Ройтерсниң тәкшүрүшидин уйғур елидики лагер саниниң шиддәт билән көпийиватқанлиқи мәлум болди

Мухбиримиз ирадә
2018.12.03
lager-urumchi-turpan-reuters.jpg Үрүмчи билән турпанниң арилиқиға селинған “тәрбийәләш лагери” ниң сиртқи көрүнүши. 2018-Йили 4-сентәбир.
REUTERS

Нопузлуқ ахбарат органлиридин ройтерс агентлиқи 29-ноябир күни уйғур елидики лагерлар һәққидә бир мәхсус тәкшүрүш доклати елан қилди.

39 Йиғивелиш лагери үстидин нуқтилиқ елип берилған бу тәкшүрүш доклати оқурмәнләрни уйғур елидики лагерларниң көлими вә униң сиғимчанлиқи үстидә әң йеңи учурлар билән тәминләйдиған болуп, мәзкур доклат көзәткүчиләр арисида күчлүк инкас пәйда қилди.

Ройтерс агентлиқи уйғур елигә мәхсус мухбир әвәтиш вә гугул сүний һәмраһ рәсимлирини анализ қилиш арқилиқ уйғур елидики лагерлар һәққидә йәнә бир тәкшүрүш характерлик хәвирини елан қилди. Мәзкур хәвәр доклати уйғур елидики лагерларниң көлими вә униң кеңийиш әһвали үстидики әң йеңи мәлуматларни өз ичигә алған. Ройтерс агентлиқи бу доклатини америкидики “ерсрайз” (Earthrise) намлиқ бир сүний һәмраһ рәсимлирини анализ қилиш оргини билән бирликтә тәйярлиған болуп, мәзкур орган буниң үчүн гугул сүний һәмраһи арқилиқ икки йил мабәйнидә тартилған нәччә йүзлигән парчә рәсимни анализ қилип чиққан икән.

Доклаттин қариғанда, ройтерс агентлиқи доклатида уйғур елидики йәрлик тор бәтләрдә илгири қурулуш елани қатарлиқларда ениқ тилға елинған 80 лагер орни ичидин пәқәт гугул сүний һәмраһ көрүнүшлиридә наһайити ениқ дәлиллигили болидиған 39 лагер мәйданини нуқтилиқ тәтқиқ қилған.

Ахбарат доклатида баян қилинишичә, сүний һәмраһидин тартилған рәсимләрдики лагер биналири бирму-бир анализ қилиниш нәтиҗисидә, бу лагерларниң көлиминиң 2017 ‏-йили 4‏-айдин 2018‏-йили 8‏-айғичә болған 17 ай ичидә 3 һәссә кеңәйгәнлики мәлум болған. Җүмлидин, бу 39 лагер мәйданида җәмий 1129 бина бар икән. Омумлаштуруп һесаблиғанда униң көлими бир милйон квадрат метир йәни 140 путбол мәйданиға тәң келидикән.

Юқиридики бу сүний һәмраһ рәсимлирини анализ қилидиған мустәқил тәкшүрүш оргининиң қурғучилиридин болған едвард бойда ройтерс агентлиқиға қилған сөзидә, өзиниң уйғур районидики чөллүкләрдә қурулуватқан бу лагер биналириниң қурулуш сүритидин қаттиқ һәйран болғанлиқини ипадә қилған. У сөзидә “мән у йәрдики лагерларниң санини, көлими вә уларниң қурулуш тезликини көрүп һәйран қалдим. Улар бу чөллүктә бир қанчә ай ичидила путбол мәйданичилик келидиған бинадин 5 ни пүттүрүп бопту” дегән.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқатчиси һенрий шаҗескиниң қаришичә, ройтерсниң бу әң йеңи доклатида кишини чөчүтидиғини зор көләмлик лагер қурулушиниң һелиһәм давам қиливатқини икән. У мундақ деди: “уйғур районидики лагерларниң сани вә көлими үстидә адриян зенз вә шавн җаң қатарлиқ мустәқил тәтқиқатчиларму қилған шундақла илгири BBC хәвәр агентлиқи вә австралийә ABC телевизийәси қатарлиқларму мушу хилдики доклатларни тәйярлиған. Әмма ройтерсниң бу әң йеңи доклатида кишини чөчүтидиғини зор көләмлик лагер қурулушлириниң һелиһәм давам қилиши, җүмлидин бу лагерниң аяғлишидиғанлиқидин һечқандақ сада болмаслиқидур. Әпсуски, бу алдимиздики йилларда йәнә нурғунлиған уйғур вә башқа милләтләрниң йәнә давамлиқ лагерға қамилидиғанлиқини ипадә қилип турмақта”.

