Йиғивелиш лагерлиридики бир қисим оқутқучиларниң “оқуғучи” ға өзгирип кәткәнлики дәлилләнди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2019.03.21
lager-derwazisi-bitterwinter-08062018.jpg Қумулдики “тәрбийәләш лагери” ниң дәрвазиси. 2017-Йили яз.
BITTER WINTER

Уйғур районидики йиғивелиш лагерида вәзипә өтәватқан мәлум бир тонуши билән хели бир мәзгилгичә үндидарда алақилишип келиватқан түркийәдики уйғур паалийәтчи зулпиқар әли бирқанчә айдин бери бу тонуши билән алақисиниң пүтүнләй үзүлгәнлики вә буни ениқлаш җәрянида лагерда оқутқучилиқ қиливатқанларниң көп қисминиң “икки йүзлимичилик” билән әйиблинип шу лагердикиләргә қетиветилгәнликини илгири сүрди. Мухбиримизниң ениқлашлири давамида хотәндә езиз давут исимлик бир оқутқучиниң, қәшқәрдә мирадил исимлик бир мәктәп мудириниң лагерда оқутқучилиқ қиливетип, мәһбусқа айлинип қалғанлиқи дәлилләнди.

Түркийәдики уйғур паалийәтчи зулпиқар әли уйғур райондики лагерларда вәзипә өтәватқан бир тонуши билән лагер қурулуп хели бир мәзгилгичә үндидарда көрүшүп турған вә лагерниң ички әһвалидин хәвәр тепип турған. Бирқанчә айниң алдида бу тонуши билән алақиси уштумтут үзүлгәндин кейин, йәнә башқа қаналлар арқилиқ лагерда вәзипә өтәватқан көп сандики оқутқучиларниң “мәһбус оқуғучи” ға айлинип кәткәнликидин хәвәр тапқан.

Мәлум болушичә, лагердики бу оқутқучиларниң бәзилири һөкүмәт органлиридин, бәзилири мәктәпләрдин әкетилгән икән. Йәнә бир қисми болса илгири қанун саһәсидә оқуған вә һәрқайси идарә-җәмийәтләрдә қанунға алақидар хизмәт өтәватқанлардин тәшкилләнгән икән. Хотәндики мәлум бир йезилиқ әдлийә хадиминиң паш қилишичә, шу йеза башланғуч мәктипиниң оқутқучиси езиз давут хитай тилидин дәрс бериш үчүн лагерға елип берилған. Арқидин намәлум сәвәб билән вәзиписидин елип ташлинип, қошна бир лагерға аталмиш “тәрбийә” елиш үчүн йөткиветилгән. Қәшқәрдики бир лагер сақчисиниң баян қилишичә, лагерда оқутқучилиқ қиливатқан тоққузақ 3‏-оттура мәктипиниң мудири мирадил лагерда дәрс өтәватқан мәзгилдә намәлум сәвәб билән дөләт аманлиқ сақчилири тәрипидин тутуп кетилгән.

Паалийәтчи зулпиқарниң баян қилишичә, лагердики оқутқучиларниң тутқун қилинишиниң сәвәби ялғуз уларниң тутқунларға инсаний муамилә қилип қелиши қатарлиқ аталмиш “икки йүзлимичилики” әмәс, бәлки әң муһими хитайниң нөвәттики әң чоң “дөләт мәхпийәтлики”, йәни лагер ичидики вәзийәтни ениқ билгәнлики вә бу сирниң җәмийәткә ашкарилинип кетишиниң алдини елиш үчүн икән.

Әмма бәзи шаһитлар, мәсилән, корладики бир “милләтләр иттипақлиқи үлгиси” даириләрниң уйғурларни омумйүзлүк һалда аталмиш “қайта тәрбийә” дин өткүзүш пилани барлиқи, пат йеқинда тәрбийәлиниш нөвитиниң шу лагерлардики оқутқучи вә сақчиларғиму келип қелиш еһтималини оттуриға қойған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.