Руне стенберг: “лагерларниң тақилиши билән уйғурларниң мәсилиси һәл болмайду!” (1)

Мухбиримиз әзиз
2019.10.07
karton-cartoon-lager.jpg Бу картонда, 22 дөләт уйғур районидики лагерларни тақаш тоғрилиқ имза топлиған мәзгилдә, ши җинпиң 37 дөләттин қарши қарши имза топлиғанлиқи ипадиләнгән.
RFA

Хәлқараниң уйғур дияридики лагерлар мәсилиси бойичә хитайни тәнқидлиши барғансери күчийиватқанда буниң бир типик ипадиси ғәрб дөләтлиридин 22 дөләтниң хитайни әйибләп ортақ баянат елан қилишида әкс әтти. Һалбуки, хитай һөкүмити дәрһалла тәдбир қоллинип, дәсләпки қәдәмдә 37 дөләтниң ортақ имза қоюши билән буниңға қарши баянат елан қилди. Кейинчә бу дөләтләрниң сани 50 кә йәтти. Шуниң билән бир вақитта хитай һөкүмити ш у а р һөкүмитиниң рәиси шөһрәт закирниң еғизидин нөвәттә лагер тутқунлириниң мутләқ көп қисминиң “җәмийәтниң қойниға қайтип кәлгәнлики” ни елан қилди.

Әнә шуниңдин кейин лагерлар мәсилиси һәққидә бир йүрүш муһакимиләр арқиму-арқидин оттуриға чиқишқа башлиди. Болупму лагерларниң тақалғанлиқиға болған түрлүк гуманларға әгишип, лагерларниң тақилиши немидин дерәк бериши һәққидә бәзи қарашлар кишиләрниң диққитини қозғиди. Данийәниң копенхаген университетида постдоктурлуқ билән шуғуллиниватқан руни стенберг (Rune Steenberg) ниң мушу темидики мақалисини әнә шуларниң җүмлисидин, дейишкә болиду.

Руниниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң лагер тутқунлирини қоювәткәнлики һәққидики баянлири көплигән соалларни туғдуриду. Әмма буниңдики әң муһим бир нуқта хитай һөкүмитиниң “лагерларниң мувәппәқийити” һәққидики давраңлириниң қандақ болушидин қәтийнәзәр, бу һал хитай һөкүмити уйғурларни лагерларға қамивелишниң мәңгүлүк чарә әмәсликини етирап қилди, дегәнни көрситиду. Бу һәқтики сөһбитимиз җәрянида хитай һөкүмитиниң немә үчүн бу һәқтики тәшвиқатларға бунчә күчәп кетиши тоғрилиқ сөз қилған руни мундақ дәйду:

“хитай һөкүмити үчүн хитай болмиған хәлқләргә қандақ яхши ишларни қилип бәргәнликини, өзлириниң қандақ етибар сиясәтлирини иҗра қиливатқанлиқини ташқи дунядикиләргә давраң қилиш бәкму зөрүр. Чүнки булар хитайниң хәлқарадики омумий образини толиму җанлиқ тәсвирләп беридиған амиллар. Шу сәвәбтин хитай һөкүмити ш у а р да болуватқан ишларниң әмәлийәттә уйғурларниң мәнпәәти үчүн болуватқанлиқини, буниң иҗабий қиммәткә игә яхши ишлар икәнликини күчәп тәшвиқ қиливатиду. Йәнә бир яқтин хитай һөкүмити узундин буян америка вә явропаға толиму тонушлуқ болуп кәткән террорлуққа қарши туруш мәсилисини тутқа қилған һалда өзлириниң қилмишлирини йоллуқ қилип көрситиватиду. Болупму хәлқарадики ислам вәһимиси һәмдә буниңға четишлиқ бир қатар мәсилиләр хитайниң шинҗаңдики зулум сиясәтлирини ақлишиға толиму кәңри баһанә болуватиду.”

Лагерлар һәққидики ғулғула күчәйгәнликтин хитай һөкүмити өзлириниң нәзиридики “иттипақдаш” дөләтләрниң дипломатлири вә мухбирлирини уйғур дияридики лагерларға тәклип қилип, екискурсийәгә орунлаштурди. Әмма бу кишиләрниң көргәнлири асасида йезип чиққанлири бәкму пәрқлиқ болуп, булардин албанийәлик мухбир олси язеҗиниң баянлири зор ғулғулиға сәвәб болған иди. Бу тоғрилиқ сөз болғанда руни мундақ дәйду:

