Бир дада: миллий кимликини пәрзәнтлиримгә мирас қалдуруш бурчумдур

Голландийидики уйғур җамаити “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” ниң тәшкиллиши билән уйғур өсмүрлирини ана тил вә уйғур мәдәнийити бойичә тәрбийиләшкә башлиди.
Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2013.02.05
ana-til-uyghur-medeniyiti-305.JPG “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” тәшкиллигән уйғур өсмүрлирини ана тил вә уйғур мәдәнийити бойичә тәрбийиләш курсидин көрүнүш. 2013-Йили 2-феврал, голландийә.
RFA/Pidaiy

Бир қисим ата-анилар миллий кимликини пәрзәнтлиригә мирас қалдуруш мәсулийитини ада қилиш үчүн мәзкур паалийәткә қатнашқанлиқини билдүрүшти.

Мәлум болушичә, голландийидики “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” 4 яштин ашқан өсмүрләрни системилиқ тәрбийиләш үчүн 6 айлиқ курс пиланини түзүп чиққан. 2-Февралдин башланған бу курс юқириқи пиланни әмәлийләштүрүш үчүн алған тунҗи қәдәм икән.

Ана тил вә уйғур мәдәнийити бойичә тәрбийиләш курсидики балиларниң һәмдастиханлиқидики хушаллиқи. 2013-Йили 2-феврал, голландийә.
Ана тил вә уйғур мәдәнийити бойичә тәрбийиләш курсидики балиларниң һәмдастиханлиқидики хушаллиқи. 2013-Йили 2-феврал, голландийә.
RFA/Pidaiy

Дәрс шу йәр вақти әтигән саәт 10 дин, чүштин кейин саәт 3 қәдәр давам қилди. Йеңи хизмәт мәркизидә һазирланған оқутуш синипиниң тунҗи қарарлиқ оқуғучилири, йеши вә сәвийисигә қарап 3 гуруппиға айрилди. Дәрс һәр бир гуруппида ана тил, әхлақ вә диний билимләр, һекмәтлик һекайиләр билән дәвр қилди. Дәрс арилиқида арам елиш, намаз вә ғизалиниш қатарлиқ программиларму орунлаштурулди.

Балиларниң дәрс вақтидики қизғинлиқ вә интилишлири, дәм елиш вақтидики сәкрәп-тақлашлири, тамақ вақтидики һәмдастиханлиқи вә сәп-болуп тизилип биргә намаз оқушлири балилар үчүн тепилғусиз хушаллиқ бәргәндәк қилатти. Кичик балиларму омақ вә чүчүк авазлири билән һес қилған хушаллиқлирини билдүрди.

“явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” әзалири, миллий кимликиниң келәчики болған өсмүрләрни тәрбийиләшниң җиддийликини хилидин бири әскәртип кәлгән иди. Улар илгири аилиләргә берип вә яки тор алақә қораллирида дәрс уюштуруп теришчанлиқ көрсәткән болсиму, үнүми күткәндәк болмай “балиларни җәзмән бир йәргә йеғип мәктәп шәклидә тәрбийиләш лазим”, дегән қарариға кәлгән иди. Шуниң үчүн бу қетим йеңи хизмәт мәркизи һазирлап, әң алди билән балиларниң оқуш ишини раваҗландурушқа атланғаниди. Бу мунасивәт билән тунҗи дәрстики кәйпиятни әйнән билиш үчүн барған зияритимиздә диққитимизни әң бәк тартқини, балиларниң бир-бири билән тамамән дегүдәк голландчә параңлишишқа йүзлинип кетиватқанлиқи болди вә әвлад тәрбийисидики бу җиддийәтниң йәниму тоғрилиқини һәммимиз қайтидин һес қилған болдуқ.

Зияритимизни қобул қилмиған болсиму, балилиридики бу өзгиришни һес қилған атилар: “биз миллий вә диний кимликимизни сақлашниң ғемидә йүрүп, балилиримиз бу һалға кәпту. Бу мәсулийәткә сәл қараватқанларниң балилири немә болуп кәткәнду?” дәп, әҗәбләнгәнликини билдүрди.

Йирақ һелмон шәһиридин икки оғлини елип кәлгән әйса қарим зияритимизни қобул қилип өз тәсиратини аңлатти. У, кимликини пәрзәнтлиригә мирас қалдуруш мәсулийитини ада қилиш үчүн мәзкур паалийәткә қатнашқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.