Миркамил қәшқәрли аилисиниң 16 йилдин кейин җәм болуши түркийә мәтбуатлирида қизиқ нуқтиға айланди
2013.11.05
Түркийәниң көплигән мәтбуатлири миркамил қәшқәрли аилисиниң 16 йиллиқ җудалиқ вә һәсрәтлик һаят һекайисини баш тема қилип учур тарқатти.
Кишиләрниң әң диққитини тартқан нуқта болса һеч қандақ җинайити болмисиму хитайниң паспорт ишләп бәрмәстин 16 йил бир аилини айривәткәнлики болуп, буниңдин түркийә хәлқи уйғурларниң қандақ еғир бесим астида яшаватқанлиқини йәнә бир қетим чүшинип йәтти.
“бүгүн” гезитидә, “бир шеир сәвәбидин 16 йиллиқ һәсрәт ахирлашти” , “түркийә гезити”дә, “баш министирниң йол меңиши билән 16 йиллиқ һәсрәт ахирлашти”, “ахшам” вә “сабаһ” гезитлиридә, “әрдуған һәрикәт қилди, ата-ана пәрзәнтлири билән учрашти”, дегән темиларда учурлар тарқитилди. Булардин башқа йәнә “тәқвим” гезитидә, “әрдуған 5 яшлиқ муҗаһид қәшқәрлиниң шәрқий түркистанда мәһбусқа охшаш яшаватқан қериндашлирини түркийәгә әкәлди”, “заман” гезитидә, “бир шеир 16 йиллиқ һәсрәтни ахирлаштурди”, “қарагезит” намлиқ гезиттә “муҗаһид қәшқәрлиниң баш министирни сөйүши униң қериндашлирини әкелишкә сәвәбчи болди”, дегән темиларда учурлар тарқитилди.
“тәқвим” гезитидә мундақ дейилгән:
5 яшлиқ муҗаһид қәшқәрли, чанаққәләдә шеир оқуди вә баш министир әрдоғанға бир мәктуп бәрди, әрдуған мәктупни оқуди вә муҗаһидниң шәрқий түркистанда худди мәһбусқа охшаш яшаватқан акиси вә һәдисини түркийәгә әкәлди.
Әң дәсләптә түркийә т р т хәвәр телевизийә қанили миркамил қәшқәрли аилисини зиярәт қилип учур тарқатқан болуп, кейин “мқанал 24” дегәнгә охшаш телевизийә қаналлириму бу аилини зиярәт қилди.
Бу һәптә түркийә мәтбуатлири миркамил қәшқәрли аилисиниң ечинишлиқ трагедийәлирини аңлитиш билән уйғурларниң қанчилик еғир бесим ичидә яшаватқанлиқини оттуриға қойди.
Бу гезитләрдә асаслиқи, һәр хил бесим вә тәһдитләргә дуч кәлгән миркамил қәшқәрли буниңдин 16 йил бурун юрти қәшқәрни ташлап чәтәлгә чиқип кетишкә мәҗбур болған вә паспорт бәрмигәнлики үчүн 3 яшлиқ оғли салаһиддин вә 1 айлиқ қизи шарафәтни қоюп кетишкә мәҗбур болғанлиқи, нәччә он йил йол меңип пәрзәнтлирини түркийәгә әкелишкә урунған болсиму, нәтиҗисиз қалғандин кейин түркийә һөкүмити баш министири рәҗәп таййип әрдуғанға пәрзәнтлирини әкелип беришни тәләп қилип илтимас сунғанлиқи, баш министир әрдоған ташқи ишлар министирлиқидики дипломатлирини ишқа селип хитай даирилири билән учришиш вә сөһбәтлишиш арқилиқ у икки уйғур пәрзәнтини тапшуруп алғанлиқи баян қилинған. Бу хәвәрләрдә йәнә таййип әрдоғанниң бу балиларни 2013-йили, 11-сентәбир күни түркийәгә сақ-саламәт елип кәлгәнлики , ата-аниси түркийә пуқраси болған 16 яшлиқ шарафәт вә 19 яшлиқ салаһиддин 16 йилдин буян айрилип кәткән ата-аниси вә қериндашлири билән учрашқанлиқи, 16 йиллиқ ата-ана билән пәрзәнт оттурисидики сеғиниш пирақи, җудалиқ әләмлири һәсрәтлик күнлириниң ахирлашқанлиқи, 5 пәрзәнти билән җәм болған миркамил қәшқәрли аилиси хушаллиққа чөмгәнлики тәсирлик усулда һекайә қилинған.
Бу хәвәр “ахшам” гезити вә “түркийә” гезитиниң тор бәтлиридә 54 миңдин артуқ киши тәрипидин, “бүгүн” гезитидә 141 миң 894 киши тәрипидин талланған.
