Сәвәбсиз 3 йил түрмидә ятқан әсқәрҗан үрүмчи вәқәси һәққидә тохталди (1)
2013.05.03
Бүгүн биз 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқиға алақидар бир қсим йеңи учурларға ериштуқ.
Хитай сақчилар түрмигә қамалған уйғурлардин һәр бирини вәқәдә өлгән хитайлардин әң аз 4 яки 5 хитайни өлтүргәнликини иқрар қилдуруш үчүн қаттиқ уруп қийниған, қатиллиқ җинайити садир қилмиған уйғурлар қийин - қистаққа чидиялмастин мәҗбурий һалда бир қанчә хитайни өлтүргәнликигә имиза қилған. Имза қилғанларни сақчилар сотқа тапшурмастин удул апирип өлтүргән. Хитайчә билмәйдиған бәзи уйғурлар қийин - қистаққа чидиялмиғанлиқтин хиитай өлтүрмигән болсиму, өлтүрдүм дәп етирап қилидиғанлиқини, тәрҗимә қилип беришни дәп тәрҗиманға ялвуруп кәткән, тәрҗиман немә дейишини биләлмәй оттурида қалған. Һечқандақ дәлил, пакит йоқ, камираға чүшмигән болсиму, нурғун уйғурларни хитай өлтүрди дәп мәҗбурий имза қилдурғандин кейинла сотқа тартмастин удул апирип өлтүргәнлики ашкара болди.
2009 - Йили 5 - июл үрүмчидә йүз бәргән қанлиқ қирғинчилиқтин кейин сәвәбсиз тутулған вә һечқандақ җинайәт артилмастин 3 йил түрмидә ятқан уйғур яш әсқәр йеқинда чәтәлгә чиққан болуп, биз униң билән үрүмчи вәқәси тоғрисида сөһбәт елип бардуқ. Әсқәрҗан түрмидә йетиш җәрянида көзи көргән наһәқчиликләрни вә хитайниң вәһшийликлирини баян қилиди.
Игилинишчә, хитай әскәрлири үрүмчидә умумйүзлүк тутқун қилған вә ким икәнликини сүрүштә қилмастин кочиларда уйғур тапсила тутуп түрмигә қамиған. Әскәрҗанниң билдүрүшичә, 2009 - йили 5 - июл күни кечиси үрүмчи шәһиридә таң атқучә оқ авази тохтимиған. Әсқәрҗан үрүмчи вәқәси йүз бәргәндин кейин, йиңнә санҗиш вәқәси йүз бәргән пәйттә йолда кетиватқанда сақчилар келип кимлик сориған, кимликини өйидә онтуп қалған әсқәрҗан өйиниң йеқин икәнликини, кимликни өйдин елип келишни тәләп қилғанда, сақчилар қобул қилмай уни түрмигә апирип қамақ қойған.
Әсқәрҗан түрмигә бирла вақитта 200 дин артуқ киши билән қамалғанлиқини, түрмидә һәр күни қийин - қистақта нәччә адәмниң өлүп кәткәнликини билдүрди вә түрмидә 60 кишиниң өлгәнликини өз көзи билән көргәнликини билдүрди.
Әсқәрҗан өзиниң һечқандақ җинайити йоқлуқини, әмма шундақтиму үч йил түрмигә қамилип қалғанлиқини билдүрди вә түрмидә йетиш җәрянида хитай сақчилири хитайчә билмәйдиған уйғурларни сорақ қилиш җәрянида әсқәрҗанни тәрҗиманлиқ қилишқа салған. Биз әсқәрҗандин хитай сақчилар тутқун қилған уйғурларни қандақ сорақ қилидиғанлиқини вә немә дәп сорақ қилғанлиқини соридуқ, әсқәрҗанниң билдүрүшичә, хитай сақчилар уйғурларни, өлгән хитайлардин 4 яки 5 кишини өзиниң өлтүргәнликини етирап қилишқа зорлап имза қилдүрүшқа мәҗбурлиғанлиқини, қобул қилмиғанларни қаттиқ уруп қийниғанлиқини, бәзи тутқунлар буни қобул қилмиса қаттиқ уруп қийниғанлиқини, бәзи уйғурлар һечбир хитайни өлтүрмигәнликини, әмма өзиниң өлтүрдүм дәп җинайәтни өстигә елишни тәләп қилғанлиқини, улар қийин - қистаққа бәрдашлиқ берәлмәй шундақ дейишкә мәҗбур болғанлиқини вә унчивала қийналғандин өлүп кетишни арзу қилғанлиқини билдүрди. Әсқәрҗан сорақ җәрянида, хитай өлтүрди дәп мәҗбурий имза қилдурған уйғурларни сақчилар сотқа тартмастин удул апирип өлтүргәнликини баян қилди.
Әсқәрҗанниң билдүрүшичә, өзи ятқан түрмә қатарлиқ үрүмчидики үч чоң түрмидә 9500 уйғурниң 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқиға четишлиқ дәп қарап қамалғанлиқини, униңдин сирт йәнә вақтилиқ тутуп туруш орни дегәндәк башқа түрмиләргә қамалған уйғурларниң саниниң бәк көп икәнликини билдүрди.