Җаза лагердики уйғурларниң чечиниң чүшүрүветилиши “йәһудийлар қирғинчилиқи” тарихи билән селиштурулмақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2020.06.02
yalghan-chach-wigs.jpg Хитай ахбаратида тарқитилған хотәнниң лоп наһийәсидики чач қошумчә буюмлири чәклик ширкити тоғрисидики хәвәрдин елинған. 2020-Йили 23-апрел.
xj.chinanews.com

Хотән лопқа җайлашқан хавлин чач буюмлири чәклик ширкитиниң мәҗбурий әмгәк қоллиниватқанлиқи ашкарилинип, америка таможна вә чегра башқуруш идарисиниң 2020-йил 5-айниң 1-күнидики буйруқиға асасән американиң барлиқ таможна вә чегра еғизлирида униң мәһсулатлири тутуп қилинишқа башлиғандин кейин, мәзкур хәвәргә асасән ениқлашлиримиз давамида лопта 2018-йили қурулған “шинҗаң хотән чач мәһсулатлири санаәт бағчиси” да мәхсус чач йиғиш, чач ясаш, чач буюмлири ясаш билән шуғуллинидиған 30дин артуқ кархана барлиқи ашкариланғаниди. Хитай таратқулири өзлири тарқатқан видийолуқ хәвәрдин, бу чач завути сехлирида нәччә миңлиған уйғурниң адәттин ташқири көплигән көзитиш камералири, хитайларниң қаттиқ назарити вә башқуруши астида җиддий ишләватқанлиқи мәлум болғаниди.

Лопта йерим пишшиқлап ишләнгән чач қошумчә буюмлириниң сетиш зәнҗирини ениқлаш җәрянида йәнә лоп наһийәсидики охшимиған намда қурулған бу чач ясаш ширкәтлириниң ишләпчиқириш сехлирида “лоп наһийәлик кәспий маһарәт маарип вә тәрбийиләш мәркизи” дәп аталған лагердин тәрбийилинип чиққан уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селиватқанлиқи испатланған болса, йәнә бир тәрәптин бу адәм чечини хам әшя қилидиған завутларға тәминлиниватқан хам әшяниң лагердики тутқунларниң мәҗбурий чүшүрүлгән чачлири болуш еһтималлиқи мәйданға чиққаниди.

Бу һәқтики йүрүшлүк хәвиримиз радийомиз инглизчә торида тарқитилғандин кейин, фәйсибок вә твиттер қатарлиқ иҗтимаий таратқулардиму бир қисим хитайни тәтқиқ қилидиған мутәхәссисләрниңму диққитини қозғиғаниди.

Хитайниң қанунсиз адәм оргини әткәсчилики һәққидә тәтқиқат елип бериватқан әнглийәдики мутәхәссис етан гутман әпәнди хитайниң уйғур елидә қурған җаза лагерлиридин қутулуп чиққан 10дин артуқ уйғур вә қазақ лагер шаһитлиридин алған гуваһлиқлирида уларниң хитай даирилириниң өзлириниң чачлирини мәҗбурий чүшүрүвалғанлиқини баян қилғанлиқини, буниң тарихтики натсистларниң йәһудий җаза лагерлирида йәһудийларға қолланған тәдбирини әслитидиғанлиқини алаһидә тилға алғаниди.

У бу һәқтә мундақ дәйду: “лопта қурулған чач завутлири билән лагер шаһитлириниң ейтқинидәк барлиқ тутқунларниң чечиниң мәҗбурий чүшүрүлгәнликини бир йәргә әкәлгәндә ихтиярсиз кишини йәһудий қирғинчилиқи дәвридә йәһудийлар бешидин өткүзгән қорқунчлуқ ишларни әслитиду. Һәқиқәтән хитай һөкүмитиниң уйғурларға қоллиниватқанлири һәтта чач мәсилисидиму охшашлиққа игә. Әмма у дәврдә техника вә башқа җәһәтләрдә тәрәққият һазирқидәк болмиғачқа натсистлар йәһудийларниң чечини ястуқ вә машининиң чақи дегәндәк нәрсиләргә ишләткәникән. Әмма хитай һөкүмитиниң уйғур тутқунларниң чач вә башқа әзалиридин иқтисадий мәнпәәт үчүн пайдилиниватқанлиқиға гуман кәтмәйду. Бу бәкму йиргинчлик”.

Натсистларниң қирғинчилиқидин һаят қалған йәһудий паалийәтчи сами стейгмән әпәнди йеқинқи күнләрдә радиомизға әвәткән язма инкасида йәһудийлар билән уйғурларниң җаза лагер қисмәтлиридики бу хил охшашлиқ һәққидә тохталған болуп, у уйғурларниң лагерда чачлириниң мәҗбурий еливелинип ишлитиливатқанлиқи һәққидики хәвәрни оқуғандин кейин “уйғурлар учраватқан бу зиянкәшлик фашизм дәврини әслитиду” дәйду.

Зияритимизни қобул қилған сами мундақ дәйду: “натсистлар германийәси шу заманда җаза лагерлиридики йәһудийларниң әр-аял, бал қатарлиқларниң һәммисиниң чачлирини чүшүрүвәткән. Уларни түркүмләп газ билән зәһәрләп өлтүрүш вә көйдүрүштин бурунму шундақ қилған. Уларға һайванлардин бәттәр муамилә қилған, етип өлтүргән, уруп өлтүргән, хорлап, ишлитип өлтүргән. Әмәлийәттә йәһудийларниң чечиниң мәҗбурий чүшүрүветилиши болса йәһудийлар учриған бу зор көләмлик етник қирғинчилиқтики натсистларниң уларға елип барған вәһшиянә қирғинчилиқидики уларниң вуҗудида көрүлгән әң йеник бир җаза һесаблиниду”.

