5-Феврал ғулҗа вәқәсиниң 17 йиллиқи мунасивити билән вашингтонда намайиш өткүзүлди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2014.02.05
ghulja-weqesi-amerika-namayish.JPG 5-Феврал ғулҗа вәқәсиниң 17 йиллиқи мунасивити билән хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2014-Йили 5-феврал, вашингтон.
RFA

Бу йил, уйғурларниң мустәқиллиқ күрәш тарихида йүз бәргән, зор сиясий вәқәләрниң бири болған 1997-йили 5-феврал күни мәйданға кәлгән ғулҗа қирғинчилиқиниң 17 йиллиқи.

1997-Йили 2-айниң 5-күни ғулҗа хәлқи тәрипидин хитай һакимийитигә қарши тинчлиқ билән елип берилған наразилиқ намайиши, хитай һөкүмити тәрипидин қанлиқ бастурулған иди.

Дуня уйғур қурултийиниң 5-феврал вәқәсиниң 17 йиллиқини хатириләшкә даир чақириқи билән, уйғур америка бирләшмиси вә хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди бу һәрикәттә һаятидин айрилған уйғур яшлирини еһтирам билән әсләш вә уларниң күрәшчан, пидакар роһини кейинки әвладларға улитиш, вәқә мунасивити билән һазирға қәдәр түрмиләрдә йетиватқан уйғур оғул-қизлириға әркинлик, адиллиқ тәләп қилиш һәмдә хитай һакимийитиниң уйғур диярида елип бериватқан тохтавсиз бастурушлири, қирғинчилиқ һәрикәтлиригә қаршилиқ билдүрүш мәқситидә 2014-йил 2-айниң 5-күни(чаршәнбә) вашингтондики хитай баш әлчиханиси алдида намайиш елип барди.

Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримизниң намайиш мәйданидин бәргән хәвирини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.