Хитайда учур әплириниң хәвәр супилири дөләтниң тәстиқидин өтмигән сиясий хәвәрләрни тарқатса болмайдикән

Мухбиримиз ирадә
2014.08.08
undidar-qq-qamal-wechat.jpg Хотән вилайити чиқарған интернет вә аммиви алақә васитилиридин QQ, үндидар қатарлиқлардики учурларни қамал қилиш тоғрисидики уқтуруши. 2014-Йили май.
Oqurmen teminligen


Хитай һөкүмити 7 - авғуст тарқатқан хәвәрләр арқилиқ, хәлқарада кәң ишлитилидиған икки учур әпиниң чәкләнгәнликини елан қилған иди. Ши җинпиң һөкүмитиниң учур - алақә әркинликини илгириләп қамалға елиши дуня мәтбуатлиридиму кәң орун алди. Хәлқарадики көзәткүчиләр ши җинпиңниң хитайниң чоңқурлап бериватқан сиясий, иқтисадий вә иҗтимаий кризислирини қандақ һәл қилидиғанлиқиға қизиқмақта.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, 7 - авғуст күни хитай һөкүмити әқиллиқ телефонларда ишлитилидиған қисқа учур әплиригә қарита йәнә бир түркүм йеңи бәлгилимиләрни елан қилди. Улар, хитайдики вейшин әпи йәни уйғурчә атилиши үндидар болған әп башчилиқидики барлиқ қисқа учур әплириниң хәвәр супилиридики һәмбәһрләш вә хәвәр ортақлишишқа қарита йәнә бир түркүм йеңи чәклимиләрни қойди. Бәлгимилидә ейтилишичә, хитайда һөкүмәт тәрипидин бәлгиләнгән органларниңла сиясий вә иҗтимаий хәвәрләрни тарқитиш һоқуқи бар болуп, учур әплириниң хәвәр супилири дөләтниң тәстиқидин өтмигән сиясий хәвәрләрни тарқатса болмайдикән.

Дөләтлик интернет вә учур идарисиниң билдүрүшичә, қолланғучилар мәйли у шәхс болсун яки шеркәт - қурулуш болсун вә яки даңлиқ шәхсләр болсун, һәммиси бу хил қол телефон учур әплиридә һесаб ачқанда чоқум өзиниң һәқиқий исмини ишлитип тизимлитиши вә қанунға бойсунуп, сотсиялистик түзүмни қоғдайдиғанлиқиға даир келишимгә қол қоюши керәк икән. Қолланғучиларниң һөкүмәтниң рухситисз сиясий хәвәрләрни яки күндилик вәзийәткә алақидар хәвәрләрни чаплишиға яки көчүрүп чаплишиға рухсәт қилинмайдикән. Хитай һөкүмити шуниң билән бирликтә йәнә җәнубий корийигә аит Line вә Kakao қатарлиқ қисқа учур әплиридә террорлуққа аит учурларниң еқип йүргәнликини илгири сүрүп, уларниң хитайда ишлитилишини чәклиди.

Хитай һөкүмити илгири хитайдики әң чоң муназирә тор бети болған сина вейбо торини қаттиқ тәқибкә алған болса, әмди униң диққити қол телефон әплиригә йөткәлди. Қол телефон әплири қолланғучиларға өз - ара учур, рәсим, видио вә түрлүк хәвәрләрни алмаштурушқа қолай шараит яритип беридиғанлиқи үчүн қолланғучиларниң қизиқишини қозғиған иди. Мәсилән, үндидар әпи 3 йил илгири базаға селинғандин кейин қисқа вақит ичидә һәр айда 400 милйон актип қолланғучиси болған әпкә айланған, у шундақла хитайдики қолланғучиларниң әң кәң учур алмаштуруш мәнбәси болуп қалған.

