Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати: “хитай янфон әплири арқилиқ уйғурларни назарәт қиливатиду!”

Мухбиримиз әзиз
2019.05.02
human-rights-watch-lager-2019.jpg Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати “хитайниң зулум һесаблири” намлиқ зор һәҗимлик доклатини елан қилди. 2019-Йили 1-май.
hrw.org

Уйғур дияридики сиясий бастурушта лагерлар мәсилиси изчил хәлқарадики қизиқ темилардин болуп кәлмәктә иди. Болупму бир қисим лагер шаһитлириниң бу һәқтики алақидар әһваллар һәққидә гуваһлиқ бериши билән лагерлардики инсан әқлигә кәлмәйдиған вәһшийликләр ташқи дуняни һәйрәттә қалдурған иди. Әмма 2-май күни хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати елан қилған “хитайниң зулум һесаблири” намлиқ зор һәҗимлик доклатниң елан қилиниши билән лагер сиртида “әркин” йүрүватқан уйғурларниң әмәлийәттә көрүнмәс зулум, назарәт вә гуман астида һаят кәчүрүватқанлиқи, улар баштин кәчүрүватқан роһий сиқилиш вә азабниң әмәлийәттә лагердикиләрниң дәрдидин қелишмайдиғанлиқи йәнә бир қетим ашкара болди.

Доклатта көрситилишичә, нөвәттә хитай сақчилири уйғурлар дияридики уйғурларни назарәт қилишта адәм күчи ишлитиштин һалқип, янфон әплири арқилиқ аптоматик назарәт қилиш механизмини йолға қойған. Бу әп болса аталмиш “бир гәвдиләшкән бирләшмә уруш суписи” (IJOP) ға уланған болуп, аптоматик һалда шәхсләргә даир барлиқ учурларни топлап, шуниңға асасән “хәвплик” кишиләргә бәлгә қоюп маңидикән. Баш штаб болса мушу учурларға асасән кимни тутқун қилишни буйруйдикән.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай бөлүминиң мудири софи ричардсон ханим бу һәқтә мундақ дәйду: “шинҗаңдики назарәт механизиминиң ядроси болуватқан қоралларниң бири ‛бир гәвдиләшкән бирләшмә уруш суписи‚ һесаблиниду. Улар адәттә қоллинидиған бир әп болуп, буни сақчилар вә һөкүмәт даирилири ишлитиду. Улар мушу әп арқилиқ ғайәт зор миқдардики шәхсий учурларни, җүмлидин кишиләрниң диний етиқадидин тартип таки уларниң қан типиғичә болған мәлуматларни топлайду. Мундақла қаримаққа бу учурларни йиғиш сақчилар үчүн нормал бир иштәк көрүниду. Әмма бу әпкә чоңқуррақ нәзәр салғинимизда нормал турмуш паалийәтлири вә қануний иш-һәрикәтләрниң әмәлийәттә даириләрниң нәзиридә гуманлиқ, дәп қариливатқанлиқини байқаймиз.”

Доклаттин мәлум болушичә, 36 хил кишиләрниң учури мәхсус топлинидикән. Җүмлидин әқлий телефон ишлитишни тохтатқанлар, қошнилири билән барди-кәлди қилмас болуп қалғанлар, мәсчит қурулуши үчүн пул топлиғанлар дегәндәк кишиләрниң учурлири әң аввал йиғилидикән. Уйғур дияридики бир яш бу һәқтә өз кәчүрмишлирини баян қилип мундақ дегән:

“улар мени тутувелип нәччә һәптә аварә қилғандин кейин қоюп бәрди. Чиқип бирәр һәптә болғанда бир сода сарийиға бардим. Сарай ишикидин киришимгә ишиктики әсваб сайрап кәтти. Шуниң билән сақчилар йүгүрүшүп келип мени дәрһал сақчиханиға елип кәтти. Мән уларға ‛мени йиғивелиш орниға солап қойған. Кейинчә гунаһсиз икәнликим испатлинип өзүңлар қоюп бәргән әмәсму?‚ десәм сақчилар ‛буниңдин кейин һечқандақ аммиви сорунға бармиғин‚ дәйду. ‛әмисә нәгә баримән? өйдила олтурамдим?‚ десәм, ‛шундақ қил. Саңа әң яхшиси шу, дәйду‚”