Биз йәһудийлар қирғинчилиқидин аман қалған шаһит самидин йәнә өз вақтида натсистларниң йәһудийлардин йиғивалған чачларни немигә ишләткәнликини соридуқ. У инсанийәт тарихидики һәммигә мәлумлуқ йәһудий паҗиәсиниң қайта тәкрарлиниши техиму еғир паҗиә икәнликини илгири сүрүп мундақ деди: “мән йәһудийлар учриған зор қирғинчилиқни селиштурғум йоқ, униң қайта тәкрарлинишини қобул қилғили болмайду, әмма шу вақиттиму йәһудийларниң чачлирини ялған чач ясаш вә ястуқ ипләшкә ишлитилгән. Мән давамлиқ инсанларни вә һөкүмәтләрни бу хил қирғинчилиқниң алдини елиш үчүн һәрикәт қилишқа чақириватиғмән. Униң қайта йүз беришини тосушни агаһландуруп келиватимән. Уйғурларниң учваратқан паҗиәлиригә қарап мән уни җаза лагерлири икәнликини ейтимән. ‛йәһудийлар қирғинчилиқи‚ мәзгилидә натсистлар германийәси йәһудийларға һазирқидәк илғар пән-техника васитилиригә таянмай турупму қирғинчилиқни ишқа ашурған. Мән мәтәхәсис әмәс, пәқәт уйғурларға болуватқанларға қарап өзүмниң әндишәмни оттуриға қойсам, бу хил трагедийә уйғурлар үстидин тәкрарланса буниң қандақ шәкилдә болидиғанлиқини қияс қилмақ тәс. Шуңа пүтүн дуня бирликтә һазир уйғурлар дияридики лагерлардиму йәһудийлар учриған трагедийәниң тәкрарлинишиниң алдини елиш лазим”.

Дәрвәқә етан гутмән әпәндиниң йәһудийларниң чечиниң немигә ишлитилгәнлики һәққидә ейтқанлири “мустәқиллиқ тори” ниң 2009 йили 3-март елан қилған, “германийә машина ширкити ‛усчвитз‚ ниң чачлирини ишләткән” намлиқ мақалисидиму мисал елинған болуп, мақалидә көрситилишичә германийә санаитиниң түврүклириниң бири шефалер машина запчаслири билән тәминлигүчи иккинчи дуня урушида кәм дегәндә 40 миң осчвитз өлүм лагери мәһбуслириниң чечини чүшүрүп, натсистлар ишғал қилған полшадики завутларда тоқумичилиқ буюмлириға ишләткәнлики әйибләнгән.

Бу әйибләшләр полша тарихчилириниң осчвитз музейида байқиған йеңи дәлил-испатлардиму бар болуп, улар полшаниң җәнубидики сабиқ шефлер завутида лагер мәһбуслириниң чечидин ясалған рәхтләрни байқиғанлиқини ейтқан.

Осчвитз музейиниң тарихчиси, доктор җәкек лачендро германийәниң дер спегел телевизийә қанилиға мундақ дегәнлири нәқил елинған: киертз (илгирики катчер) базиридики сабиқ шефлер тоқумичилиқ вә армийә бак запчаслири завутида мәһбусларниң чечидин ясалған 1. 95 Тонна рәхт байқалған. Дер спегел телевизийәси өлүм лагерлиридики тәхминән 40миң мәһбусниң қирқиветилгән чачлирини натсистларниң су асти парахоти хадимлири үчүн һәрбий әдиял вә пайпақ ясашқа ишләткәнликини сүрәтлик испатлап көрсәткән. Буниңға даир сүрәт вә испатлиқ архиплар осчвитз музейида һәмдә вашингтон вә ню-йорктики йәһудий қирғинчилиқи музейлирида һазирму көргәзмә қилинмақтикән.

Көргәзмиләрдә йәнә йәһудий қирғинчилиқидин сақ қалғучилардин ернест мишел “натсистларниң җинайитигә қарши бу чачтинму юқири авазда сөзләйдиған нәрсә йоқ. Буларниң һәммиси мән ейтишқа тегишлик һекайиниң бир қисми.” дегән баянлириға орун берилгән.

Уйғурлар дияридики җаза лагерлар мәсилиси һәмдә 1 милйондин 3 милйонғичә бигунаһ кишиниң тутқун қилиниши оттуриға чиққандин кейин иккинчи дуня уруши ахирлашқанда бу хил қирғинчилиқниң қайта йүз бәрмәйдиғанлиқини тәкитләш мәқситидә “әмди қайтиланмайду!” дәп җакарланған дуняви шоарниң әмәлийәткә уйғун болмай қеливатқанлиқи мулаһизә темилиридин болушқа башлиди. Буниң билән уйғурлар бешидин кәчүрүватқан ечиниплиқ қисмәтләрни ахирлаштуруш чақириқи болупму дуняниң һәр қайси җайлиридики йәһудий тәшкилатлири вә йәһудийлар тәрипидин күчлүк оттуриға қоюлмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.