Миркамил қәшқәрли 2013-йили 4-ноябир дүшәнбә күни түркийәниң “24 телевизийә” қанилиниң программисиға пүтүн аилиси билән қатнашти, бу программа нәқ мәйдандин биваситә тарқитилған болуп, муҗаһид қәшқәрли “биз кимләр?”, “зулумни алқишлиялмаймән” дегән шеирларни оқуди. Миркамил қәшқәрли риясәтчиниң соаллириға җаваб берип, бешидин өткән сәргүзәштлирини 16 йиллиқ һәсрәт вә җудалиқта өткән һаятини аңлатқандин кейин өзигә охшаш пәрзәнтлиридин вә ата-анилиридин 10 яки 20 йилдин буян айрилип чәтәлләрдә сеғиниш һәм һәсрәт билән өтүватқан нурғун уйғурлар барлиқини, хитай вәтән ичидики уйғурларниң чәтәлләргә чиқишиға рухсәт қилмайдиғанлиқини, дуняниң охшимиған җайлирида пәрзәнтлири вә ата-анилирини көрәлмәй һәсрәттә өтүватқан нурғун уйғурлар хитайға болған ғәзәп-нәпрәтлирини ичигә ютуп яшаватқанлиқини билдүрди. У, хитай даирилири уйғурларға зулум қилғанни аз дәп вәтән ичидики уйғурлар билән чәтәлләрдики уйғурларниң мунасивәт қилишини, телефонда болсиму сөзлишишини чәкләйдиғанлиқи, уйғурларниң саяһәт әркинлики йоқлуқи, уйғурларға паспорт ишләп бериш шәртлириниң еғир икәнлики, бир уйғурниң чәтәлгә чиқиши үчүн әң аз дегәндә тоққуз миң доллар әтрапида нәқ пул капаләткә қойидиғанлиқини вә төт дөләт кадири йәнә капаләт болмиса чәтәлгә чиқалмайдиғанлиқини баян қилди.
Миркамил қәшқәрлиниң пәрзәнти салаһиддин риясәтчиниң ата-аниңиз билән учрашқандин кейин өзиңизни қандақ һес қиливатисиз? дегән соалиға җаваб берип, өзиниң ата-аниси билән 16 йилдин кейин тунҗи қетим учрашқанлиқини , ата-ана билән җәм болуп яшиғандин кейин бир аилиниң қандақ болидиғанлиқини, әсли һаятниң ата-ана билән биргә өткәндә андин бәхтлик вә хушаллиқ һес қилидиғанлиқини ипадилиди.
“хәвәр7” бу һәқтә “бир шеир 16 йиллиқ һәсрәтни ахирлаштурди” дегән темида учур тарқатқан болуп, бу учур 26 миң 350 қетим оқулди вә 7 киши пикир-инкас язди. Пикир инкасларниң ичидә һаяти йилмаз дегән киши, “ич-ичимдин йиғлидим, бәк әқиллиқ бала икән машааллаһ, баш министирму керәк болғанни орунлапту, мана пуқра дегән мушундақ болиду, баш министир дегән мушундақ болиду, аллаһ һәр иккисидин рази болсун”, дегән.
Әфә әднан дегән киши мундақ пикир баян қилған: вәтән тупрақлиридин нәччә миң километир узақта һәр түрлүк зулум болуватқан болсиму түрк сүпитидә яшашта чиң турғанларға барикалла, әгәр һөкүмәт хитай асарити астидики түркләрни түркийәниң шәрқ тәрипигә гуруп-гуруп һалда йөткәп йәрләштүридиған болса 100 йиллиқ бир йеңилиқ яратқан болиду, мушундақ қилса дунядики түрк вәтәндашлар зулумдин қутулиду.
Фатиһ акиф исимлик киши мундақ язған: көз яшлар ичидә оқуп чиқтим, нәччә йил җан-җигәрлиридин айрилип қалған ата-аниларниң, мәзлумларниң дуалири баш министирға яр-йөләк болди, баш министирни мувәппәқийәтлик қилған мәзлумларниң дуасидур. И аллаһ баш министирға саламәтлик, күч қуввәт бәргин, мувазинәтлик қилғин, баш министир, миркамил қәшқәрли аилисиниң җудалиқ һәсритини ахирлаштурушқа васитә болдуң, аллаһму сениң қийинчилиқлириңни һәл қилсун, иншаалла.
29-Өктәбир күни узун йиллардин буян айрилип кәткән уйғур пәрзәнтләрниң ата-аниси билән җәм болғанлиқини көргән баш министир әрдоған, бу аилиниң җәм болушиға өзиниң сәвәбчи болғанлиқидин хушал болғанлиқини йошуралмай тәбәссум ичидә улар билән хатирә рәсимгә чүшти.