Халмурат уйғур: “әркинлик карвини хитайниң җаза лагерлирини паш қилиш ирадимизни көрситиду”

Мухбиримиз меһрибан
2018.09.04
erkinlik-karwini-xerite.jpg “әркинлик карвини” ни бесип өтмәкчи болған дөләтләрниң линийә хәритиси.
Xamurat ependi teminligen

Йеқинда иҗтимаий таратқуларда финландийәдики уйғур яшлириниң “әркинлик карвини” намида гуруппа тәшкилләп, явропа дөләтлирини айлинип тәшвиқ қилиш вә өзлири йетип барған дөләтләрдә намайиш уюштуруш, хитай даирилириниң уйғур диярида қурған җаза лагерлириниң әһвали һәққидә шу йәрдики пуқраларға тәшвиқ қилиш паалийити башлиғанлиқи мәлум болди. Мәзкур паалийәтни тәшкиллигүчиләрдин халмурат әпәнди зияритимизни қобул қилип, “әркинлик карвини” ниң мәқсити вә мәзмунини аңлатти.

Финландийәдики уйғур паалийәтчилиридин халмурат уйғур әпәндиниң билдүрүшичә, финландийәдә бир түркүм уйғур яшлириниң тәшкиллиниши билән бу йил 19-сентәбирдин 1-өктәбиргә қәдәр явропадики бирқанчә дөләтни аптомобиллиқ айлинип, нөвәттә хитайниң җаза лагерлириға қамалған уйғурлар вәзийитини аңлитиш вә йетип барған дөләтләрдә намайиш уюштуруш паалийити пиланланған.

Халмурат уйғур әпәндиниң билдүрүшичә, улар тәшкиллигән гуруппиға “әркинлик карвини” нами берилгән болуп, улар бу қетимлиқ тәшвиқат паалийитини, 19-сентәбир күни финландийә пайтәхти хелсинкидин башлап, , ситокһолм, осло, берлин, амстердам вә парижда давам қилип, 1-өктәбир күни белгийә пайтәхти бирюсселда хитайға қарши намайиш билән аяғлаштурушни пиланлиған.

Униң билдүрүшичә, улар сәпәр җәрянида һәрқайси дөләтләрдә шу йәрдики яшларниң тәшкиллишидә намайиш вә тәшвиқ вәрәқилири тарқитиш паалийәтлири өткүзүш вә өзлири барған дөләтләрдики яшлар билән немә ишларни қилиш қатарлиқ бир йүрүш мәсилиләр һәққидә пикир алмаштурушни пиланлиған.

“әркинлик карвини” гурупписиниң тәшкиллиниш мәқсити һәққидә тохталған халмурат әпәнди мундақ деди: “бу қетимлиқ әркинлик карвини паалийити явропадики уйғур яшларниң бирликтә тәшкиллигән бир қетимлиқ муһим паалийәт болуп, бу паалийәтниң йәнә бир қиммәтлик йери, биз уйғур яшларниң бирлишәләйдиғанлиқимизни, охшимайдиған дөләтләрдә, охшимайдиған шараитларда яшисақму, вәтән вә милләт үчүн бирлишип, системилиқ һалда паалийәт елип баралайдиғанлиқимизни, биздә бирликниң, иттипақлиқниң вә ирадиниң барлиқини көрситиду”.

Халмурат әпәнди йәнә хитай һөкүмитиниң уйғур диярида қурған аталмиш “тәрбийәләш мәркәзлири” намидики җаза лагерлирини аңлитишта актип паалийәт елип барған уйғурларниң бири. У бу йил 4-ай мәзгилидә өз кимлики билән иҗтимаий таратқулардин фәйсбокта юрти турпандики лагерға қамалған ата-анисиниң әһвалини тонуштурғандин буян, у радийомиз уйғур бөлүми вә көплигән хәлқара таратқуларниң зияритини қобул қилип, өз аилиси дуч кәлгән паҗиәләрни аңлатти. Ундин башқа йәнә у муһаҗирәттики уйғурларни тәшкилләп, җаза лагерлириға соланған уруқ-туғқанларниң һәққидә гуваһлиқ бериш паалийитиниму давамлаштуруп кәлмәктә.

