Рабийә қадир ханим: “хитайниң тиғ учини етиқадимизға, аяллиримизға қаритиши давайимизни йәниму йорутиду”
2014.08.14
Уйғур елида йүз бәргән йеқинқи вәқәләрдин кейин, хитай һөкүмитиниң түрлүк васитиләр вә намлардики бастурушлири вә мәқсәтлик елип бериватқан тәшвиқатлири, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир башлиқ уйғур паалийәтчилириниң хитайниң сиясәт вә сәпсәтилиригә қарши дуня миқясида елип бериватқан уйғур дәвасини мас һалда күчәйтишигә түрткә болмақта.
Зияритимизни қобул қилған рабийә қадир ханим, йеқиндин буян хитай даирилириниң уйғур ели вәзийитини контрол қилиш вә уйғурларни бастурушта қоллиниватқан сиясәт вә тактикилири һәққидә тохтилип “хитай һөкүмитиниң тиғ учини уйғурларниң диний етиқадиға, болупму уйғур аяллири анилириға қаритиши, давайимизниң һәқлиқ икәнликини техиму ярқинлаштуриду , дуняда уйғур давасини техиму йорутиду вә техиму қоллашқа еришишигә түрткә болиду” дәп билдүрди.
Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиләр.