Йеңисардики бир сақчи: “тутулғанларниң көпинчиси 10 йиллиқтинла кесиливатиду”

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.09.11
mekit-kolliktip-sot.jpg 22-Май үрүмчи әтигәнлик базар һуҗумидин кейин, уйғурларға террорчи қалпиқини кийдүрүп, мәкит наһийисидә ечилған коллектип сот мәйданидин көрүнүш. 2014-Йили 10-июн.
Oqurmen teminligen

Йеңисар сағунда бала баққучи һөрниса достиға яғлиқ артишни тәвсийә қилғанлиқи үчүн 10 йиллиқ кесилгән.

Фейсбокта тарқалған вә уйғур елидин әвәтилгәнлики илгири сүрүлүватқан йеңисарниң нөвәттики сиясий вәзийити һәққидики учурда тутқунларниң сан җәһәттин пәвқуладдә көплүкидин башқа йәнә йоқилаң сәвәбләр билән 10 вә 15 йиллиқтин кесиливатқанлиқи баян қилинған иди. Мухбиримизниң бу йип учиға асасән әһвал ениқлиши давамида бир сақчи хадими 13 миң нопуслуқ топулуқ йезисида 2миңдин артуқ кишиниң қамақта икәнликини ашкарилаш билән бирликтә тутулғанларниң көпинчисиниң 10 йиллиқтинла кесиливатқанлиқини баян қилди. 

Йеңисарда давам қиливатқан кәң көләмлик тутқун вә чиқириливатқан еғир җаза һөкүмлири һәққидә йеңисардики сақчиханилардин йәниму илгирилигән һалда мәлумат соридуқ. Сақчи хадимлиридин бири, бу йил тутулғанларниң көпинчисиниң 10 йиллиқтинла кесиливатқанлиқини дәлиллиди.

Аңлиғучилиримиздин бири радиомизға инкас йоллап, йеңисар сағанниң 1‏-кәнтидә һәсән имин исимлик 70 яшлиқ бир кишиниң 11 яшлиқ пәрзәнтигә дин тәрбийиси бәргәнлики үчүн тутулғанлиқи вә йеқинда қамақта өлгәнликини мәлум қилған иди. Бу әһвални ениқлишимиз давамида сағанниң 7‏-кәнтидә яшта чоң бир кишиниң қамақта өлгәнлики ашкариланди, әмма кимлики дәлилләнмиди. 

Мәзкур сақчи йеңисар сағанда 21 яшлиқ һөрниса насирниң бир достиға яғлиқ артишни тәвсийә қилғанлиқи үчүн 10 йиллиқ кесилгәнлики ашкарилиди. Йәнә мәзкур сақчи билән секретарларниң баян қилишичә, йеңисар маңшин йезисиниң бағчә кәнтидә сабиқ мәһбус абдувасип өмәр бу йил 1-айда бир кәнт кадирни “ғалча” дәп тиллап қойғанлиқи үчүн тәкрар 10 йиллиқ кесиветилгән.

Алдинқи күни бир сақчи хадими 13 миң нопуслуқ топлуқ йезисидин 2 миңдин артуқ киши тутулғанлиқи, топлуқниң нопуси 3000 әтрапидики өтәң кәнтидин 415 кишиниң тутулғанлиқини, бәзи аилиләрдин 2 дин 5 кә қәдәр кишиниң тутулғанлиқини паш қилған иди.

Ениқлишимиз давамида абдувасип өмәрниң сиңлиси хәйриниса өмәрниңму тәрбийиләш мәркизидә икәнлики ашкариланди. Биз сақчилар тәминлигән телефон учурлириға асасән, бир қисим мәһбус вә тутқун аилә-тавабатлириғиму телефон қилдуқ. Һөрниса насирниң дадиси қизиниң тутулуш сәвәбигә һәйран қалғанлиқини билдүрди. 

Материялларда көрситилишичә, йеңисар наһийиси икки базар, 12 йезидин тәшкилләнгән, омумий нопуси 284 миң келидиған бир наһийә. Һазирға қәдәр, кәң‏-көләмлик тутқун вә кесим давам қиливатқан йеңисар наһийисиниң вә 13 миң нопуслуқ топлуқ йезисидин 2 миңдин артуқ кишиниң қамақта икәнлики дәлилләнди; бу йил қанлиқ вәқәгә четилған йеңисарниң сетил қатарлиқ башқа йеза-базарлирида һазирға қәдәр қанчә киши тутулған вә кесилгәнлики мәлум әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.