“мениңчә мәйли ‛қайта тәрбийәләш‚ мәркәзлири яки ‛кәспий техника мәктәплири‚ гә берип, у йәрләрдә зади немиләрниң болуватқанлиқини көрүп бақмақчи болған мухбирлар болсун яки башқа кишиләр болсун уларниң һәммиси бу җайлар тоғрилиқ бирнәрсиләрни елан қилған болди. Әмма бу кишиләрниң һәммиси у җайларда болуватқан ишлар тоғрисида наһайити йүзәки һадисә биләнла учрашқан. Буниңдики биринчи сәвәб, шинҗаңда учур мәнбәсигә йеқинлишиш асасән мумкин әмәс. Хитай һөкүмитиму һәқиқий учурлар ташқи дуняға чиқип кетип қалмисун, дәп буни қаттиқ контрол қилиду. Йәнә бир яқтин хитай һөкүмити лагерларда немә болуватқанлиқини биваситә яки васитилик һалда ташқи дуняға йәткүзгүчиләрни қаттиқ җазалайдиған болғачқа биз өзимизгә ‛ундақ болса немә үчүн?‚ дәп соал қоюшимизға тоғра келиду. Иккинчи түрлүк қилип ейтқанда, ашу лагерларда хитай һөкүмити тәшвиқ қилғандәк яхши ишлар давам қиливатқан болса у һалда учур мәнбәсини бу қәдәр қаттиқ контрол қилиш, шуниңдәк ашу хил ‛тәрбийәләш‚ тә елип кетилгән адәмләрниң һәқиқий санини қаттиқ йошуруш дегәндәк бир қатар ишларниң һечқандақ һаҗити қалмайтти.”

Әмма руниниң қаришичә, бу хилдики чәтәл дипломатлири вә мухбирлири зиярәт қилған орунлар әмәлийәттә уйғур дияридики лагер системисиниң бирла һалқиси болуп, көп қисим кишиләр “лагер” дегәндә мунасивәтлик уқумларни асанла арилаштурувалидикән. Гәрчә “тәрбийәләш мәркәзлири” көп қисим кишиләргә мәлум болсиму, бу әмәлийәттә пәқәт шу түрләрдин бирила икән. У бу һәқтә сөз болғанда мундақ дәйду:

“мушу хилдики лагерларда йетип чиққан көплигән кишиләрни мән саәт-саәтләп зиярәт қилған идим. Бу җәрянда көплигән тәпсилатлар ашкара болған иди. Дәрвәқә, бу кишиләрниң бихәтәрлики үчүн һазирчә уларниң исмини ейтмаслиқни тоғра таптим. Әмма бу кишиләр ашу җайларни өз көзи билән көргән кишиләр болғачқа уларниң баянлирини наһайити ишәнчлик, дейишкә болиду. Мән игилигән әһвалларға асасланған шинҗаңдики лагерлар системисида үч хил қамақ орни бар. Буниң биринчиси, көп йиллардин бери бизгә мәлум болған түрмиләрдур. Тутқун қилинған омумий уйғурларниң сани билән селиштурғанда түрмиләргә қамалған бу уйғурлар сан җәһәттә унчә көп әмәс. Йәнә келип булар аллиқачан муддәтлик қамаққа һөкүм қилинип болғанлар. Иккинчиси, хитай һөкүмити ‛кәспий тәрбийәләш мәктипи‚ дәп атаватқан аталмиш ‛қайта тәрбийәләш мәркизи‚. Булар пүтүнләй башқичә бир хилдики, очуқ-йепиқлиқиму өзгичә болған бир түрлүк муәссәсәдәр. Бу җайға елип келингән кишиләр йил-йиллап туруп кетиду, буниң қәрәли яки чекиму болмайду. Үчинчиси, тутуп туруш орни. Бу җай ‛қайта тәрбийәләш мәркизи‚ әмәс. Бу җайға сиясий җәһәттә гуманлиқ болған, сиясий җәһәттә ‛хата‚ болған қилмишларни садир қилған кишиләр топлиниду. Уларниң делолири бир яқлиқ қилинип, сотқа йоллап берилгүчә болған арилиқта мушу орунларға қамилиду. Әң чоң җисманий хорлаш дәл мушу хилдики тутуп туруш орунлирида йүз бериду. ‛тәрбийәләш мәркизи‚ дә бир қисим хорлаш қилмишлири мәвҗут болсиму, әң чоң хорлаш тутуп туруш орнида болиду. Йәнә келип системилиқ һәмдә тәшкиллик һалда давам қилиду. Сорақ қилиш, ялғуз кишилик камерға қамаш дегәнләрму буниңға қошумчә мәзмун болған һалда рол ойнайду.”

Һалбуки, лагерларниң тақилиши һәққидики баянатларға әгишип, бир қисим лагер мәһбуслириниң қоюветилгәнлики мәлум болған. Әмма ишәнчлик учурлар бу хилдики кишиләрниң сан җәһәттә йоқниң орнида икәнликини көрситидиған болуп, уларниң қанчилик муддәттә қоюп берилгәнлики һәмдә һазир қандақ әһвалда икәнлики дегәнләр намәлум икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.