлтүрүлди. Бу вәһшийлик инсанийәт тарихиға чүшкән бир қара дағдур. Нурғун ата-анилар әвладлиридин айрилди, нурғун пәрзәнтләр йетим қалди. Мубарәк рамзан ейи киргән бир пәйттә, бу мусулман түркләр үстидин йүргүзүлгән вәһшийликни көрмәскә селип йүрәлмәймиз. Өзини чоң чағлаватқан дөләтләрниң буниңға сүкүт қилиши у дөләтләрниң чоң дөләт икәнликини көрсәтмәйду, шәрқий түркистанда йүз бериватқан вәқәләргә қарши дуняниң көз йомушиниң сәвәби болса, хитайниң иқтисади вә сиясий имтиязидин келип чиқмақта. Бу дөләтләрдин әлвәттә бир күни һесаб сорилиду, әмма сүкүттә қалған вә вәқәләрдин йүз өрүгән түркийәниң сүкүттә қелиш һәққи барму? түркийәниң өз қериндашлириға нисбәтән бу вәқәләргә сүкүт қилиши, өз етибарини йоқитип қойиду, кәлгүсидики ғайилиридин ваз кәчкән болиду вә бу бир җинайәттур.

Парламент әзаси нәвзат қорқмас әпәнди уйғурларниң һазирқи вәзийити тоғрисида сөз қилип мундақ деди: турпан, үрүмчи вә хотәндә опочуқ бир вәһшийлик йүз бериватиду, қоралсиз инсанларға қарши хитай әскәрлири еғир типтики қорал вә танкилар билән қаршилишиватиду вә мусулман уйғур түрклирини халиғанчә өлтүрүватиду, әлвәттә, күчимизниң йетишичә әрәб дунясини һәрикәт қилдуруп, мисирдики вә пәләстиндики пүтүн мусулманларға игә чиқайли, әмма уйғур түрклириниң биздин башқа һеч кими йоқ, түркийә сүкүттә қеливатиду, җумһур рәиси, баш министир, ташқи ишлар министирлиқи сүкүттә қалди, түркийә тарихи вәзиписидин узақлашмаслиқи керәк. Биз милләтчи һәрикәт партийиси болуш сүпитимиз билән һәм мунасивәтлик мәсулларни чақириқ қилимиз, һәм миллитимизни демократийә һәқлирини қоллинип қаршилиқ көрситишкә чақириқ қилимиз. Дуняниң бир четидә биз билән дин вә тил бирлики болған уйғур қериндашлиримизға әң аз дегәндә сомалий, бирма, қаһирә вә ғәззигә көрсәткән сәзгүрлүкни көрситәйли, бу зулумға сүкүт қилишниң бәдили һәм бу дуняда миллитимиз тәрипидин, һәм ахирәттә қиямәт күни аллаһ тәрипидин соал-сорақ қилиниду. Буниң ували йәни ақивәт гунаһи дуняниң һәр тәрипидә зулум астида яшаватқан қериндашлиримизни қучақлимиған һөкүмәтниң үстигә қалиду дәп қараймән.

6-Июн күни түркийә җумһурийәт хәлқ партийисидин парламент әзаси осман корутүрк әпәнди парламентта сөз қилип, милләтчи һәрикәт партийисиниң түркийә парламентиға сунған, ирақ түркмәнлири вә шәрқий түркистандики уйғурларға игә чиқиш вә һуҗум вәқәләрниң сәвәблири вә тәдбир елиш тоғрисида тәкшүрүш елип бериш тәләп лайиһисини қоллайдиғанлиқини ипадилиди.

Парламент әзаси осман корутүрк әпәнди алди билән түркийәниң ирақ сиясити вә ирақ түркмәнлири тоғрисида тохталғандин кейин уйғурлар тоғрисида мундақ деди: уйғур түрклири мәсилисигә кәлсәк, хитай билән елип барған музакириләрдә уйғур түрклириниң мәсилиси оттуриға қоюлуватқанлиқини дәп өтимиз, буларниң һәммиси бәк яхши иш, әмма йәнә бир тәрәптин һөкүмәт шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болуш тоғрисида сөзләйду, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати дегән бу тәшкилат асасий җәһәттин террорлуққа қарши туруш үчүн қурулған бир бихәтәрлик тәшкилати. Бу бихәтәрлик тәшкилатиниң хитайға нисбәтән нишани уйғурлар вә уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикәтлири асаси нишанидур. Биз шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болимиз дегән һөкүмәт, буниң нато (шималий атлантик әһди тәшкилати)ниң зит икәнликини көрүватамду? биригә әза болған һаман йәнә биридә әза болуп қелиш еһтимали йоқ. Йәни түркийә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болған һаман нато- шималий атлантик әһди тәшкилатидин чиқип кетиду.

Түркийә парламент әзаси осман корутүрк әпәнди түркийә парламентида һазирқи һөкүмәтни башқуруватқан адаләт вә тәрәққият партийисигә хитаб қилип, түркийә һөкүмити шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң асаси нишанлиридин бири болған уйғурлар ға қарши туруш һәрикитини қобул қиламду? буни билип вә халап қиливатамду? әгәр буни билип туруп шундақ қиливатқан болса бу билмәй туруп қилғандин техиму вәһимилик бир иш, у чағда ташқи сияситимизниң асасий йөнилиши тоғрисида вә түркийәниң биринчи қатарда әһмийәт беридиған ишлири тоғрисида йетәрлик мәлуматимиз йоқ дийәләймизму? дәп соал сориди.

Адаләт вә тәрәққият партийиси парламентта баянат берип, милләтчи һәрикәт партийиси вә җумһурийәт хәлқ партийисиниң тәләп вә тәклиплири шундақла уйғурларға алақидар сориған тәнқиди соаллириға җаваб бәрди вә уйғурлар тоғрисида елип бериватқан хизмәт паалийәтлири тоғрисида доклат бәрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.