Көзәткүчиләр: “хитай компартийәси уйғур миллитиниң кәлгүси әвладлириға қол селиватиду”

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2024.10.08
changchile-jingju-uyghur-balilar-ussul-1920 Үсти-бешиға хитайниң чаңчилә пасонидики кийимлирини кийгән бир топ уйғур өсмүр
Social Media/Screenshot

 Хитай даирилириниң “җуңхуа мәдәнийитиниң есил әнәнилирини өгиниш” намида уйғур елиниң һәрқайси җайлиридики башланғуч мәктәп уйғур оқуғучилириға хитай мәдәнийитини сиңдүрүш һәрикитини омумлаштуруши җиддий давам қилмақта.

Мәлум болғинидәк хитай даирилири бу түрдики тәшвиқатида тор чолпанлиридин үнүмлүк пайдилиниватқан болуп, йеқинда хитайниң “довйин” суписида бир хитай вилогерниң, үсти-бешиға хитайниң чаңчилә пасонидики кийимлирини кийгән бир топ уйғур өсмүрлириниң видийосини тарқатқанлиқи буниң бир дәлилидур.

Бу видийо фуҗйәнлик “лубәй кәлди” (路白来了) намидики бир хитай вилогерниң “довйин” суписида тарқитилған болуп, униңда хитайниң “җиңҗү тиятир” ини орунлашқа тәйярлиқ қиливатқан башланғуч мәктәпниң 6-йиллиқидики уйғур оқуғучилар билән “қизғин параңлишип”, бу гөдәк қәлбләрниң көңлини майил қилғанлиқи, уларни коллектип рәсимгә тартип, һәр бирәйләнгә бу рәсимни рамкиға елип совға қилғанлиқи көрситилгән.

Нөвәттә муһаҗирәттики уйғурлар арисида ғулғула қозғаватқан бу видийоға қарита уйғур мәсилиси вә хитай вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан анализчилар җиддий инкас қайтуруп, буниң хитайниң уйғур өсмүрлиригә кичикидин тартипла хитай мәдәнийитини сиңдүрүп, уларни ассимилятсийә қилишқа урунуватқанлиқини көрсәтти.

Дуня уйғур қурултийи әнглийә ишханисиниң мудири рәһимә мәхмут ханим фейисбук иҗтимаий таратқу суписида һәмбәһирлиниватқан бу видийони көргәндин кейинки һес-туйғулирини ортақлашти. У хитай һөкүмитиниң уйғур мәдәнийитини пүтүнләй йоқ қилип, униң орниға хитай мәдәнийитини дәсситиш вә уйғурларни ассимилятсийә қилиш пиланиниң бурундин тартип мәвҗут икәнликини тәкитлиди.

Йеқинқи мәзгилләрдә хитай даирилири уйғур өсмүрлирини чаңчилә ейтиш, хитайчә һөснхәт йезиш, яңгер уссули ойнаш, қәғәз қийиш, қәдимки хитай сазлирини челиш, хитайниң таң вә суң дәври нәзмлирини ядлаш қатарлиқларға тәшкилләп, районда хитай мәдәнийитини омумлаштуруш истратегийәлик пиланини күнсайин күчәйтмәктә иди.

Америкадики хитай анализчи, язғучи хе әнчүән бу видийода хитайниң чаңчилә кийимлирини кийгән уйғур гөдәкләрни көргәндин кейин толиму биарам болғанлиқини билдүрүп мундақ деди:

 “алди билән бу очуқ-ашкара мәдәнийәт таҗавузчилиқидур. Чүнки җиңҗү тиятири хитай тиятир сәнитиниң бир түри. Шуңа яш-өсмүрләргә хитай тиятир сәнитини өгитиши хитай компартийәсиниң уйғурларға қарши көп тәрәплимилик елип бериватқан мәдәнийәт қирғинчилиқи вә ирқий қирғинчилиқиниң типик намайәндисидур. Әмма бу йәрдә әң муһим нуқта шуки, хитай һазир кишилик дуня қариши техи толуқ йетилмигән яш-өсмүрләрниң гөдәк һес-туйғулиридин пайдилинип, түрлүк васитиләрни қоллиниш арқилиқ, уларни бу хилдики җиңҗү тиятириға қизиқтуруватиду. Чүнки бир дөләтниң вә милләтниң кәлгүси яш-өсмүрләрдур. Шуңа хитай компартийәси һазир уйғур яш-өсмүрләрни өзгәртишни мәдәнийәт қирғинчилиқи йүргүзүшниң биринчи базисиға айландуруватиду. Демәкчимәнки, хитай компартийәсиниң яшларни нишан қилиши интайин муһим бир йүзлиниш болуп, биз буниңдин наһайити еһтият қилишимиз керәк. Чүнки хитай компартийәси уйғур миллитиниң кәлгүси әвладлириға қол селиватиду”.

