Бир мәһбусниң үрүмчи казивәндики 2-түрмидә көргән билгәнлири (1)

Мухбиримиз қутлан
2015.04.09
Uyghur-Siyasi-mehbus-hayati-305.jpg Уйғур сиясий мәһбус көләңгиси.
File

Уйғур елида аталмиш “сиясий җинайәт” билән қамалған мәһбусларниң түрмидики ечинишлиқ һаяти ташқи дуняға һелиһәм ашкара болғини йоқ.

Хитай түрмилиридики “сиясий мәһбус” ларниң җаза муддитини өтәш җәрянида еғир дәриҗидә җисманий вә роһий қийнақларға дуч келиши йеқинқи йиллардин буян хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң диққитини чәкмәктә.

Шинҗаң “раван” адвокатлиқ орниниң мудир адвокати күрәш һашим 6-апрел күни “сүкүттә туруш һоқуқи” һәққидә мәхсус мақалә елан қилған.

У мақалисидә “сүкүттә туруш һоқуқи” ға хәлқара қанунлардики уқумлар бойичә тәбир берип, бу һоқуқниң хитайниң әдлийә тәртипидә техи турғузулмиғанлиқини тилға алған.

Һалбуки, у мәзкур мақалисидә хитайдики сақчиларниң җинайәт гумандарлирини “қийнап сорақ қилип, қистап иқрар қилдурушиға қаттиқ чәклимә қоюлди. Җинайәт гумандарлириниң инсаний һоқуқини қоғдаш хели чоң тәрәққиятларға еришти” дәп җакарлиған.

Ундақта, адвокат күрәш һашим ейтқандәк, хитайда, болупму уйғур елидики түрмиләрдә “сиясий җинайәт” билән қамалғанларға берилидиған тән җазасиға чәклимә қоюлдиму?

Бу соалға 2010-йилидин 2014-йилиғичә үрүмчи казивәндики 2-түрмидә җаза муддити өтигән, йеқинда миң бир җапалар билән мәлум дөләткә кәлгән, әмма нам-шәрипини вақтинчә ашкарилашни халимайдиған бир сабиқ мәһбусниң баянлири җаваб бәрсә керәк.

У бүгүн радиомиз зияритини қобул қилип, өзиниң үрүмчи 2-түрмидә өткүзгән 4 йиллиқ һаяти җәрянида көргән-билгәнлири, болупму аталмиш “сиясий җинайәт” билән қамалған уйғур мәһбусларниң ечинишлиқ түрмә һаяти һәққидә учур бәрди.

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.