Халмурат әпәнди мундақ деди: “һазирғичә явропа, америка вә асиядики мухбирларниң һәм кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң зияритини көп қетим қобул қилдим. Әң дәсләптә, йәни бу йил әтияз мәзгилидә америкиниң ‛чәтәл сиясити‚ журнилиниң зияритини қобул қилип, турпандики җаза лагериға қамалған ата-анамниң әһвалини аңлаттим. Мәзкур мақалә 3-апрел елан қилинди. У чағда мениң исмимни мәһмут дәп алғаниди. Кейин хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитай ишлар бөлүминиң зияритини вә уйғур кишилик һоқуқ программисиниң зияритини қобул қилдим. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң хоңкоңдики хадиминиң зияритини қобул қилдим, йеқинда улар бу һәқтә мәхсус бир филим ишлимәкчи”.

Халмурат әпәндиниң баянлиридин мәлум болушичә, у бу йил әтияздин һазирға қәдәр хәлқарадики нопузлуқ таратқулардин 10 нәччисиниң зияритини қобул қилип, ата-аниси вә башқа уруқ-туғқанлириниң лагерларға қамалғанлиқи һәққидә гуваһлиқ бәргән. У йәнә муһаҗирәттики уйғурларниму лагерға қамалған уруқ-туғқанлириниң әһвалини аңлитишқа дәвәт қилип, буниң үнүмигә болған ишәнчсини билдүрди.

У мундақ деди: “мән вал счрет журнили, вашингтон почтиси, ройтерс, де атлантик, малийә вақти гезити қатарлиқлардин башқа йәнә сингапор, хоңкоң, корейә, филиппин вә исраилийә қатарлиқ дөләтләрдики таратқулар мухбирлириниң зияритини қобул қилдим. Шималий явропада финландийәниң ‛хелсинки саномат‚ гезитиниң зияритини қобул қилдим, фирансийә вә германийәниң мухбириниң зияритини қобул қилдим. Йеқинда шиветсийә радийосиниң зияритини қобул қилдим, йәнә норвегийәниң афтенпостен гезитиниң зияритини қобул қилдим. Улардин сирт б б с ниң мухбирлири билән алақиләштим, уларға өзүмниң бешидин өткәнләрни вә ата-анам һәққидә аңлаттим”.

Халмурат әпәнди йәнә йеқинда түркийә қатарлиқ бирқанчә дөләткә берип, муһаҗирәттики уйғурлар арисида лагерларға қамалған уруқ-туғқанларниң әһвали тоғрисида гуваһлиқ бериш долқунини қозғиған уйғурларниң бири. У бу һәқтә мундақ деди: “түркийәдә гуваһлиқ бериш долқуни қозғаш үчүн у йәрдә бир қисим кишиләр билән көрүштүм, у йәрдики қериндашларниң ярдими билән гуваһлиқ видийоси ишләш несип болди. Мухбирларниң хизмитигә техиму яхши маслишиш үчүн, гуваһлиқ бериш гурупписи тәшкиллидуқ, гуваһлиқ бериш гурупписидики қериндашларға өзиниң вә аилисидикиләрниң паҗиәлирини хәлқара ахбаратларға аңлитиш пурсити яритишқа тириштуқ. Бу йәрдики хизмәтләрни асаслиқи түркийәдики қериндашлар пидакарлиқ билән елип барди, бу йәрдә шу қериндашларға бир уйғур болуш сүпитим билән рәһмитимни билдүримән”.

Халмурат әпәндиниң билдүрүшичә, улар тәшкиллигән “әркинлик карвини” ниң әзалири барғанчә көпийип бериватқан болуп, дәсләп финландийәдә тәшкилләнгән мәзкур гуруппиға уйғурлардин башқа түркий милләтләрдин җаза лагерлириға уруқ-туғқанлири қамалған қазақ қериндашлар вә явропадики бир қисим шу йәрлик яшларму аваз қошқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.