Уйғур елидики күчийиватқан бесим вә униң ақивәтлири һәққидә чәтәл ахбаратлиридики мулаһизиләр

Мухбиримиз ирадә
2014.08.15
urumqi-saqchi-305 Сүрәттә 5 - ийул вәқәсидин кийин үрүмчидиниң чоң базар районида топланған хитай қораллиқ қисимилири
AFP Photo


Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, йәкәндики вәқәдин кейин, уйғурлар учраватқан бесим қатму - қат артмақта. Уйғур елиниң һәммә шәһәр, наһийә, базар, йезилирида бирдәк “диний радикаллиққа қарши туруш”, “террорлуққа қарши туруш, бөлгүнчиликкә қарши туруш” тәшвиқат, лексийә, доклат йиғинлири уюштурулмақта, яшларға айрим, аялларға айрим һәтта “анилар қурулуши” нами астида уйғур анилириғиму айрим һалда террорлуққа қарши туруш лексийилири берилмәктә.

Йеқинда қарамай шәһәрлик һөкүмәт йеқинда мәхсус һалда һиҗаплиқ аялларниң яки уларниң тәбири бойичә исламий посунда кийивалған аялларниң коча аптобослириға чиқишини рәсмий һалда чәклиди. Бу әһваллар һазир чәтәллик мухбирларниң диққитини қозғаватқан болуп, улар хитай һөкүмити мәҗбурий йолға қоюватқан бундақ түзүмләрниң уйғур елидики бөлүнүшни, милләтләр арисидики һаңни техиму чоңқурлаштуруветидиғанлиқини мулаһизә қилған.

Нюйорк вақти гезитиниң мухбири дән левин йеқинда өзиниң бу һәқтики ойлирини “уйғурларниң баш яғлиқи хитайниң чәклимисигә қарши намайишниң ипадиси” мавзулуқ бир парчә мақалидә оттуриға қойған болуп, у мақалисини уйғурлар, болупму уйғур қизлар билән елип барған сөһбәтлири асасида язған. У мақалисидә хитай һөкүмитиниң уйғур аяллирини яғлиқ чегиштин, йүзини ораштин чәкләйдиған сиясәтлирини қаттиқ иҗра қилип, уларни зериктүрүвәткәнликини, әмма бу чәклимини қанчә қаттиқ иҗра қилғансери, әкисчә яғлиқ чигип, диний посунда кийинидиғанларниң техиму көпләп кәткәнликини билдүргән. Бейҗиңда хизмәт қилидиған бир уйғур қизи мухбирға өзиниң адәттә бейҗиңда яғлиқ чәгмәйдиғанлиқини, бирақ қачан үрүмчигә барса, өзиниң миллий адәтлиригә садиқлиқини һөкүмәткә көрситип қоюш үчүнла яғлиқ чегип йүрүдиғанлиқини ейтип бәргән вә мухбирға “хитай һөкүмити бизни хитайлардәк яшашқа қистиғансери, биз өзимизниң уйғур кимликимизни ипадә қилидиған йолни издәп туруп тапимиз” дегән.

Мухбир дәл левин мақалисидә, хитай һөкүмити әрләрниң бурут - сақал қоюшини, аялларниң яғлиқ чегишини чәклигәндин кейин, буниң уйғурлар арисида күчлүк әкс тәсир пәйда қилғанлиқини, уйғурларниң өз кимликини йоқитип қоюштин қорқуп, әксичә бундақ кона өрп - адәтлирини илгирикидинму бәк қоғдайдиған болуп кәткәнликини ейтқан. Әмма у, бундақ бир мәдәнийәт урушиниң оттурисида қалғанларниң болса өзиниң мәдәнийитини, кимликини йоқитип қоймиған асаста заманивийлиқни тәшәббус қилидиған уйғур аяллири болуп қалғанлиқини әскәрткән. У бу һәқтә кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң асия ишлири мәсули николас бикулинниң сөзигә йәр бәргән. Никулас бикулин сөзидә, уйғур аяллири райондики бесим сиясити вә барғансери кәскинлишиватқан вәзийәтниң бивастә зиянкәшликигә учраватқанлардур” дегән.

