Таш үстидә ечилған гүлләр-лагер шаһитлири билән сөһбәт (2)

Мухбиримиз гүлчеһрә
2022.03.08
Таш үстидә ечилған гүлләр-лагер шаһитлири билән сөһбәт (2) Америкадики уйғур лагер шаһитлиридин турсунай зиявудун(солда) вә қазақ шаһит гүлзирә авулқан.
Photo: RFA

-Лагер шаһитлиридин турсунай зиявудун вә гүлзирә авулқан билән сөһбәт

Охшимиған дәврләрдә, уйғурлар ичидин зулум вә адаләтсизликкә қарши тиз пүкмәс миңлиған қиз-аял қәһриманлар йетишип чиққан. Хитайниң ирқий қирғинчилиқини паш қилған лагер шаһитлири болса, уйғур вә қазақ аяллириниң қәйсәр роһини қайта намаян қилмақта.

Америкадики уйғур лагер шаһитлиридин турсунай зиявудун вә қазақ шаһит гүлзирә авулқанни 8-март хәлқара ханим-қизлар байрими мунасивити билән радийомизниң “таш үстидә ечилған гүлләр” темисидики сөһбәт программисиға тәклип қилдуқ. Улар өзлиридики җасарәтниң сирлирини, адди бир аял болуш сүпити билән дилиға пүккән арзу-арманлирини аңлатти. Мухбиримиз гүлчеһрә билән биргә сөһбитимизгә иштирак қилғайсиләр.

Лагер вә түрмиләрдә тутқун аялларниң системилиқ җинсий зораванлиқларға учрайдиғанлиқидәк дәһшәтлик җинайәтни паш қилип, дуняда ғайәт зор инкас яратқан җәсур лагер шаһити турсунай зиявудун, һечқачан қәһриман болушни хиялиға кәлтүрүпму бақмиған, ғулҗиниң күнәс наһийәсидә аддий деһқан аилисидә үсүп йетилгән қиз иди.

У 2017- вә 2018-йиллири икки қетим җәмий 9 ай ғулҗиниң күнәс наһийәсидики лагериға соланған, кейин қазақистан пуқраси болған йолдишиниң ярдимидә 2019-йили сентәбирдә қазақистанға чиққандин кейин, хитайниң һәр хил тәһдитлиригә қаримай, лагердики қорқунчлуқ кәчмишлири һәққидә гуваһлиқ беришкә башлиғаниди. У америка ташқи ишлар министирлиқиниң ярдимидә 2020-йили сентәбирдә америкаға йетип кәлгәндин кейин, санақлиқ лагер шаһитлириниң бири болған турсунай, америка қатарлиқ дөләт вә парламентларниң хитайниң ирқий қирғинчилиқ җинайитиниң бекитилишигә һалқилиқ рол ойнап кәлмәктә.

8-Март хәлқара аяллар байрими йетип келиш алдида у америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитети хитайдики аялларниң һоқуқи, аялларниң җинсий айримичилиқ вә паракәндичиликкә учраш әһвали, уйғур аяллириниң мәҗбурий туғмас қилинишидәк әһваллар һәққидә бир испат аңлаш йиғинида гуваһлиқ бәрди.

“он оғулға тегишкүсиз қизим бар мениң” дегән атисиниң бир еғиз сөзи турсунайниң 15 яш чеғида қәлбигә орнап кәткән. Турсунайниң ғәйрәт-җасаритигә мәслики келип, дадисиниң әркилитип ейтқан бу бу бир җүмлә сөз, турсунай зиявудун турсунайниң өлүм лагерлирида, хитай гундипайларниң еғир қийин-қистақ, инсан қелипидин чиққан хорлуқларға учриғандиму уни бәрдашлиқ беришкә, һаяттин, адаләттин үмидини өзмәсликкә роһй тирәк болған икән.

Турсунай лагерда қийин қистақларға елиниш җәрянида ашқазан вә балялқу қатарлиқ ички әзалири еғир зәхимләнгәнликтин чоң оператсийәләр қилинип пәрзәнтлик болуш пурситидин өмүрвайәт мәһрум қалди. Бүгүнки сөһбитимиздә у һөрийәт қучақ ачқан америкада һаяттин қандақ хушаллиқ тепип яшаватқанлиқини вә өзигә хас арзу-арманлирини аңлатти.

Аялларға хас латапәт вә меһрибанлиқ билән биргә йимирилмәс җасарәткә игә, бу һаят қәһриманниң қәйсәр роһи һәммимизгә илһам болғуси.

Америкада һазир хитайниң уйғур елидә қурған лагерлириниң ички сирлириниң паш болушида, хитайниң уйғур елидә йүргүзүватқан бастуруш сиясәтлириниң ирқий қирғинчилиқ дәп хәлқарада етирап қилинишида зор рол ойниған уйғур шаһитлардин меһригүл турсун, зумрәт давут, турсунай зиявудун башқа йәнә бир қазақ шаһидму бар. У болсиму қазақ лагер шаһити гүлзирә авулқан.

