Мәттохти рәҗәп: қанунни қәләм билән издәп тапалмидим, тармақ билән татилап издәп тапмақчимән
2013.07.16
Хотәндә бир хитай секретар тәрипидин оғли уруп мейип қилинған 67 яшлиқ мәттохти рәҗәп, 6 йилдин бери әрз қилип ақтуралмиғандин кейин, йеқинда у 50 йүәнгә бир тармақ сетивалған.
Мәмәт тохти рәҗәп бу һәқтә мухбиримизға “мән җуңгода қанунни қәләм билән издәп тапалмидим, әмди тармақ билән издимәкчимән” дәп изаһат бәргән. Мәлум болушичә, мәттохти рәҗәп 6 йиллиқ әрзиниң нәтиҗисини йәнә бир айчә күтүп бақмақчи, әгәр нәтиҗиси болмиса, тармақни көтүрүп аптоном районлуқ һөкүмәткә бармақчи. У бу пиланини мухбиримизға баян қилиш давамида, өзи өткән айда мухбиримизниң зияритини қобул қилғандин кейин, сақчилар тәрипидин аваричилққа учриғанлиқиниму ашкарилиди.
Мухбир: мәттохтика қандақ әһвалиңиз?
Мәттохти: яхши! узун болди йоқап кәттиңиз, пәйчусодин, гуңәнҗуйдин сақчилар кәлди, йәнә гобавдин дәмду....
Мухбир: мән телефон қилип қанчә күндин кейин кәлди сақчилар?
Мәттохти: үч күндин кейин.
Мухбир: қол шилтип, үстәлни муштлап сорақ қилдиму яки чирайлиқчә соридиму?
Мәттохти: ундақ(қопаллиқ) қилмиди, раст гәп дәң деди, һәммә гәпни дәп бәрдим.
Мухбир: немиләрни сориди?
Мәттохти: чәтәл мухбириниң зияритини қобул қипсиз, әрзиңизни чәтәлдики радиода аңлатти дәйду; 30 яшлиқ бир оғлимизни уруп мейип қип қойса гәп қилмамтуқ әмисә, әрз қилмай, берип бизму урушимиз керәкмиди дедим.
Мухбир: сақчиларниң дәйдиғини немә? немини хата қилдиң дәйду?
Мәттохти: алмайтиқан телефонни апсиз дәйду.
Мухбир: немә дәп җаваб бәрдиңиз?
Мәттохти: маңа дуняниң һәммә йеридин телефон келиду, телефонум әрзнамәмдә бар, кәлгән һәрқандақ телефонни алимән дедим. Демисиму мушу чағқичә қанунға ишинип һечнемә қилмидуқ, урмудуқ, қанға -қан алимиз демидуқ. 30 яшлиқ балимизни мейип қип қойди, мени бақидиған баламниң балилириниму мән беқиватимән. Әрз қилсақ әклип солап қойди, 30 ай түрмигә солиди.
Мухбир: мушу гәпләр сиз һазирғичә җәмийәткә һәм дөләткә аңлиталмайватқан гәпләр, шундақму?
Мәттохти: шундақ, адвокатларғиму дәп бақтим, сизгә охшаш мухбирларғиму дәп бақтим.
Мухбир: бундин бурун чәтәл мухбирлириға дәп бақмиғанмидиңиз?
Мәттохти: оғуллирим америка консулханисиға мәлум қилиш үчүн бейҗиңға барған, сақчилар кәйнидин берип тутуп яндуруп әкливалди.
Мухбир: сақчилар қанчә саәт сорақ қилди?
Мәттохти: бир саәт
Мухбир: сорақ қилинғанда қорқтиңизму?
Мәтохти: немигә қорқимән? мән, компартийигә қарши турмидим, компартийә кәлгәндә йәрлиримизни, һәммә немимизни бәрдуқ, йәнә немә қорқуш; бу йил 67 яшқа кирдим, қорқидиған басқучлардин өтүп кәттим, бир аллаһдин башқа һечнемидин қорқмаймән. Шуңа сақчиларға һәммә гәпни очуқ дедим.
Мухбир: кәлгән сақчилардин бирәрсиниң телефони барму сиздә?
Мәттохти: бирсиниң бар, исми ясин мәйзуң.
Мухбир: бу ясин мәйзуңму?
Хадим: һә шундақ.
Мухбир: сиз мәттохти рәҗәпни сорақ қилған 4 сақчиниң бири шундақму?
Хадим: төт сақчи? яқ!
Мухбир: әмисә, қанчиңлар бардиңлар?
Хадим: иккимиз бардуқ, юқириниң орунлаштуруши билән бардуқ.
Мухбир: юқири болған чағда, қайси орунниң?
Хадим: вилайәтлик гуңәнҗуйниң орунлаштуруши билән.
Мухбир: мәттохти рәҗәпниң биз билән көрүшкининиң нери хата?
Хадим: мән бир адәттики кадир, мән пәқәт орунлаштурушқа асасән бардим, бу ишни башлиқлардин сораң, мән сизгә җаваб берәлмәймән.
Мухбир: мәттохтика, ясин мәйзуң билән көрүштум, у мән адәттики кадир дейиш арқилиқ сизниң қешиңизға өз мәйли билән бармиғандәк позитсийәдә болди һәм буни башлиқлардин сораң дәп телефони қоювәтти, у сорақ күни пассипрақ турғанмиди яки актипрақ көрүнгәнмиди?
Мәттохти: һәммиси охшаш.
Мухбир: әмдики пиланиңиз немә? әрзни тохтитамсиз яки давамлаштурамсиз?
Мәттохти: әслидә (сиз билән көрүшүштин аввал) бир тармақ елип қойғантим 50 сомға, бу җуңгода қанунни тапқили болмиди бир издәп бақай дәп?
Мухбир: немә дедедиңиз?
Мәттохти: бир тармақ сетивалдим.
Мухбир: немә қилидиғанға?
Мәттохти: қанунни қәләм билән издәп тапалмидим, әмди, тармақ билән бир татилап издәп бақай дәп; дәп турсам сиздин телефон кәп қалди, әмди сизниңкиниң нәтиҗисини күтүп бақмақчимән.
Мәмәт тохти рәҗәп сөзиниң ахирида, бу вәқәни ахбаратқа ашкарилиғанлиқиниң нәтиҗисини бир айчә күтүп бақидиғанлиқини, әгәр буниңму нәтиҗиси болмиса сетивалған тармақни көтүрүп аптоном районлуқ һөкүмәткә қайтидин баридиғанлиқини ейтти. У 3 йилниң алдида аптоном районлуқ һөкүмәт алдида 2 һәптә йетивелип әрз қилған вә нур бәкри билән учришиш пурситигә еришкән. Нур бәкридин “хәнзуни болди қилиң, уйғурни җазалап берәй” дегән җавабқа еришкәндин кейин, үрүмчидин қайтип кәлгән.