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати мәзкур янфон епини тәлтөкүс тәкшүрүш асасида хитай һөкүмитиниң мушу әп арқилиқ барлиқ уйғурларниң барлиқ учурлирини топлайдиғанлиқини, җүмлидин кишиләрниң қан типи, егизлики, диний етиқади, сиясий мәйдани, ток ишлитиш миқдариниң өзгириши, газ ишлитиш миқдари дегәндәк әһвалларни удуллуқ хатириләп маңидиғанлиқини байқиған. Шундақла янфон игилириниң чәкләнгән 51 хил тор қораллири, җүмлидин ватсап, телеграмма қатарлиқ әпләрни ишләткән яки ишләтмигәнликини тәкшүрүп турушму униң муһим вәзипилиридин бири икән. Мәзкур тәшкилатниң хадимлиридин мая ваң бу һәқтә сөз қилип “шинҗаңдики сақчилар кишиләрниң пүтүнләй қанунлуқ болған һәрикәтлири һәққидә қанунсизлиқ билән учур топлап, бу учурларни ашу кишиләргә қарши мәқсәттә ишлитиватиду” дәйду. 

Бу әп арқилиқ кишиләрниң һәтта йеңидин бирәр електронлуқ үскүнә сетивелишиниң мәқсити, май понкитлиридин аптомобилға бензин алғучиниң шу аптомобилниң игиси яки әмәслики, кимниң чәтәлгә саяһәткә чиққанлиқи, телефон ишләткүчиләрниң һәрикитини уштумтут из қоғлап тәкшүргили болмаслиқ дегәндәк әһвалларға асасән дәрһалла “гуманлиқ кишиләр” ни бекитип чиқидикән.

Бу һәқтә сөз қилған софи ричардсон мундақ дәйду: “әгәр сиз ватсап, вайбир яки телеграмма дегәндәк әпләрни ишләткән болсиңиз бу һал ‛гуманлиқ‚ дәп қарилиши мумкин. Әгәр сиз өйиңизниң алди тәрипидә әмәс, бәлки арқа тәрипидә көп олтуридиған болуп қалсиңиз сақчилар дәрһалла бу ‛өзгириш‚ ни тәкшүрүши мумкин. Буниңдики түрләр мушу йосунда көпийип маңиду. Мушу әп арқилиқ топланған учурлар мәркизий системиға йиғилиду, андин башқа назарәт системилири, йәни көзитиш камералири, чирай тонуш әсваби дегәндәкләр арқилиқ топланған учурлар, шундақла ашу киши тәкшүрүш понкитлиридин өткәндә уларниң телефонлиридин мәлум болған учурлар билән бирләштүрүлгән һалда ‛гуманлиқ‚ кишиләргә бәлгә қоюп маңиду. Шундақла бу һәқтики агаһландурушларни шу кишиләрниң тәвәсидики һөкүмәт даирилиригә йоллап бериду. Бу хилдики гуманлиқ өлчәмләр арқилиқ улар зор сандики кишиләрни муқимлаштуруп чиқиду, андин бу кишиләр өзлирини қамақханида көриду. Шуңа шундақ дегүм келидуки, һазир хитай һөкүмити пүтүнләй қанунлуқ болған иш-һәрикәтләр үчүн башқиларға зиянкәшлик қилишни тохтитидиған вақит кәлди; хитай һөкүмити шинҗаңдики түркий тиллиқ мусулманларға зулум селишни тохтитидиған вақит кәлди; хитай һөкүмитиниң бу хилдики назарәт дөлити механизмини чувуп ташлайдиған вақти кәлди.” 

Мәлум болушичә, “бир гәвдиләшкән бирләшмә уруш суписи” системисини хитай һөкүмити игидарчилиқидики һәрбий характерлик ширкәт болған “хитай електронлуқ технологийә гурупписи ширкити” ясап чиққан болуп, уларниң қармиқидики хебей йирақ шәрқ алақә системиси инженерлиқ ширкити” уларниң янфон әплирини ясашқа мәсул икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.