Корла нәшпүти америкиниң екиспорт өлчимидин өтти


2006.10.05

Гәрчә корла нәшпүти озуқлуқ миқдариниң юқирилиқи, шеринлики,су тәркибиниң алаһидә юқирилиқи қатарлиқ хусусийәтлири билән даң чиқарған уйғур йәрлик мивиси болсиму әмма америкиға охшаш чоң дөләтләрниң базириға кирәлмигән иди. Йеқинда корла нәшпүти америкиниң сүпәт өлчимидин өтүп рәсми йосунда америка базириға кириш алдида туриду. Илгири корла нәшпүтниң сүпәт өткилидин өтәлмәсликиниң һәқиқи сәвәби немә? корла нәшпүтниң чәтәлләргә екиспорт қилиниши уйғур бағвәнләргә қанчилик нәп елип кәлди?

Уйғур елиниң җуғрапийилик орни деңиз окяндин йирақ болғачқа , һөл йеғин миқдари аз қуруқлуқ характери күчлүк һәмдә қуяшниң тик чүшүш вақти әң узун , кечә күндүзниң климат пәрқи чоң , йери мунбәт болғачқа һәрхил мийвилириниң қән тәркиби башқа һәр қандақ җайдин чиқидиған охшаш мевиләрдин алаһидә юқири , уйғур елиниң шерин мевилири әзәлдин даң чиқарған. Әмма сүпәт өлчимидин өтәлмигәнлики сәвәблик бу мевиләрниң хәлқара базарға бөсүп кириши чәклик, истиқбали қараңғу болуп кәлди.

Корла нәшпүти америкиниң сүпәт өлчимидин өтти

Корла нәшпүтниң сүпәт өлчими мәсилисиму 13 йилдин буян униң америкиға екиспорт қилинишиға тосалғу болуп кәлгән мәсилә иди. Йеқинда корла нәшпүти америка йеза игилик министирлиқиниң сүпәт тәкшүрүш өткилидин өтүп , америкиға екиспорт қилиш йолини ашти. -28Бундин кейин һәптисигә 100тонна корла нәшпүти америкиға екиспорт қилиниду, нөвәттә тунҗи қетимда 58 тонна нәшпүт амеркабазириға селинмақчи.

Уйғурларниң бағвәнчилик тарихида корла нәшпүтини йетиштүргинигә 1600йиллар болди, корла тәвәсидә һазир 23миң 333гектар йәрдә нәшпүт беғи бар болуп, йиллиқ омумий мәһсулати 120миң тонниға йетиду. Нөвәттә корла нәшпүти америкидин башқа йәнә австралийә, канада қатарлиқ дөләтләргиму екиспорт қилинмақта .

Атом бомба синиқиниң тәсири

Бәзи мутәхәссисләр гәрчә корла нәшпүтниң пости непиз, шерин, пурақлиқ, чүрүк, узақ сақлинишчанлиққа игә сорт болсиму әмма униң давамлиқ хәлқараниң екиспорт импорт сүпәт өлчимигә йәтмигәнликиниң асаслиқ сәвәбини ,корлида хитайниң атом бомба синақлириниң тәсириниң еғирлиқи шуңа тупрақ муһит суниң радиаксийәлиниши билән бу йәрдики мевә-чивә ,һайванат һәтта адәмләрниңму зор тәсиргә учриғанлиқидин дәп көрситип кәлгән болсиму әмма хитай даирилири корла нәшпүти һәмдә бу райондин чиқидиған башқа йәрлик мәһсулатларниң сүпәт өлчимигә тошмаслиқидики һәқиқий сәвәбни юшуруп кәлмәктә. Хитай һөкүмити 1964йилидин буян тәклимаканда көп қетим атом бомба синақлирини елип барди.

Америка йеза игилик министирликиниң -1993йилидин буян корла нәшпүти һәққидә елип барған сүпәт тәкшүрүш доклатидин мәлум болушичә, корла нәшпүтидә көрүлгән қоңур дағ чүшүш һалити муһит һәмдә тупрақниң мәлум радиактив амилиниң бузғунчилиққа учришидин келип чиққан кесәллик болуп, нәшпүттә қоңур дағ пәйда болғандин кейин тез арида пүтүн нәшпотни қаплап су тәркибини йоқутуп, барлиқ менирал маддилирини өлтүридикән.

Йеқинқи йилларда нәшпүт юртидики деһқанлар қайта қайта сүпәт яхшилап , йеңи сортларни йетиштүрүш арқилиқ, нәшпүтләрниң сүпитини яхшилиған. Кесәллик һәмдә башқа зиянлиқ амилларниң тәсириниң азийишидиму үнүм қазанған.

Корла нәшпүти гәрчәамеркиға експорт қилинишқа башлиған болсиму әмма бу пәқәт корла топу йеза игилик мәһсулатлири чәклик ширкитиниң васитиси билән екиспорт қилинидикән. Йәрлик деһқанлар болса бу екиспорт кириминиң пәқәт 25%игила игә болалайдикән.

Нөвәттә корла алий сүпәтлик нәшпүтниң әсли макани сайдөң бағвәнчилик йезисидики деһқанлар таза охшиған нәшпүтлирини орап қачилаш мәшғулати билән алдираш болуп, биз уларниң мәһсулатиниң америка базириға киргәндин кейин уларниң киримигә қанчилик пайдилиқ болғанлиқини игиләш үчүн телефон қилдуқ. Йезидики бир деһқан қизи зияритимизни қобул қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.