Нюйорк вақти гезитиниң хәвәр қилишичә, хитай күндилик гезити бу һәқтики хәвиридә қарарни мәдһийиләп, бу бәлгимиләр арқилиқ тор муһитиниң яхшилинидиғанлиқини илгири сүргән, бирақ бу, хитайдики тор қолланғучилири арисида қаттиқ наразилиқ пәйда қилған. Хитайдики даңлиқ өктичи блог язғучиси өзиниң блогида бүгүн буни тәнқид қилип “буниң сөз - чөчәк тарқилишиниң алдини елиш билән алақиси йоқ. Буниң һәқиқий сәвәби тор дунясида һазир учур вә пикир әркинлики бар вә шундақла нурғун учурлар бар, мана бу ялған үстигә қурулған бир реҗим үчүн чоң тәһдит болуп қалған” дегән.

Вейшин әпиниң базарға салғучиси тиңшүн шеркити бүгүн бу һәқтики баянатида, юқиридики түзүмләрни әмәлийләштүрүш үчүн әптә елип берилидиған өзгиришләрни техи қарарлаштурулмиғанлиқини, әмма бундин кейин пәқәт һөкүмәт бәлгилигән хитай күндилик гезити, мәркизи радио - теливизийә идариси вә шинхуа хәвәрләр ториниңла хәвәр тарқитишиға йол қоюлидиғанлиқини билдүргән. Улар йәнә һазирғичә вейшиңда 5 милйондин артуқ қолланғучи һесабиниң тақалғанлиқини вә 3000 дин артуқ “сөз - чөчәк” характеридики хәвәр мақалисиниң өчүрүлгәнликини уқтурған.

7 - Авғуст күни хитай һөкүмити Line вә Kakao қатарлиқ икки әпниң чәкләнгәнлики һәққидә сәвәб көрсәткәндә, униңда террорлуққа аит учурларниң алмаштурулғанлиқиниң испатланғанлиқини илгири сүргән иди. Бәзи хәвәр органлири бу һәқтики хәвиридә, хитай һөкүмитиниң бу арқилиқ уйғур елидики террорлуққа қарши һәрикитини нәзәрдә тутуватқанлиқини вә райондики учурларниң сиртқа чиқип кетишини илгириләп қамал қилиш үчүн бундақ бир тәдбир алғанлиқини баян қилған. Әмма улар хитай һөкүмитиниң мәхпийәтлик дәриҗиси юқири болған бу икки әптики хусусий учурларни қандақ игилигәнликиму қизиқиш қозғиған. Ши җинпиң тәхткә олтурғандин буян хитайдики ахбарат - учур әркинлики, пикир әркинлики көрүнәрлик һалда чекинди. Өткән йили авғуст ейидин башлап хитай һөкүмити вейбода нам қазанған өктичи тор язғучилирини өсәк сөз тарқитиш җинайити билән қолға алған болса, уйғур елида йеқинқи вәқәләрдин кейин кочиларға мәхсус сақчи қоюп халиған кишини тохтитип уларниң телефонидики мәзмунларни, сақливалған материяллириниң мәзмунини тәкшүрүшни, диний вә яки сиясий сәзгүрлүккә аит учурлар байқалса дәрһал қолға елишни йолға қойди. Кишилик һоқуқ вә хусусий һаятниң мәхпийәтликини еғир дәриҗидә дәпсәндә қилидиған бу хил һәрикәтләрниң, өзини дунядики қудрәтлик күч қатарида көрүватқан бир дөләттә йүз бериши үмидсизлик пәйда қилмақта. Мәтбуатлар бу һәқтики мулаһизилиридә ши җинпиң һөкүмитиниң мәмликәт миқясида чоңқурлап бериватқан кризисләрни бу хил қаттиқ қоллуқ вастиләр арқилиқ үстини йепип, җимиқтурушқа урунуши, кризисни чоңқурлаштуруп, зор бир чөкүш пәйда қилиштин башқа йолға елип чиқмайду, дәп қаримақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.