Мухбир мулаһизисидә, хитай һөкүмитиниң уйғур елида яғлиқ чегидиған аялларға қоюлған түрлүк чәклимиләрниң барлиқини, диндар уйғур аяллириниң күниниң қаттиқ қейинлишип кетип барғанлиқини ейтип “хитай һөкүмити еғир типлиқ қораллар билән толуқ қоралланған армийиси вә түрлүк чәклимә сиясәтлирини әмәлийләштүрүш арқилиқ уйғурларни мәҗбурий һалда хитайлаштурушқа тиришмақта” дегән. У йәнә районда елип бериливатқан гүзәллик қурулуши нами астидики уйғур аяллирини йүзини ечип, чечини қоюветишкә чақиридиған һәрикитини, даириләр гәрчә уйғур аяллириниң җәмийәттики орнини көтүрүш, уларниң мәдәнийәт сәвийисини өстүрүш дегәндәк гүзәл сөзләр билән тәшвиқ қилсиму, әмма буниң районда келип чиқиватқан қанлиқ вәқәләрниң башлиниш сәвәби болуп қеливатқанлиқини, уйғурлар билән хитай һөкүмитиниң уйғур аяллириниң яғлиқи үстидин күрәш елип бериватқанлиқини баян қилған.

Чәтәллик мухбирларниң диққитини тартқан йәнә бир муһим вәқә болса, уйғур елиниң хитай партком секритари җаң чүншйәнниң партийә журнилида елан қилған мақалиси болди. Җаң чүншйән у мақалидә, уйғур елида тинчлиқ вә муқимлиқ бәрпа қилиш, иқтисадни тәрәққий қилдуруп, ишссизлиқ мәсилисни һәл қилиш үчүн чоқум пиланлиқ туғут сиясити һәммә милләтләргә охшаш иҗра қилиниши керәкликини, туғут санини азайтиш керәкликини ейтқан иди. Җүмлидин у, уйғурларғиму бир пәрзәнтлик сиясити йүргүзүштин бишарәт бәргән. Ташқи сиясәт журнили бу һәқтә елан қилған мулаһизисидә, әгәр җаң чүншйәнниң дегәнлири әмәлийлишип, бу иҗра қилинған тәқдирдә, уйғурлар билән хитайлар арисида аллиқачан өткүрлишип кәткән вәзийәтни техиму улғайтиветидиғанлиқини баян қилған.

Мәзкур мақалидә, җаң чүншйәнниң бу сөзигә қарита вейбо торида хитай тордашлар елан қилған инкасларму берилгән болуп, мақалидә ейтилишичә, нурғун хитай тордашлар җаң чүншйәнниң сөзини қарши алған. Бәзиләр техи уйғур елида уйғурларниң нопуси контрол қилинип, хитайларға көп балилиқ болушниң тәшәббус қилиниши керәкликини ейтқан. Бирақ мақалә аптори алекси, хитайлар көп туғмисиму көчмән болуп кәлгән хитайлар йүзидин районда һазир уйғурларниң нопусиниң 50 пирсәнттинму төвән икәнликини, 1949 - йилида 89 пирсәнтни тәшкил қилидиған уйғурларниң һазир аран 46 пирсәнткә чүшүрүп қоюлғанлиқини, үрүмчиниң һазир асасән хитай шәһиригә айлинип болғанлиқини баян қилған. У шундақла җаң чүншйәнниң бу гепиниң бир җәһәттин хитай һөкүмити йеқиндин буян хитайларға қаритилған бир балилиқ болуш түзүмини азрақ юмшитип, бәзи шәрти тошқанларниң икки балилиқ болушиға йол қоюватқан бир мәзгилдә, йәнә бир яқтин уйғур елида арқа - арқилап вәқә мәйданға келип вәзийәт қаттиқ җиддий туруватқан бир мәзгилдә ейтилғанлиқиниму әскәртип өткән. У чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң буни хитайниң уйғурларни йоқ қилиш мәқситини ишқа ашуруштики йоли, дәп қарайдиғанлиқини әскәртип өткән. У шундақла америка висконсин униврситетиниң профессори йи фушйәнниң сөзиниму нәқил қилған. Йи фушйән хитай һөкүмитиниң бу сиясәтни әмәлийләштүрүшиниң натайинлиқини, чүнки ундақ қилғанда, уйғурларниң қаттиқ наразилиқини қозғап қоюп, еғир бәдәл төләп кетидиғанлиқини, шуңа һөкүмәтниң бунчилик җиқ бәдәлни төләшкә җүрәт қилалмаслиқи мумкинлиқини ейтқан. Мухбир өз мулаһизисидә, уйғур елида пиланлиқ туғут сиясити сәвәбидин илгириму нурғун чоң намайишлар вә қанлиқ вәқәләр келип чиққанлиқини баян қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.