Әрздар турсун ғопур ташқорғанда 14 күн тутуп турулған

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.02.22
Uyghur-erzdar-Tursun-Ghopur-Beijing-kowruk-astida-305 Сүрәт, 2010 - йили 18 - авғуст, уйғур әрздар турсун ғопур бейҗиңдики мәлум көврүк астида бошүн тори мухбириниң зийаритини қобул қиливатқандики көрүнүши.
www.peacehall.com Дин елинди.

Бейҗиңдики уйғур әрздарлардин турсун ғопур, кәчүрмишлирини изчил һалда ахбаратқа ашкарилап келиватқанлардин бири, у радиомиз зияритини көп қетимлап қобул қилғандин башқа, лос анҗелис вақти гезити қатарлиқ хәлқара ахбарат вастилири вә бөшүн қатарлиқ хитайчә хәвәр торлириниңму зияритини қобул қилип, уйғур районидики җиддий вә назук мәсилиләрни паш қилип кәлгән.

Шуңа хитай даирилири йеқинқи 18 - қурултай һарписида уни бейҗиңдин тутуп әкәткәндә, мухбирлар билән учраштурмаслиқ үчүн, өйигә апармастин удул ташқорғанға апирип, ташқорғанда 14 күн тутуп турған. Бу җәрянда уни 6 киши күн бойи назарәт қилған.

Төвәндә бу һәқтә тәпсилий мәлумат аңлайсиләр, бу программини мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди.

Соал: ташқорғанда қанчә күн тутуп турулдиңиз?

Җаваб: җәмий 14 күн.

Соал: тутуп турулған йериңиз қамақханиму, дохтурханиму, қандақ бир йәр?

Җаваб: йеза секритарлириниң өйи. Бир күни бир йеза секритариниң өйидә, йәнә бир күни йәнә бир секритарниң өйидә...Җидәлләшсәм, йеза базарлириға абприду, болмиса өйдин талаға чиқармайду.

Соал: сизни назарәт қилғанлар кимләр?

Җаваб: йеңишәһәр наһийилик парткомниң сиясий қанунға мәсул секритари, наһийилик һөкүмәтниң әрзийәт идарә башлиқи қатарлиқ 6 киши.

Соал: улар 14 күн давамида сизни тутуп туруштин башқа иш қилмидиму?

Җаваб: яқ, қилмиди. Улар “юқиридин 18 қурултай ахирғичә сени беқишимизни орунлаштурди. Қурултай ахирлашқичә саңа қараймиз, сән немә йесәң шуни йәймиз, өлсәң биллә өлимиз, бу юқириниң орунлаштуруши, бизниңму амалимиз йоқ” дейишти.

Соал: нимә үчүн сизни өйиңизгә апармай, яки қамаққа солимай, ташқорғанға апириду, сәвәбини сорап бақтиңизму?

Җаваб: сорудум. Сорисам “йезаңға апирип қойсақ, сақчилар сени солап қойиду, өйүңгә апирип қойсақ, өйүңдикиләр яки сән бу ишни мухбирларға дәп қойисән, шуңа сени бу йәрдә саяһәт қилдуруватимиз” дәп җаваб бәрди.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, турсун ғопур тунҗи қетимлиқ зияритимиздә, хитай һәрбий қисимлириниң 1993 - йили қәшқәрдә һәрбий мәшқтики мәсулийәтсизлики сәвәбидин 10 нәччә уйғур балиниң өлүмигә вә ярилинишиға сәвәб болғанлиқини паш қилған. У йәнә алдинқи йили қәшқәр йеңи шәһәр қамақханисиниң башқурулуш түзүмлири вә қамақханида йетиватқанлар һәққидә мәлумат бәргән. Турсун ғопур йәнә өткән йили, нур бәкриниң әрз тәстиқиниң қәшқәр йеңишәһәрдә карға кәлмигәнлики вә йеңишәһәрдики хитай әмәлдарлириниң нур бәкрини мазақ қилғанлиқи һәққидә мәлумат бәргән.

Турсун ғопур әрзгә атланған 19 йилдин буян 20 қетимға йеқин тутқун қилинған; булардин бир қетимида 2йиллиқ йәнә бир қетимида 6 айлиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. юқирқилардин мәлум болушичә, турсун ғопурни тутуш вә солаш билән йолидин яндуралмиған хитай даирилири, йеқиндин буян җазалаш тәдбиридин ваз кечип, уни пәқәт мухбирлар билән учраштурмаслиқ йолини таллиған. Бу таллаш, униң 18 - қурултай мәзгилидә ташқорғанда йеза секритарлириниң өйидә 14 күн тутуб турулушиға сәвәб болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.