Шиветсийә билән японийәдә хитайға қарши паалийәт өткүзүлди
Дуня уйғур қурултийиниң йолйоруқиға бинаән 12-январ күни шиветсийә шәрқий түркистан маарип уюшмиси билән японийә уйғур уюшмиси хитайға қарши наразилиқ паалийити уюштурған.
Шиветсийә парламент бинасиниң алдиға йиғилған 80 әтрапида уйғур хитайға қарши наразилиқ намайиши өткүзгән. Шиветсийә шәрқий түркистан маарип уюшмиси рәиси ниҗат турғунниң ейтишичә бу паалийәт шиветсийәдики тор гезитлиридә наһайити көп йәрдә орун алған. Буниңдин башқа шиветсийә парламентидики һәр қайси сиясий партийә мәсуллириға “шәрқий түркистандики инсан һәқлири дәпсәндичилики” темисида тәйярлиған доклатини, шундақла д у қ ниң доклатлирини сунған.
Японийә уйғур җәмийити болса, токйониң кийода районидики бир йиғин залида “хитай уйғурларға елип бериватқан миллий қирғинчилиқни тохтат” мавзулуқ доклат бериш йиғини өткүзгән. Йиғинға японийә йәрлик парламенти әзалири, бәзи японийә аммиви тәшкилатлириниң мәсуллири вә тибәт мәдәнийәт тәтқиқат мәркизи мәсуллиридин болуп 90 әтрапида киши қатнашқан. Д у қ муавин рәиси илһам мәхмутниң ейтишичә йиғинда кейинки йилларда хитайниң уйғурларни етип өлтүрүш, ана қорсиқидики балини мәҗбурий чүшүрүветиштәк қилмишлири мисаллар билән көрситилгән.
Биз бу икки паалийәт тоғрисида тәпсилий мәлумат игиләш үчүн шиветсийә маарип уюшмиси мәсули ниҗат турғун вә японийә уйғур уюшмиси мәсули илһам мәхмутлар билән сөһбәт елип бардуқ.