2017-Йилида уйғурларниң бешиға кәлгән күлпәтләр (1)

Мухбиримиз меһрибан
2017.11.23
herbiy-manewir-basturush-saqchi.jpg Уйғур районида, терроризмға қарши қәсәмяд бәргән сақчи вә һәрбийләрдин тәркиб тапқан 10 миң хитай қораллиқ күчлириниң бир қисми. 2017-Йили 27-феврал, хотән.
AFP

“йепиқ тәрбийәләш мәркизи” гә соланған вә кесиветилгән уйғурлар

2017-Йили хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сиясити әң күчәйгән бир йил болди. Хәлқара таратқулар уйғур аптоном райониниң бир “сақчи дөлити” гә яки “үсти очуқ түрмә” гә айландурулғанлиқи һәққидә көплигән хәвәрләр елан қилди. Болупму чен чүәнгониң уйғур диярида елип бериватқан “диний әсәбийлик” вә “икки йүзлимичилик” кә зәрбә бериш долқунида түркүм-түркүм уйғурларниң аталмиш “тәрбийәләш мәркәзлири” гә айларчә солиниши яки ғәйрий-рәсмий усулда сотлинип қамаққа кесиветилиши хәлқара таратқулардики муһим сөз темисиға айланмақта. Төвәндә 2017-йилида аталмиш “тәрбийәләш мәркәзлири” гә соланған яки қамаққа кесиветилгән уйғурлар һәққидә игилигән мәлуматларни әслитип өтимиз.

Мәлум болушичә, 2016-йили 9-айда чен чүәнго уйғур аптоном райониға партком секретари қилип тәйинләнгәндин кейин, 2017-йилиниң бешида уйғур диярида хитай һөкүмитигә қарши һуҗум вәқәлири йүз бәрди. 2016-Йили 28-декабир күни хотәндә қарақаш наһийәлик парткомға аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәси, 2017-йили 14-феврал күни гума наһийәсидә пичақлиқ һуҗум вәқәси йүз бәрди. Буниң билән даириләр уйғур диярида сақчи вә әскәрләр қатнаштурулған нәччә миң кишилик һәрбий парат вә очуқ мәйдан күрәш йиғинлирини өткүзүп, кәң-көләмлик зәрбә бериш һәрикитини башлиди. Хотән қатарлиқ җәнубий уйғур дияридики җайларда кәң-көләмлик тутқун вә “очуқ мәйдан сотида мәсилә тапшуруш” һәрикити башланди. 2017-Йили әтияздин башлап бу һәрикәт йәнә “әсәбийликкә вә икки йүзлимичилик” кә қарши долқунға тәрәққий қилдурулуп, “тәрбийәләш мәркәзлиридә идийә өзгәртиш” намида уйғурларни айлап-айлап соливелиш вә җаза һөкүм қилип түрмиләргә ташлаш һәрикитигә өзгәрди.

Төвәндә 2017-йили уйғур диярида йүз бәргән қаршилиқ һәрикәтлири вә даириләрниң өткән бир йил ичидә елип барған “зәрбә бериш һәрикәтлири” дики тутқунлар һәққидә радийомиз игилигән мәлуматларни қайтидин әсләп өтимиз.

1. “28-декабир қарақаш наһийәлик парткомға аптомобиллиқ һуҗум қилиш вәқәси” сәвәблик елип берилған тутқун

“28-декабир қарақаш наһийәлик парткомға аптомобиллиқ һуҗум қилиш вәқәси” дин кейин, қарақаштики ака-ука тохтимәмәт турсуннияз вә иниси нурмәмәт турсуннияз “вәқә гумандари” дәп елан қилинди. 2017-Йили январниң 1-һәптиси қарақаш наһийәсидә кәң-көләмлик тутқун башланди. Шу мәзгилдә тошқан овлашқа чиққан 22 нәпәр тошқан овчиси тутуп кетилди. Наһийә тәвәсидин 200 гә йеқин уйғур тутқун қилинип сорақ қилинған. Вәқә йүз берип бир айдин кейин йәни 2-айда қарақаш наһийәсидә 3 нәпәр уйғур кадир “28‏-декабир вәқәси” дә “бипәрвалиқ қилған,” дәп қолға елинди. Улар қарақаш наһийәлик партком ишханисиниң муавин башлиқи ели ғоҗаабдулла, ява йеза җаһанбағ кәнтиниң партийә секретари мәмәтнияз йүсүп, җүмәбазар кәнтиниң секретари абдумәмәт садир қатарлиқлардур.