Мәлум болушичә, ройтерс агентлиқи сүний һәмраһ сүрәтлири вә башқа испатлар арқилиқ йиғивелиш лагери икәнлики дәлиллинип чиқилған 7 орунға мухбир әвәткән болуп, бу лагерларниң һәммисиниң әтрапи там билән қоршалған вә дәрваза алдида қораллиқ хадимлар һәм шундақла көзитиш мунарлири бар икән. Мухбирлар бу орунларға йеқинлашқан болсиму, бирақ сақчиларниң тосқунлуқ қилишиға учриған. Ройтерсниң илгири сүрүшичә, улар анализ елип барған 39 йиғивелиш лагериниң ичидики әң чоң йиғивелиш лагери корла шәһиридә болуп, корлидики бу йиғивелиш лагери йеқинқи 17 ай ичидә 2 һәссә кеңәйгән, униң бу йил 8‏-айда тартилған сүний һәмраһ рәсимидики омумий қурулуш көлими 140 миң квадрат метирға йетип барған.

Буниңдинму муһими, районда йәнә 67 йеңи лагер бинаси қурулуши давамлишиватқан болуп, униң көлими 210 миң квадрат метир икән.

Һенрий шаҗески юқиридики бу әһвалдин қариғанда уйғур елидә лагерларда тутуп турулуватқан кишиләр саниниң қайтидин анализ қилиниши керәкликини әскәртти. У сөзидә мундақ деди: “бизгә мәлум болғандәк, нурғун кишилик һоқуқ органлири бу һәқтә елип барған издинишлири нәтиҗисидә уйғур районидики лагерларда аз дегәндә бир милйон әтрапида тутқун барлиқи һәққидә ортақлашқан. Тәтқиқатчи адриян зензниң рәқәмлириму шундақ әмма диққәт қилишқа нуқта адриян зензниң тәтқиқати 2016-йили ахиридин тартип, 2017-йилиниң бешиғичә болған арилиқтики санлиқ мәлуматларға асасән чиқирилған. Бирақ шундин буян лагер қурулушиниң тез сүрәттә давам қилғанлиқидәк бу нуқтидин қариғанда лагерға тутулғанларниң саниниң аллиқачан бир милйондин ешип кәткәнлики муқәррәр. Буниң үчүн йеңи бир санлиқ мәлумат турғузулуп чиқилиши зөрүр дәп қараймән”.

Уйғур ели вәзийитини көзитип келиватқан бир қисим органлар вә көзәткүчиләр өзиниң анализлирида уйғур елидә һазир алаһазәл 1 милйондин 3 милйонғичә кишиниң лагерда икәнликини мөлчәрлигән иди. Радийомиз илгири лагерда хизмәт қилған бир сақчини зиярәт қилғанда лагер сақчиси һәрбир бинада алаһазәл 60 дин ошуқ ятақхана барлиқи, һәрбир ятақта 10-20 гичә адәм барлиқини билдүргән иди. Бу мәлуматлар кейин “зимистан” тори игилигән мәлуматлар биләнму охшаш чиққан. Җүмлидин мушу бойичә һесаблиғанда, бир бинада алаһазәл 1000-1200 әтрапида тутқун бар болуп, 39 лагерниң өзидила тутуп турулуватқан киши сани бир йерим милйонға йетип баридикән. Демәк, һазирғичә омумий байқалған 80 лагер мәйданини һесаблиғанда бу санлиқ мәлуматниң аллиқачан 3 милйондин ешип кетидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.