Түркийәдә “шәрқий түркистанда йүз бәргән вәқәләр” мавзулуқ доклат тарқитилди
2014.07.10
5-Июл үрүмчи вәқәсиниң 5-йиллиқи мунасивити билән “уйғур хәвәр вә тәтқиқат мәркизи” дәп аталған түркийәдики бир орун мәхсус доклат тәйярлап, түркийә рәис җумһури абдуллаһ гүл, баш министир рәҗәп таййип әрдоған, көп санда парламент әзалири, һәрқайси сиясий партийәләр, тәтқиқат мәркәзлиригә, хәвәр агентлиқлириға вә тонулған обзорчиларға әвәткән. Мәзкур доклатни тәйярлиған уйғур хәвәр вә тәтқиқат мәркизи мәсули, www.uyghurnet.org Тор бетиниң башқурғучиси һамут гөктүрк әпәнди доклатниң бешиға бу доклатни тәйярлаштики мәқсити тоғрисида тохтилип мундақ дәп язиду:
“шәрқий түркистанда 65 йилдин бери мусулман уйғурларға қарита бесим, зулум, зораванлиқ вә ассимилятсийә сиясити йүргүзүп кәлмәктә. Кейинки йилларда хитай уйғурларға өлүм җазаси бериш, тутқун қилишни көпәйтип уйғурларға елип бериватқан зулум сияситини күчәйтти.
Хитай һөкүмити инсанлиқ қелипидин чиққан бу сияситини дуня җамаәтчиликидин йошуруш үчүн хәрлқарада иқтисадий вә сиясий күчини ишләтмәктә.
Биз уйғур хәвәр вә тәтқиқат мәркизи болуш сүпитимиз билән кейинки бир ай ичидә шәрқий түркистанда мәйданға кәлгән вәқәләр тоғрисидики бу доклатни силәргә сунимән.”
Мәзкур доклатниң бешида шәрқий түркистанниң қисқичә тарихи тоғрисида, 5-июл үрүмчи вәқәси вә вәқәниң мәйданға чиқиш сәвәблири тоғрисида мәлумат берилгәндин кейин, 5-айниң 21-күнидин 6-айниң 30-күнигичә уйғур диярида йүз бәргән чоң кичик 26 вәқә тәпсилий баян қилинған.