Дәрвәқә йеқинқи йиллардин буян, хитай даирилири “җиңҗү” тиятирини уйғур елидики башланғуч-оттура мәктәп маарипиға елип кириш, ‛чаңчилә‚ тиятирини өз ичигә алған оқутуш пиланини бирликкә кәлтүрүш, һәтта сәнәт институтларда мәхсус “җиңҗү” тиятири кәспи қуруш қатарлиқ җәһәтләрдә системилиқ хизмәтләрни елип бармақта.

 “демократик хитай фиронти” тәшкилатниң муавин рәиси, “манҗурийәни әслигә кәлтүрүш һәрикити” ниң мәслиһәтчиси, канададики сиясий анализчи шең шө ханимниң қаришичә, видийодики хитайниң чаңчилә кийимлирини кийгән бир топ уйғур өсмүрлириниң паалийити әмәлийәттә хитай компартийәсиниң бу районида “йеңи нәсилләр” ни барлиққа кәлтүрүшкә урунуватқанлиқидин дерәк беридикән. У мундақ деди:

 “хитай компартийәси уйғурларни кичикидин башлапла өз етиқади, мәдәнийити, тили, тарихий вә турмуш усулини өзгәртишкә мәҗбурлап, уларни ‛йеңи инсанлар‚ ға айландурушқа урунуватиду. Шундақ қилғанда, хитай компартийәсиниң уларни контрол қилиши вә башқуруши техиму асанға чүшиду. Әмма, бу йәрдә йәнә бир нуқтини алаһидә тәкитлимәкчимәнки, әмәлийәттә хитай компартийәсиниң мәқсити пәқәт уйғурларни мәҗбурий хитайлаштуруш болмастин, барлиқ кишиләрни өзиниң һөкүмранлиқиға бойсунушқа мәҗбурлаштур. Бу видийоға кәлсәк, хитай компартийәсиниң уйғур балилириға хитайниң җиңҗү тиятирини өгитиши 2011-йилидила башланғанлиқи мәлум. Чүнки әйни йилларда хитайниң ичкири өлкилиридә ечилған аталмиш ‛шинҗаң синип‚ лирида уйғур оқуғучиларға җиңҗү тиятири өгиниш курслири тәсис қилинған. Демәк, хитай компартийәси хели бурунла сәнәт маарипи һәмдә кишиләрниң әдәбият-сәнәт вә мәдәний көңүл ечиш еһтияҗидин пайдилинип, коммунизм идеологийәсини кичикидин башлапла уларға сиңдүрүшкә башлиған. Бу нуқтидин ейтқанда, уларниң яш әвладларни коммунизмниң қули қилип тәрбийәләш нишани бәкму қорқунчлуқ.”

Рәһимә мәһмуд ханим хитайниң нөвәттә “довйин”, “тик-ток” қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда “тор чолпанлири” дин пайдилинип, хитай мәдәнийитини омумлаштурушқа урунуватқан болсиму, уйғур мәдәнийитини һәргизму йоқиталмайдиғанлиқини билдүрди.

Көзәткүчиләр йәнә, хитай даирилириниң нөвәттә бир яқтин уйғурларни чаңчилә ейтишқа мәҗбурлап, бир яқтин хитайларни уйғурчә усул ойнашқа сәпәрвәр қилип, уйғур сәнитини бузуш, шалғутлаштуруш, һәтта пүтүнләй өзгәртип өзлириниң қиливелишқа урунушлириниму уйғур мәдәнийитини вәйран қилиш вә уларни ассимилятсийә қилиш һәрикитиниң йәнә бир рошән ипадиси дәп көрсәтмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.