Ғулҗа шәһиридики лагерда 15 ай ятқан қазақ лагер шаһити гүлзирә авулқан қизи, ғулҗидики хитай мәҗбурий әмгәк карханилири җайлашқан йидоң санаәт бағчисидики “җовән кийим-кечәк чәклик ширкити” ниң қолқап завутида, 2018-йили қуллуқ әмгәккә селинған. У, уйғур вә қазақларниң лагерда дуч келиватқан еғир җинсий хорлуқлар, нопус контроли, меңә ююш қатарлиқ зулумлардин башқа йәнә қуллуқ әмгикиниң һәқиқәтән мәвҗутлуқини испатлашта ачқучлуқ рол ойниған шаһит. У өзиниң кәчмишлири арқилиқ уйғур вә қазақ қиз-аялларниң хитай һөкүмитиниң “намратлиқтин қутқузуш” намидики омумйүзлүк һәқсиз яки әрзан баһалиқ әмгәк күчлиригә айландурулуштәк сияситини ечип көрситип, аталмиш “кәспий маһарәт мәркәзлири” ниң әмәлийәттә мәҗбурий әмгәккә селиш орунлири икәнликидәк әсли йүзини паш қилишта муһим рол ойниғаниди.

Гүлзирә авулқан алди билән америкадики барлиқ уйғур аяллар вә қериндашларға, өзи вә аилисигә көрсәткән ярдәм һәм ғәмхорлуқиға чоңқур рәһмәт ейтти. У башқа уйғур лагер шаһитлириниң қәйсәрликидин илһам алғанлиқини, улар билән охшаш зулумларни көргәнликидәк тәқдирдашлиқи өзини уларға техиму йеқин һес қилдурғанлиқи үчүн вашингтонға көчүп келип, уйғур лагер шаһитлири вә уйғурлар билән тәң күрәш қиливатқанлиқидин хушал икәнликиини билдүрди.

Гүлзирә: “мәйли уйғур вә яки қазақ аяллар болсун һәммимиздә батурлуқ, адаләтпәрвәрликимиз, меһрибанлиқимиз охшаш” дәйду. У мәйли юрти күнәстә болсун, лагерда яки қуллуқ әмгәккә селинғанда болсун “уйғур һәдә-сиңиллар билән тәң йиғлаштуқ, улар мениң көз яшлиримни ейтти, маңа сән һаман әркинликкә чиқип қазақистанға кетисән, чидамлиқ бол, дәп илһам берип, үмидләндүрүп кәлди” дәйду.

Гүлзирә йәнә: “мән әркинликкә чиқип қазақистанға чиқтим, мана әмди америкаға кәлдим. У уйғур һәдә-сиңиллирим өзлири чиқалмиған болсиму мениң әркинликкә чиққинимдин хушал болиду вә биз көргән зулумларни аңлатсун дәп үмид қилиду. Шуңа мән тохтимаймән. Барлиқ қазақ, уйғур вә башқа зулумға учраватқан һәдә-сиңиллар үчүн сөзләймән” дәп тәкитлиди.

Һечқачан өзини бир күни мән қәһриман болимән дәп ойлапму бақмиған гүлзирә йәнә, өзиниң қазақистанға чиққандин кейин, уруқ-туғқанлири хитай тәрипидин гөрүгә елинғиниға қаримай лагер вә қуллуқ әмгәк мәсилилири үчүн гуваһлиқ беришигә, өзидин аввалқи уйғур лагер шаһитлириниң қәйсәрлики җасарәт бәргәнликини билдүрүп: “мән лагерлардин қутулуп чиқип ахбаратқа, дуняға лагердики көргән зулумларни аңлитиватқан уйғур вә қазақ лагер шаһитлирини чоңқур һөрмәтләймән. Мән лагердики вақтимда, лагер шаһитлириниң бәргән гуваһлиқлириниң хитайни бәк биарам қилғиниға шаһит болдум. Улар бизгә лагер шаһитлирини қарилап меңимизни юмақчи болди. Әмма биз уларниң батурлуқидин пәхирләндуқ илһам алдуқ. Чүнки хитай һөкүмити әркин ахбараттин хәлқаралиқ бесимдин қорқиду. Шуңа әркинликкә чиқсам мәнму чоқум бу зулумларни аңлитимән дегән ирадигә кәлгән идим” деди.

Гүлзирә һазир вашингтондики башқа лагер шаһитлири билән бирликтә уйғурларниң хитайниң ирқи қирғинчилиқиға қарши елип барған намайиш вә паалийәтлиридики актип әзаниң бири болуп қалди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.