2. 14-Феврал гума наһийәсидә йүз бәргән пичақлиқ һуҗумдин кейинки тутқун

14-Феврал гума наһийәсидә йүз бәргән пичақлиқ һуҗумдин кейин өмәр абдурахман, мәмтимин абдурахман вә әхмәт әли қатарлиқ бир аилидики 3 нәпәр ака-укилар “вәқә гумандари” дәп елан қилинди, уларниң уруқ-туғқанлири тутқун қилинди. Радийомизниң ениқлашлири давамида пичақлиқ һуҗумда баҗ идарисиниң бир хадими билән наһийәлик интизам тәкшүрүш комитети секретариниң аялини өз ичигә алған 6 хитайниң өлтүрүлгәнлики мәлум болди. Гумидики бир компартийә әзасиниң радийомизға билдүрүшичә, вәқәдин бир күн илгири абдурахман рәһмитулла аилиси топлишип намаз оқуғанлиқи үчүн хизмәт гурупписи тәрипидин сораққа тартилған. Улар йәнә 14-феврал күни сақчиға чақиртилғанда мәзкур вәқәни пәйда қилған икән.

3. Хитай ахбараттин мәхпий тутқан йәнә бир вәқә-“9-феврал йеңисар палтилиқ һуҗуми”

Хотәндә һуҗум вәқәлири йүз бәргән мәзгилдә қәшқәрниң йеңисар наһийәсидиму һуқум вәқәси йүз бәргән. Радийомиз игилигән әһваллардин 2017-йили 9-феврал күни чүштин кейин йеңисар наһийәлик дохтурханида палтилиқ һуҗум йүз бәргән болуп, вәқәдә аз дегәндә 4 киши өлүп, бир киши яриланған.

Йеңисардики әһвалдин хәвәрдар кишиләрниң билдүрүшичә, һуҗумчи мәмәт әли 8 пәрзәнтниң атиси болуп, навайлиқ кәспи билән шуғулланған икән. Палтилиқ һуҗумда өлгәнләр йеңисар наһийәлик дохтурханиниң сестралар башлиқи җаң сәйшя, сетил йеза 3‏-кәнтниң муавин секретари абдухалиқ вә йеңисар базиридики икки нәпәр хитай дукандар икән.

2017-Йили йеңи йил кириши билән хотән вә қәшқәрләрдә йүз бәргән қаршилиқ һәрикәтлиридин кейин, уйғур диярида қайтидин күчәйтилгән “әсәбийликкә зәрбә бериш һәрикити” дә җәнубий уйғур районидики хотән, ақсу, қәшқәр вилайәтлиридә пүтүн йеза аһалиси қатнашқан “нәқ мәйданда мәсилә тапшуруш вә очуқ мәйдан соти” да уйғурлар аввал мәсилә тапшуруп, андин қамақ җазасиға һөкүм қилинған.

4. Ақсуниң кучар вә шаяр наһийәлиридә “очуқ мәйдан соти” ечилип уйғурлар қамаққа һөкүм қилинди

2017-Йили 1-айниң 31-күни куча наһийәсиниң узун базар бостан кәнтидә “очуқ мәйдан соти” ечилип, сәйпидин һемит, әхәт абдуллаһ вә мәликә һемит қатарлиқ 7 киши “һиҗрәт тәшвиқатини көргән, аңлиған вә тарқатқан” лиқи үчүн әйибләнгән. Улардин мәсилә тапшурған 4 кишигә 1 йилдин 3 йилғичә муддәтлик қамақ җазаси һөкүм қилинип, сиртта иҗра қилинишқа буйрулған; мәсилисини толуқ тапшурмиған икки киши нәқ мәйданда койза-кишәнләнгән һаләттә сот коллегийисигә өткүзүп берилгән. Узун базарлиқ сақчи понкитиниң бостан кәнтигә мәсул сақчи хадими вә бостан кәнтидики бир мәһәллә башлиқиниң радийомизға ашкарилишичә, мәзкур “очуқ мәйдан соти” ға 1000ға йеқин уйғур қатнашқан.

5. 2017-Йили 1-айда ғулҗа шәһиридә 300 гә йеқин уйғур тутқун қилинди

Уйғур елидин кәлгән учурлардин мәлум болушичә, 1-айниң ахири ғулҗа шәһириниң қазанчи сақчиханиси адәм тәшкилләп айдөң мәсчити имаминиң өйини ақтурған. Өйдики қача-қучиларниң көплүкидин гуманланған сақчилар ахтурушни күчәйтип йәр асти өйидә диний тәлим еливатқан 10 нәччә балини байқиған. Буниң билән сақчиларниң мәзкур имам вә талип балилар, уларниң ата-ана, уруқ-туғқанлири болуп 300 гә йеқин уйғурни тутқун қилған. Радийомиз әйни чағда әһвал игилигәндә ғулҗадики сақчи даирилири тутқун қилинған адәм сани һәққидә җаваб беришни рәт қилди. Әмма айдөңдики тутқун қилиш һәрикитини инкар қилмиди.

Радийомизға кәлгән башқа инкасларда ғулҗа қазанчи сақчиханиси елип барған тутқунниң “5-феврал ғулҗа вәқәси” ни хатириләшниң алдида йүз бәргәнлики вә 5-феврал күни даириләрниң ғулҗа шәһәр кочилирида броневиклар билән чарлаш елип берип, уйғурларға һәйвә көрсәткәнлики мәлум болған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.