Кейсий мичел: “хитай һөкүмити мусулманларни тутуп лагерларға солимақта”
2018.07.06
Америка тәрәққият фондиниң хәвәр тор бети болған “тәрәққият вә пикир” намлиқ тор бәттә елан қилинған “хитай һөкүмити мусулманларни тутуп лагерларға солимақта” мавзулуқ мақалә кейсий мичел тәрипидин йезилған болуп, у бу мақалисидә лагерлар һәққидики мәлуматлар үстидә тәпсилий тохталған.
У мақалисини мундақ дәп башлиған: “хитайниң ғәрбий райони болған шинҗаңда хитай һөкүмити бу дуняда техи көрүп бақмиған дәриҗидә зор болған бир йүрүш ‛йиғивелиш лагерлири‚ ни қурушни башлиди. Бу районни тәтқиқ қиливатқан америка комитети бу лагерларни аз санлиқ милләтләргә қаритилған әң кәң көләмлик тутқун қилиш, дәп көрсәтти.”
Мақалидә хитай һөкүмитиниң нөвәттә бу “йиғивелиш лагерлири” ни “тәрбийәләш-өзгәртиш мәркизи” дегәндәк охшимиған намлар билән атап, у һәқтә һечқандақ әмәлийәтни ашкарилимайватқанлиқи баян қилинған. Аптор бу һәқтә мундақ дегән: “хитай һөкүмити лагерларда қанчилик киши тутуп турулуватиду, улар қайси җинайити үчүн тутулди, бу лагерлар бикар қилинамду, дегән соалларни җавабсиз қоймақта.”
Америка уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси һенрий шаҗески әпәнди болса бу һәқтә радийомизға қилған сөзидә “гәрчә хитай һөкүмити бу лагерларни етирап қилмисиму әмма ашкарилиниватқан учурлар лагерларниң мәвҗутлуқини испатлап турмақта. Хитай һөкүмити әмди бу лагерларда зади немиләр йүз бериватқанлиқи, тутқундикиләрниң қандақ муамилигә учраватқанлиқини ашкарилиши керәк. Хәлқара җамаәт буни хитай һөкүмитидин тәләп қилиши керәк,” деди.
Нөвәттә бу лагерларда зади қанчилик киши тутуп турулуватқанлиқиму диққәт қозғаватқан темиларниң бири. Нурғун көзәткүчиләр һазир уйғур елидин келиватқан чәклик учурларға қариғандиму лагерлардики рәқәмни бир милйондин ошуқ болуши мумкин дегән қарашни ортақлашмақта. юқиридики мақалә аптори бу һәқтә дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәндини зиярәт қилған болуп, у сөзидә “хитай даирилириниң лагерларни давамлиқ кеңәйтиватқанлиқи вә тутқун қилинғанларниң қоюп берилмәйватқанлиқидәк пакитларни нәзәрдә тутқанда һазир бу лагерлардикиләрниң бир йерим милйон вә һәтта икки милйон дәп мөлчәрләватимиз,” дегән.
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән әпәнди бүгүн радийомизға қилған сөзидә уйғур елидин келиватқан учурлардин қариғанда лагердикиләрниң саниниң бир милйондин ошуқ болуши еһтималға интайин йеқин, дәп көрсәтти.
“тәрәққият вә пикир” журнилидики бу мақалиниң аптори америкилиқ тарихчи вә тонулған уйғуршунас профессор райин там әпәндини зиярәт қилған. Райин там әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғур елидә кишиләргә қаратқан назарәтни әң юқири пәллигә чиқиривәткәнликтин инсанларниң һечқандақ хусусий мәхпийәтлики қалмиғанлиқи, уларниң бирдин-бир мәхпий йериниң каллисиниң ичи болуп қалғанлиқини ейтқан.
Мақалидә йәнә юқиридики бу “йиғивелиш лагерлири” ниң уйғурларға қаритилған “ассимилятсийә” сияситиниң бир қисми икәнлики, хитай һөкүмитиниң уйғурларға мәдәнийәт, тил вә дин җәһәттин чәкләш сиясәтлирини йолға қоюп кәлгәнлики, болупму 2009-йилидики “үрүмчи вәқәси” дин кейин уйғурларға қаритилған бесим сиясәтлириниң үзлүксиз күчийип маңғанлиқи тилға елинған.
Мақалә аптори хитай һөкүмитиниң бу “йепиқ тәрбийә лагерлири” арқилиқ пәқәтла у йәрдики уйғурлар әмәс, бәлки чәтәлләрдики уйғур җамаитигиму еғир зәрбә бериватқанлиқини, чүнки чәтәлләрдики уйғурларниңму аз дегәндә бирдин туғқининиң бу лагерларда ақивити ениқсиз туруватқанлиқи, чәтәлләрдики уйғурларниң уйғур елидики аилә-тавабиатлири билән һәтта алақилишиш имканидинму мәһрум қилинғанлиқини баян қилған.
Аптор бу һәқтә көп издиниватқан америкилиқ тарихчи райин там вә австралийә латроби университетиниң оқутқучиси җеймис лейболд қатарлиқларниң сөзлиригә асасән уйғур елидики бу лагерларниң һазирқи бу дунядики әң еғир кишилик һоқуқ дәпсәндә қилиш вәқәси икәнликини билдүргән. Аптор бу һәқтә тохтилип: “бәзи тәтқиқатчилар бу лагерларда қандақтур ирқий қирғинчилиқниң дәсләпки шәпилири мәвҗут, дәп қаримақта” дегән. Долқун әйса әпәнди болса мухбирға “бу дуняда бундақ лагерлар әмди қайта йүз бәрмәйду дәп вәдә қилинған иди. Әмма у йәнә йүз бериватиду. Әтә бәлким бәк кечикишимиз мумкин. Буни билип болғили болмайду,” дәп әскәрткән.
Елшат һәсән әпәндиму сөзидә вәзийәтниң еғирлиқини әскәртип, һәрқайси дөләтләрни, болупму ғәрб демократик әллирини уйғур елидики “йепиқ тәрбийә лагерлири” мәсилисигә җиддий қарап, хитай һөкүмитигә бу һәқтә бесим ишлитишкә чақирди.