Түркийәдә турушлуқ әлчихана хадимлириға уйғур мәсилиси тоғрисида доклат берилди
2014.08.11
8-Айниң 7-күни түркийәниң пайтәхти әнқәрәдә турушлуқ һәр қайси дөләтләрниң әлчихана хадимлириға уйғур мәсилиси тоғрисида доклат берилди. Түркийә тобб техника университети истратегийә тәтқиқат мәркизи уюштурған бу доклат бериш йиғинида д у қ ниң муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди доклат бәргән болуп, йиғинға америка, японийә, русийә, канада, германийә, голландийә, фирансийә, австралийә, мисир, малайшия, тайланд вә филиппин қатарлиқ 20 әтрапида дөләтниң әлчихана хадимлиридин сирт, түркийә ташқи ишлар министирлиқи, баш министирлиқ идариси вә һәрқайси истратегийә тәтқиқат мәркәзлиридинму кишиләр қатнашти.
Йиғинда доклат бәргән сейит түмтүрк әпәндиниң ейтишичә, йиғинда нуқтилиқ һалда уйғурларниң һазирқи омумий вәзийити тоғрисида тәпсилий доклат берилгәндин кейин, йиғин әһлиниң соаллириға җаваб берилгән. Униң ейтишичә, чәтәллик дипломатларға шәрқий түркистан тоғрисида мәлумат бериш йиғини бурун өткүзүлүп бақмиған болуп, мәзкур доклат чәтәллик дипломатларниң қаттиқ қизиқишини қозғиған.
Юқиридики аваз улинишидин сейит түмтүрк әпәнди билән елип барған сөһбитимизни аңлаң.